ESTHER
Chapter 7
Esth | UyCyr | 7:1 | Шуниң билән падиша Һаман билән биллә Әстирниң зияпитигә барди. Шарап ичиливатқанда, падиша Әстирдин йәнә: — Әй ханиш Әстир! Илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. | |
Esth | UyCyr | 7:2 | Шуниң билән падиша Һаман билән биллә Әстирниң зияпитигә барди. Шарап ичиливатқанда, падиша Әстирдин йәнә: — Әй ханиш Әстир! Илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. | |
Esth | UyCyr | 7:3 | Әстир: — Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болған болсам, алийлири халисила, илтимасим үчүн җенимни қутулдурғайла. Тәливим үчүн хәлқимниң һаятини сақлиғайла. | |
Esth | UyCyr | 7:4 | Мән вә хәлқим қирилип, өлтүрүлүп, йоқ қилинишқа сетилип кәттуқ. Әгәр биз пәқәт қул вә хизмәткарлиққа сетилип кәткән болсақ, мән сүкүт қилар едим, чүнки бизниң азап-оқубәт тартишимиз падишаға елип келидиған көңүлсизлик билән селиштурғанда һеч гәп әмәс, — дәп җавап бәрди. | |
Esth | UyCyr | 7:5 | У вақитта падиша Аһашвируш ханиш Әстирдин: — У ким екән? Бундақ қилишқа җүръәт қилалайдиған киши қәйәрдә екән? — дәп сориди. | |
Esth | UyCyr | 7:6 | — Бизниң әшәддий дүшминимиз дәл бу яман Һаманниң өзи! — дәп җавап бәрди Әстир. Һаман падиша вә ханиш алдида титирәп кәтти. | |
Esth | UyCyr | 7:7 | Падиша ғәзәп билән орнидин туруп, зияпәтханидин орда гүлзарлиғиға чиқип кәтти. Һаман падишаниң өзини бош қоювәтмәйдиғанлиғини билип, ханиш Әстирдин бир қошуқ қенини тиләш үчүн қалди. | |
Esth | UyCyr | 7:8 | Падиша орда гүлзарлиғидин зияпәтханиға қайтип киргинидә, Һаман ханиш Әстир янпашлап ятқан узун орундуққа өзини ташлап ятатти. Падиша: — Мән туруқлуқ, у мениң ордамда ханишқа әдәпсизлик қиливатамду немә? — дәп вақириди. Падиша шундақ дейиши биләнла һәрәмъағилири Һаманниң баш-көзини чүмкәп, уни өлтүрүшкә тәйяр болди. | |
Esth | UyCyr | 7:9 | Падишаниң алдида туруватқан һәрәмъағилиридин Һарбона исимлиқ бирси: — Һаман алийлириниң һаятини қутқузған Мордикайни есиш үчүн оттуз йәттә гәз егизликтә ясатқан дар униң һойлисида туриду! — деди. — Униңға Һаманниң өзини есиңлар! — дәп әмир қилди падиша. | |