II THESSALONIANS
Chapter 2
II T | UyCyr | 2:1 | Қериндашлар, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң қайта келидиған һәм бизниң Униң билән бир йәргә җәм болидиған күнүмиз тоғрисида силәрдин шуни өтүнүп сораймизки, | |
II T | UyCyr | 2:2 | әгәр силәр «Рәббимизниң қайтип келидиған күни йетип кәлди» дегән сөзни аңлисаңлар, һодуқуп кәтмәңлар, қорқупму кәтмәңлар. Бундақ сөзни қилғучилар мәйли уни Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөздин яки башқиларниң тәлимидин аңлидуқ, яки болмиса бизниң намимизда йезилған хәтләрдин көрдуқ, десиму униңға ишәнмәңлар. | |
II T | UyCyr | 2:3 | Һәр қандақ адәм һәр қандақ усул билән силәрни алдап кәтмисун. Чүнки ахир заманда Худаға қарши чоң топилаң йүз бәрмигичә вә мәңгүлүк һалакәткә мәһкүм қилинғучи, йәни «Худаға қарши чиққучи» ашкариланмиғичә, бу күн йетип кәлмәйду. | |
II T | UyCyr | 2:4 | Худаға қарши чиққучи Худа дәп аталған яки кишиләр ибадәт қилидиған нәрсиләрниң һәммисигә қарши чиқип, өзини һәммидин үстүн қилип көрситиду, һәтта Худаниң ибадәтханисида олтирип, өзини Худа дәп җакалайду. | |
II T | UyCyr | 2:6 | Худаға қарши чиққучиниң ашкарилинишини һазирғичә неминиң тосап туруватқанлиғини билисиләр. У пәқәт Худа бәлгүлигән вақитта ашкарилиниду. | |
II T | UyCyr | 2:7 | Шәйтанниң күчи аллиқачан йошурун һәрикәт қилишқа башлиди. Лекин бу күчни тосап келиватқан тосалғу еливетилгәндин кейинла, Худаға қарши чиққучи ашкарилиниду. Рәббимиз Әйса Мәсиһ болса, уни бир еғиз сөз биләнла һалак қиливетиду вә йәр йүзигә кәлгәндики парлақ нури билән уни йоқитиду. | |
II T | UyCyr | 2:8 | Шәйтанниң күчи аллиқачан йошурун һәрикәт қилишқа башлиди. Лекин бу күчни тосап келиватқан тосалғу еливетилгәндин кейинла, Худаға қарши чиққучи ашкарилиниду. Рәббимиз Әйса Мәсиһ болса, уни бир еғиз сөз биләнла һалак қиливетиду вә йәр йүзигә кәлгәндики парлақ нури билән уни йоқитиду. | |
II T | UyCyr | 2:9 | Худаға қарши чиққучи, шәйтанниң күчи билән келип, һәр хил күч-қудрәт, адәм аздуридиған мөҗүзә вә карамәтләрни көрситиду | |
II T | UyCyr | 2:10 | һәм мәңгүлүк һалакәткә йүзләнгәнләрни аздуруш үчүн һәр хил һейлә-микирләрни ишлитиду. Улар мәңгү һалак болуш алдида туруватиду, чүнки улар өзлирини қутқузулушқа йетәкләйдиған һәқиқәтни қобул қилмайду. | |
II T | UyCyr | 2:11 | Шу сәвәптин Худа уларға һәқиқәттин чәтнитидиған бир күч әвәтиду. Буниң билән улар ялған гәпләргә ишиниду. | |
II T | UyCyr | 2:12 | Нәтиҗидә һәқиқәткә ишәнмәй, яман ишларни қилишни яхши көридиғанларниң һәммиси җазаға мәһкүм қилиниду. | |
II T | UyCyr | 2:13 | Әй Рәббимиз сөйгән қериндашлар, силәр үчүн һәр дайим Худаға шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Сәвәви силәрниң Муқәддәс Роһ тәрипидин пак қилинишиңлар вә һәқиқәткә ишинишиңлар арқилиқ Худа силәрни қутқузулушқа алдин-ала таллиди. | |
II T | UyCyr | 2:14 | Худа силәрни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривигә егә қилиш үчүн, биз йәткүзгән Хуш Хәвәр арқилиқ қутқузулушқа чақирди. | |
II T | UyCyr | 2:15 | Шуниң үчүн, қериндашлар, ишәнчиңларда қәтъий тәврәнмәңлар, биз силәргә еғизчә вә хәт арқилиқ йәткүзгән тәлимдә чиң туруңлар! | |
II T | UyCyr | 2:16 | Рәббимиз Әйса Мәсиһ вә бизгә меһир-муһәббәт көрсәткән, Өзиниң меһир-шәпқити билән мәңгүлүк илһам һәм гөзәл үмүт ата қилған Худа Атимиз силәрни илһамландурғай һәм силәргә барлиқ яхши иш, яхши сөзләрни қилишқа күч-қудрәт бәргәй! | |