ESTHER
Chapter 8
Esth | UyCyr | 8:1 | Шу күни падиша Аһашвируш йәһудийларниң дүшмини Һаманниң пүтүн өй-җай, мал-мүлкини ханиш Әстиргә бәрди. Мордикайниң падишаниң һозуриға киришигә иҗазәт берилди. Чүнки Әстир падишаға униң өз туққини екәнлигини ейтип бәргән еди. | |
Esth | UyCyr | 8:2 | Падиша Һамандин тартивелинған мөрлүк үзүкни Мордикайға бәрди. Әстир Мордикайға Һаманниң өй-җай, мал-мүлкини башқурушни һавалә қилди. | |
Esth | UyCyr | 8:3 | Әстир йәнә падишаниң айиғиға жиқилип, жиғлап туруп, униңдин Агагниң нәслидин болған Һаманниң йәһудийларниң нәслини йоқитиш сүйиқәстини бекар қилишини ялвуруп сориди. | |
Esth | UyCyr | 8:4 | Падиша Әстиргә алтун сәлтәнәт һасисини узатқан еди, Әстир падишаниң алдида орнидин туруп: | |
Esth | UyCyr | 8:5 | — Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болған болсам, алийлири тоғра тепип, мәндин мәмнун болсила, алийлири халисила, бир әмир чүширип, Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаманниң империялириниң һәммә өлкилиридики йәһудийларни йоқитиш үчүн яздурған мәктүплирини бекар қилғайла. | |
Esth | UyCyr | 8:6 | Мән хәлқимниң йоқитилишиға, туққанлиримниң қирилишиға қандақму чидап туралаймән? — деди. | |
Esth | UyCyr | 8:7 | Падиша Аһашвируш ханиш Әстир билән йәһудий Мордикайға мундақ деди: — Һаман йәһудийларни қирип ташлимақчи болғанлиғи үчүн, уни дарға астурдум вә мал-мүлкини Әстиргә бәрдим. | |
Esth | UyCyr | 8:8 | Әнди халиғиниңларчә, мениң намимда йәһудийларға мәктүп йезип, мөрлүк үзүгүмни бесиңлар. Шуни есиңларда тутуңларки, падишаниң намидин йезилип, падишаниң мөрлүк үзүги бесилған һәр қандақ мәктүп бекар қилинмайду. | |
Esth | UyCyr | 8:9 | Шуниң билән үчинчи айниң, йәни Шиван ейиниң жигирмә үчинчи күни Мордикай падишаниң хәтчилирини жиғип, йәһудийларға вә Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған империяниң җәми бир йүз жигирмә йәттә өлкисидики рәислири, бәглири вә әмәлдалириға қарита мәктүп яздурди. Мәктүпләр һәр бир өлкиниң өз тил-йезиғида, шундақла йәһудийларниң тил-йезиғида йезилди. | |
Esth | UyCyr | 8:10 | Мордикай падиша Аһашвирушниң намидин яздурған бу мәктүпләргә униң мөрлүк үзүгини бастурди вә уларни ордидики чапқур атларға мингән чапармәнләр арқилиқ тарқатти. | |
Esth | UyCyr | 8:11 | Мәзкүр мәктүпләрдә падиша һәр қайси шәһәрләрдики йәһудийларниң өзини қоғдаш үчүн бирлишишигә иҗазәт бәргән. Йәһудийларниң өзлиригә һуҗум қилмақчи болған һәр қандақ милләт вә өлкидин болған адәмләрни вә уларниң хотун-балилирини қиришиға, өлтүрүшигә, йоқ қилишиға вә уларниң мал-мүлүклиригә егә болушиға рухсәт берилгән. | |
Esth | UyCyr | 8:12 | Бу иш пүтүн өлкиләрдә он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни, йәни әслидә йәһудийларни қирғин қилишқа бәлгүләнгән күни, бир күн ичидә иҗра қилинсун, дәп бәкитилди. | |
Esth | UyCyr | 8:13 | Бу мәктүпниң көчүрмә нусхиси барлиқ өлкиләрдә пәрман болуп җакалинидиған вә һәммә адәмгә уқтурулидиған болди. Шундақ болғанда, йәһудийлар дүшмәнлиридин шу күни интиқам елишқа тәйяр болалатти. | |
Esth | UyCyr | 8:14 | Чапармәнләр ордидики чапқур атларға минип падишаниң буйруғи бойичә җиддий атланди, Суза шәһиридиму бу пәрман елан қилинди. | |
Esth | UyCyr | 8:15 | Мордикай ақ вә көк шаһанә кийимни кийип, кәндир жиптин тоқулған сөсүн рәң йәңсиз йепинчисини йепинип, чоң алтун таҗини тақап, падишаниң һозуридин чиқти. Суза шәһири хошаллиқ тән-тәнилиригә чөмди. | |
Esth | UyCyr | 8:16 | Йәһудийларға нисбәтән бу чағ бәхит-саадәткә еришкән, шат-хорамлиқ вә иззәт-һөрмәткә толған чағ болди. | |