Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ESTHER
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 4
Esth UyCyr 4:1  Мордикай бу ишлардин хәвәр тапқандин кейин интайин қайғуруп, кийимлирини житип, матиға йөгинип, бешиға күл чечип, Суза шәһирини айлинип жүрүп, наһайити қаттиқ аһу-пәрият көтәрди.
Esth UyCyr 4:2  У орда дәрвазисиға келип, тохтап қалди. Чүнки бәлгүлимә бойичә матиға йөгәнгән кишиләр ордиға киргүзүлмәтти.
Esth UyCyr 4:3  Падишаниң пәрмани қайси өлкигә йетип кәлсә, у йәрдики йәһудийлар қайғуруп, налә-пәрият қилишти. Улар роза тутуп, көз йеши қилип, һаза тутушти, нурғун кишиләр матиға йөгинип, күлгә милинип йетишти.
Esth UyCyr 4:4  Әстирниң хизмитини қилидиған кенизәкләр билән һәрәмъағилири Мордикай һәққидә Әстиргә хәвәр йәткүзгәндә, у интайин беарам болуп, Мордикайға кийим-кечәкләрни әвәтип, униң матини ташлаветишини тәләп қилди. Лекин Мордикай қобул қилмиди.
Esth UyCyr 4:5  Әстирниң хизмитигә тайинланған падишаниң Һатак исимлиқ бир һәрәмъағиси бар еди. Әстир уни чақиртип, Мордикайниң йениға берип, зади немә ишниң уни қийнаватқанлиғини вә немишкә ундақ болғанлиғини билип келишкә әвәтти.
Esth UyCyr 4:6  Шуниң билән Һатак орда дәрвазиси алдидики мәйданда Мордикай билән көрүшти.
Esth UyCyr 4:7  Мордикай йүз бәргән ишларни униңға бир-бирләп ейтип бәрди, шундақла Һаманниң йәһудийларни йоқитиш үчүн дөләт ғәзинисигә қанчилик пул сәдиқә қилишни вәдә қилғанлиғиниму деди.
Esth UyCyr 4:8  Мордикай униңға йәнә Сузада елан қилинған йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики пәрманидин бир нусха бәрди. Мордикай униң бу пәрманни Әстиргә тапшуруп беришини һәм Әстиргә әһвални чүшәндүрүп, униң падишаға ялвуруп, өз хәлқиниң бир қошуқ қенини тилишини тәләп қилди.
Esth UyCyr 4:9  Һатак қайтип Мордикайниң тәливини Әстиргә йәткүзди.
Esth UyCyr 4:10  Әстир: — Мордикайға мону гәпләрни йәткүз, — дәп Һатакни йәнә әвәтти.
Esth UyCyr 4:11  — Падиша ордисида хизмәт қиливатқанлар вә падишаниң қол астидики хәлиқлири шуни билидуки: Әр яки аял болушидин қәтъий нәзәр, қайси бир киши чақирилмай ичкирики һойлиға — падишаниң һозуриға кирсә, қанун бойичә өлтүрүлиду. Пәқәт падиша униңға қолидики алтун сәлтәнәт һасисини узитип қалса, у тирик қалиду. Мени болса падиша чақирмиғили бир ай болди.
Esth UyCyr 4:12  Әстирниң бу гәплири Мордикайға йәткүзүлди.
Esth UyCyr 4:13  Мордикай Әстиргә мундақ җавап әвәтти: — Йәһудийларниң һәммиси өлтүрүлидиған йәрдә сән һәргизму «ордида яшиғанлиғим үчүн аман қалимән» дәп ойлимиғин.
Esth UyCyr 4:14  Әгәр мошу вақитта сән сүкүт қилсаң, йәһудийларға башқа җайдин ярдәм келиду, улар қутулуп қалиду, лекин сән пүтүн уруқ-җамаитиң билән қошулуп өлисән. Ким билиду, бәлким сән мошу вақитлар үчүн ханишлиқ мәртивисигә еришкәндурсән?
Esth UyCyr 4:15  Әстир кейин Мордикайға мундақ җавап қайтурди:
Esth UyCyr 4:16  — Сиз берип, Суза шәһиридики барлиқ йәһудийларни жиғиң, силәр мән үчүн роза тутуңлар, үч кечә-күндүз һеч нәрсә йемәңлар, һеч нәрсә ичмәңлар. Мәнму кенизәклирим билән шундақ қилимән. Андин мән қанунға хилап болсиму, падишаниң алдиға киримән. Буниң үчүн өлсәмму мәйли.
Esth UyCyr 4:17  Шундақ қилип, Мордикай кәтти вә Әстирниң тапилиғинидәк қилди.