EZRA
Chapter 6
Ezra | UyCyr | 6:2 | Мидия өлкисиниң Ахмита шәһиридики ордидин бир қедимий оралма қол язма тепилди. Униңда мундақ йезилған еди: «Ярлиқ: | |
Ezra | UyCyr | 6:3 | Корәш падиша тәхткә олтарған биринчи жили Йерусалимдики ибадәтхана тоғрилиқ пәрман чүшәрди. Ибадәтхана йәһудийлар қурванлиқ сунидиған әсли орниға қайтидин қуруп чиқилсун. Мәзкүр ибадәтханиниң егизлиги жигирмә йәттә метр, кәңлиги жигирмә йәттә метр болсун. | |
Ezra | UyCyr | 6:4 | Тамлири һәр үч қәвәт ташниң үстигә бир қәвәт яғач қоюлуп ясалсун. Пүтүн хираҗити орда ғәзнисидин аҗритилсун. | |
Ezra | UyCyr | 6:5 | Нибукаднәзәр падиша Йерусалимдики ибадәтханидин Бабилға елип кәлгән алтун-күмүчтин ясалған қача-қучилар әслидики ибадәтханиға қайтурулуп, орниға қоюлсун». | |
Ezra | UyCyr | 6:6 | Шуңа падиша Дариос мундақ җавап қайтурди: «Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә бу өлкиниң хизмәтдаш әмәлдарлириға: ‹Силәр ибадәтханиға йеқинлашмаңлар. | |
Ezra | UyCyr | 6:7 | Ибадәтхана қурулушиға арилашмаңлар. Йәһудийәниң башлиғи билән йәһудийларниң ақсақаллири ибадәтханини әсли орниға қайтидин қурсун. | |
Ezra | UyCyr | 6:8 | Мән силәрниң уларға ярдәмдә болушуңларни буйруймән. Қурулуш тохтап қалмаслиғи үчүн, уларниң пүтүн хираҗити Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң орда ғәзнисигә киридиған мәҗбурий селиқ киримидин кечиктүрмәй аҗритилсун. | |
Ezra | UyCyr | 6:9 | Силәр Йерусалимдики роһанийларниң асмандики Худаға көйдүрмә қурванлиқ сунуши үчүн уларға немә керәк болса шуни, йәни топақ, қошқар, вә пахланларни бериңлар һәм улар тәләп қилған буғдай, туз, шарап вә зәйтун яғлиридин тартип һәммини һәр күни үзүлдүрмәй тәминләңлар. | |
Ezra | UyCyr | 6:10 | Шундақ болғанда, улар асмандики Худани хурсән қилидиған қурванлиқларни сунуп, Худаниң маңа вә оғуллиримға бәхит ата қилишиға дуа қилалайду. | |
Ezra | UyCyr | 6:11 | Йәнә шундақ буйруймәнки: Кимки пәрманимға өзгәртиш киргүзсә, униң өйиниң бир лими суғирип елинип, у адәм тикләнгән лимға санчип қоюлсун, өйи әхләт догисиға айлансун. | |
Ezra | UyCyr | 6:12 | Әгәр бирәр падиша яки пухра бу пәрманға өзгәртиш киргүзсә, мәзкүр ибадәтханини вәйран қиливәтмәкчи болса, Өз намини улуқлашқа Йерусалимни таллиған Худа уни урсун. Мәзкүр пәрманни мәнки, Дариос җакалиди, сөзсиз иҗра қилинсун!» | |
Ezra | UyCyr | 6:13 | Шуниң билән Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә уларниң хизмәтдаш әмәлдарлири, падишаниң пәрманини сөзсиз иҗра қилди. | |
Ezra | UyCyr | 6:14 | Һагай пәйғәмбәр вә Иддониң оғли Зикирия пәйғәмбәрниң Худаниң сөзини йәткүзүши билән йәһудийларниң ақсақаллири ибадәтхана қурулушини илгири сүрди. Улар исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаниң әмригә бенаән Персийә падишалири Корәш, Дариос вә Артахшастиниң пәрманлири бойичә ибадәтханини қурушни тамамлиди. | |
Ezra | UyCyr | 6:15 | Дариос падиша һакимийитиниң 6-жили Адар ейиниң 3-күни ибадәтханиниң қурулуши тәл-төкүз тамам болди. | |
Ezra | UyCyr | 6:16 | Исраил хәлқи, җүмлидин роһанийлар, лавийлар вә қалған сүргүнләр ибадәтханини Худаға беғишлаш мәрасимини шат-хорамлиқ ичидә өткүзди. | |
Ezra | UyCyr | 6:17 | Улар бу мәрасимда 100 туяқ топақ, 200 туяқ қошқар вә 400 туяқ пахлан қурванлиқ қилди, йәнә 12 текини Исраилниң 12 қәбилиси үчүн гуна кәчүрүлүш қурванлиғи қилди. | |
Ezra | UyCyr | 6:18 | Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики язмиларға бенаән роһанийлар билән лавийлар өз җамаәтчилиги бойичә Йерусалимдики ибадәтханида новәтчилик билән Худаниң хизмитини қилишқа тәшкилләнди. | |
Ezra | UyCyr | 6:20 | Пүтүн роһанийлар вә лавийлар өзлирини паклиди. Улар паклинип, барлиқ сүргүнләр, хизмәтдаш роһанийлар вә өзлири үчүн «Өтүп кетиш» һейтиниң мелини боғузлиди. | |
Ezra | UyCyr | 6:21 | Сүргүндин қайтип кәлгән исраиллар вә напак йолини ташлап, Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға ибадәт қилидиған шу йәрдики йәһудий әмәсләрму бу қурванлиқ билән ғизаланди. | |