Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ESTHER
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
Esth UyCyr 1:1  Төвәндики вақиә падиша Аһашвируш заманида йүз бәргән. Аһашвируш Суза шәһиридики падиша тәхтидә олтирип, Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған еди.
Esth UyCyr 1:2  Төвәндики вақиә падиша Аһашвируш заманида йүз бәргән. Аһашвируш Суза шәһиридики падиша тәхтидә олтирип, Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған бир йүз жигирмә йәттә өлкигә һөкүмранлиқ қилған еди.
Esth UyCyr 1:3  У һөкүмранлиғиниң үчинчи жилида барлиқ алий әмәлдарлири билән бәглиригә бир чоң зияпәт бәрди. Зияпәткә Персийә билән Медияниң әскәрбашлири, һәр қайси өлкиләрдики жуқури дәриҗидикиләр вә алий әмәлдарлар келип қатнашти.
Esth UyCyr 1:4  Зияпәт алтә ай давамлашти. Падиша бу җәриянда уларға өз империясиниң байлиғи вә өзиниң шан-шәривини намайән қилди.
Esth UyCyr 1:5  Арқидинла падиша йәнә Суза шәһиридики һәммә кишиләргә, мәртивисиниң жуқури-төвәнлигигә қаримай, орда гүлзарлиғида йәттә күн зияпәт бәрди.
Esth UyCyr 1:6  Мәзкүр гүлзарлиқ ақ вә көк кәндир рәхттин тикилгән пәрдиләр билән безәлгән болуп, бу пәрдиләр мәрмәр таш түврүкләрдики күмүч һалқиларға сөсүн рәңлик кәндир рәхт билән есилған еди. Мәрмәр таш, сәдәп вә түрлүк рәңлик ташлар ятқузулған йәрниң үстигә алтун-күмүчтин ясалған йөләнчүклүк узун орундуқлар қоюлған еди.
Esth UyCyr 1:7  Ордидики шараплар бир-биригә охшимайдиған алтун қәдәһләргә қуюлған болуп, падишаниң буйруғи бойичә мәртләрчә тәминләнди.
Esth UyCyr 1:8  Падиша орда хизмәткарлириға һәммисиниң халиғанчә шарап ичишигә йол қоюшлирини, амма һеч кимгә зорлимаслиқни буйриди.
Esth UyCyr 1:9  Шуниң билән бир вақитта ханиш Вашти падиша Аһашвирушниң ордисида аяллар үчүн һәм зияпәт бәрди.
Esth UyCyr 1:10  Чоң зияпәтниң йәттинчи күни падиша шараптин кәйпи чағ болғинида, һозурида хизмәт қилидиған йәттә һәрәмъағисиға, йәни Мәһуман, Бизта, Һарбона, Биғта, Абағта, Зәтар, Кәркәсләргә
Esth UyCyr 1:11  ханиш Ваштиға ханишлиқ таҗини кийдүрүп, һозуриға тәклип қилип келишлирини буйриди. Ханиш интайин чирайлиқ аял болғачқа, падиша алий әмәлдарлири билән барлиқ зияпәт әһлигә униң гөзәл җамалини көрсәтмәкчи еди.
Esth UyCyr 1:12  Лекин һәрәмъағилири ханиш Ваштиға падишаниң әмрини йәткүзгәндә, у беришни рәт қилди. Буниң билән падиша интайин хапа болуп, ғәзиви өрләп кәтти.
Esth UyCyr 1:13  Әшу вақиттики падишаларниң қаидиси бойичә падиша мәлум мәсилиләргә дуч кәлгәндә, қанун вә тәртип-интизамни яхши билидиғанларниң мәслиһитини алатти, шуңа падиша өз заманиниң йетилгән данишмәнлиридин мәслиһәт сориди.
Esth UyCyr 1:14  Данишмәнләрдин униң йеқинлири Каршина, Шәтар, Адмата, Таршиш, Мәрәс, Марсина вә Мәмуханлар еди. Улар Персийә вә Медиядики йәттә алий әмәлдар болуп, падиша билән дайим көрүшәләйдиған вә империядә алдинқи орунда туридиған кишиләр еди.
Esth UyCyr 1:15  Падиша улардин: — Мәнки падиша Аһашвируш һәрәмъағисини әвәтип, ханиш Ваштиға әмир йәткүзгән едим. Лекин у әмримни орунлимиди. Қанун бойичә уни қандақ бир тәрәп қилиш керәк? — дәп сориди.
Esth UyCyr 1:16  Мәмуқан буниңға җававән падиша вә башқа алий әмәлдарларға мундақ деди: — Ханиш Вашти падишаниң алдида әмәс, бәлки падишаниң барлиқ өлкиләрдики алий әмәлдарлириниң, шундақла пүткүл хәлиқләрниң алдидиму хаталиқ өткүзүпту!
Esth UyCyr 1:17  Чүнки ханишниң қилған бу иши империямиздики һәммә аялларниң арисиға тарқилиши биләнла, бу иш уларниң өз әрлирини көзигә илмаслиғиға сәвәп болиду. Улар: «Падиша Аһашвируш ханиш Ваштини һозуриға тәклип қилған екән, амма у беришни рәт қипту», дейишиду.
Esth UyCyr 1:18  Персийә вә Медиядики әмәлдарларниң ханимлири ханишниң бу ишини аңлиған һаман әрлиригә шундақ муамилә қилишқа башлайду. Буниң билән аилидә мәнситмәслик билән хапилиқ үзүлмәйду.
Esth UyCyr 1:19  Әгәр алийлири халисила, буниңдин кейин Вашти падишаниң һозуриға кәлмисун, дәп әмир чүшәргәйла вә бу әмирни яздуруп, Персийә билән Медияниң қануниға өзгәрмәс қилип киргүзгәйла вә алийлири униң ханишлиқ орнини униңдин яхширақ бирсигә бәргәйла.
Esth UyCyr 1:20  Падиша әмри чоң империялириниң һәммә җайлириға җакаланғандин кейин, һәммә аяллар өз әрлириниң мәртивисиниң бар-йоқлуғидин қәтъий нәзәр, уларни һөрмәт қилидиған болиду, — деди.
Esth UyCyr 1:21  Падиша вә униң алий әмәлдарлири бу пикирни тоғра көрди, шуңа падиша Мәмуқанниң тәкливи бойичә иш қилди.
Esth UyCyr 1:22  Падиша һәр бир өлкә хәлқиниң өз тил-йезиғида империяниң һәммә җайлириға: «Һәр бир әр өз аилисиниң ғоҗайинидур», дәп һөкүм чиқарди.