Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I THESSALONIANS
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 1
I Th UyCyr 1:1  Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Ати­миз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Салоника шәһири­дики мәсиһийләр җамаитигә салам. Худа силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
I Th UyCyr 1:2  Биз дуалиримизда силәр үчүн дайим Худаға шүкүр ейтип, силәрни яд етип туруватимиз.
I Th UyCyr 1:3  Худа Атимизниң алдида ишәнчиңлардин кәлгән яхши ишлириңларни, меһир-муһәббитиңлар билән сиңдүргән әҗриңларни вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүтүңлардин кәлгән сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигиңларни дайим әсләп туруватимиз.
I Th UyCyr 1:4  Әй Худа сөйгән қериндашлар, бизгә мәлумки, Худа силәрни таллиди.
I Th UyCyr 1:5  Силәргә йәткүзгән бу Хуш Хәвәрни биз сөз билән­ла әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин кәлгән күч-қудрәт билән, шундақла Худаниң бу Хуш Хәвәр арқилиқ силәрни қутқузидиғанлиғиға болған толуқ ишәнчимиз билән силәргә йәткүздуқ. Биз силәр билән биллә болған чағларда қандақ яшиғанлиғимизни силәр билисиләр. Булар­ниң һәммиси силәрниң мәнпийитиңлар үчүн еди.
I Th UyCyr 1:6  Силәр биздин, шундақла Рәббимиздин үлгә алдиңлар. Чүнки силәр еғир қийинчи­лиқларға қаримай, Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә Худаниң сөзини қобул қилдиңлар.
I Th UyCyr 1:7  Нәтиҗидә силәрму Македонийә вә Юнан өлкилиридики пүткүл мәсиһийләргә үлгә болдуңлар.
I Th UyCyr 1:8  Рәббимиз һәққидики сөзләр силәрдин башлинип, Македонийә вә Юнанғила әмәс, һәммә йәргә тарқилипту. Биз у йәрләргә барғини­мизда, кишиләрниң силәрниң Худаға болған ишәнчиңлардин аллиқа­чан хәвири барлиғини уқтуқ. Шуңа бизниң ишәнчиңлар тоғрисида йәнә еғиз ечишимизниң һаҗити йоқ.
I Th UyCyr 1:9  Биз барған җайдики кишиләр силәрниң бизни иллиқ қобул қилғанлиғиңларни аңлиған еди. Улар силәрниң бутларға ибадәт қилиштин ваз кечип, һаят болған һәқиқий Худаға хизмәт қилиш үчүн, Униңға йүзләнгән­ли­гиңларни бизгә ейтти.
I Th UyCyr 1:10  Улар йәнә бизгә силәрниң Худа Оғлиниң, йәни Худа өлүмдин тирилдүргән Әйса Мәсиһниң асмандин қайта келишини күтүватқанли­ғиң­ларни ейтти. Бизләрни Худадин келидиған ғәзәптин қутқузғучи дәл Әйса Мәсиһтур.