II THESSALONIANS
Chapter 1
II T | UyCyr | 1:1 | Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Салоника шәһиридә яшаватқан мәсиһийләр җамаитигә салам. | |
II T | UyCyr | 1:3 | Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлишиватиду. | |
II T | UyCyr | 1:4 | Шуңа биз Худаға мәнсүп болған һәр қайси мәсиһийләр җамаити арисида силәрдин пәхирлинимиз. Чүнки силәр бешиңларға кәлгән һәр хил зиянкәшлик вә қийин әһвалларға бәрдашлиқ бәрдиңлар вә ишәнчиңлардин тәврәнмидиңлар. | |
II T | UyCyr | 1:5 | Силәрниң бундақ қийин әһвалларда ишәнчиңлардин тәврәнмигәнлигиңлар Худаниң қиямәт күнидә чиқиридиған һөкүминиң адил екәнлигини көрситиду. Чүнки Худа силәрниң қийин әһваллардиму ишәнчиңларда чиң туридиғанлиғиңлардин силәрни Өз Падишалиғида яшашқа лайиқ һесаплайду. Силәр мана шу Падишалиқ үчүн азап-оқубәт чекиватисиләр. | |
II T | UyCyr | 1:7 | Шундақла Рәббимиз Әйса қудрәтлик периштәләр вә ялқунлуқ от билән асмандин қайта кәлгән чағда, Худа азап-оқубәт чәккән силәргә вә бизгә арамлиқ бериду. | |
II T | UyCyr | 1:8 | Шу чағда Рәббимиз Әйса Худани тонушни халимиғанларни вә Өзи һәққидики Хуш Хәвәрни қобул қилмиғанларни җазалайду. | |
II T | UyCyr | 1:9 | Бундақ кишиләрниң җазаси мәңгүлүк һалакәттин ибарәт болуп, улар Рәббимиздин вә Униң улуқ күч-қудритидин айрилип қалиду. | |
II T | UyCyr | 1:10 | У вақитта Рәббимиз Өзиниң муқәддәс хәлқи тәрипидин улуқлиниду вә мәдһийилиниду. Шундақла силәрму биз йәткүзгән Хуш Хәвәргә ишәнгәнлигиңлар үчүн, Рәббимизни мәдһийилигәнләр арисида болисиләр. | |
II T | UyCyr | 1:11 | Шуниң үчүн биз дайим шундақ дуа қилимизки, силәрни чақирған Худа бу улуқ чақириғиға мунасип яшишиңларға ярдәм қилғай. У Өз күч-қудрити билән яхши нийитиңларни һәм ишәнчиңлар билән қилған һәммә ишиңларни әмәлгә ашурғай. | |