EZRA
Chapter 3
Ezra | UyCyr | 3:1 | Күз пәслиниң дәсләпки мәзгилидә исраиллар өз жутлириға орунлишип болғандин кейин, улар бир нийәт, бир мәхсәттә Йерусалимға җәм болди. | |
Ezra | UyCyr | 3:2 | Йозадақниң оғли Йешува билән униң хизмәтдаш роһанийлири вә Шиалтелниң оғли Зируббабәл билән униң туққанлири исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң қурванлиқ суписини ясашқа башлиди. Улар уни Худаниң йеқин адими Муса пәйғәмбәргә чүширилгән Тәврат қанунидики йол-йоруқларға бенаән көйдүрмә қурванлиқ қилиш орни мәхситидә салди. | |
Ezra | UyCyr | 3:3 | Улар йәрлик хәлиқтин қорқсиму, йәнила қурванлиқ суписини әсли орниға қайтидин қуруп чиқти. Шуниңдин кейин улар сәһәрлик вә кәчлик көйдүрмә қурванлиқлирини униңда қилишқа башлиди. | |
Ezra | UyCyr | 3:4 | Улар Тәврат қануниға бенаән кәпә тикиш һейти қилип, һәр күни тегишлик көйдүрмә қурванлиқни қилди. | |
Ezra | UyCyr | 3:5 | Униңдин башқа улар йәнә күндилик, йеңи ай вә Пәрвәрдигар бәкиткән һейтларда қилишқа тегишлик көйдүрмә қурванлиқларни қилишқа башлиди. Шуниңдәк улар Пәрвәрдигарға халис һәдийәлирини тәғдим қилди. | |
Ezra | UyCyr | 3:6 | Роһанийлар кәпә тикиш һейтидин он бәш күн бурун Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурванлиқ қилишқа башлиди. Бу ибадәтханиниң һули техи қоюлуп болмиған вақит еди. | |
Ezra | UyCyr | 3:7 | Шуниңдин кейин хәлиқ ташчи вә яғашчиларни яллап, тирлиқлар вә сидонлуқларниң кедир яғачлириға йемәк-ичмәк вә зәйтун йеғини тегишти. Бу яғачлар деңиз арқилиқ Ливандин Җаффа шәһиригә елип келинди. Бу иш Персийә падишаси Корәшниң рухсити билән болди. | |
Ezra | UyCyr | 3:8 | Хәлиқ сүргүндин Йерусалимға қайтип кәлгәндин кейинки иккинчи әтиязниң оттурилирида, Худаниң ибадәтханисиниң қурулуши башлинип кәтти. Бу хизмәткә Шиалтелниң оғли Зируббабәл, Йозадақниң оғли Йешува һәм башқа роһанийлар, лавийлар вә қайтип кәлгәнләрниң һәммиси қатнашти. Лавийларниң жигирмә яштин жуқурилири ибадәтханиниң қайтидин қурулуш ишлирини назарәт қилишқа тайинланди. | |
Ezra | UyCyr | 3:9 | Йешува билән униң оғуллири вә әр қериндашлири, Қадмиел вә униң оғуллири (һәммиси Һодавяниң әвлатлири) ибадәтханида ишләватқан ишчилар үстидин назарәт қилди. Лавийлардин болған Хенададниң әр җамаәтлириму уларға ярдәмләшти. | |
Ezra | UyCyr | 3:10 | Улар ибадәтханиниң һулини қоюп болғанда, роһанийлар тонлирини кийип, канайларни тутуп, һәрқайсиси өз орунлирида турушти. Лавийлардин болған Асафниң әвлатлири җаңларни тутуп турушти. Улар исраилниң сабиқ падишаси Давутниң көрсәткинидәк Пәрвәрдигарни мәдһийилиди. | |
Ezra | UyCyr | 3:11 | Улар мәдһийә вә миннәтдарлиқ билән Пәрвәрдигарға атап ейтишишларни өткүзүп: «Пәрвәрдигар шапаәтликтур! Исраилға болған меһир-муһәббити мәңгүлүктур!» дейишти. Андин барлиқ хәлиқ үнлүк вақирап Пәрвәрдигарға мәдһийиләр ейтишти. Чүнки ибадәтханиниң һули қоюлуп болған еди. | |
Ezra | UyCyr | 3:12 | Лекин бурунқи ибадәтханини өз көзи билән көргән нурғун йеши чоң роһанийлар, лавийлар вә җамаәт башлиқлири һазирқи қоюлған һулни көрүп, азаплинип үн селип жиғлавәтти. Башқилар болса қеқас селип тәнтәнә қилишти. | |