I THESSALONIANS
Chapter 4
I Th | UyCyr | 4:1 | Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивалдиңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тиришишиңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз. | |
I Th | UyCyr | 4:2 | Чүнки силәр бизниң Рәббимиз Әйсаниң нами билән силәргә йәткүзгән тәлимлиримизни билисиләр. | |
I Th | UyCyr | 4:4 | һәр бириңлар Худани тонумайдиған адәмләрдәк шәһваний һәвәсләргә берилмәй, бәлки тениңлардики бу һәвәсләрни башқуруп, пак вә иззәт-һөрмитиңлар билән һаят кәчүрүңлар. | |
I Th | UyCyr | 4:5 | һәр бириңлар Худани тонумайдиған адәмләрдәк шәһваний һәвәсләргә берилмәй, бәлки тениңлардики бу һәвәсләрни башқуруп, пак вә иззәт-һөрмитиңлар билән һаят кәчүрүңлар. | |
I Th | UyCyr | 4:6 | Бу яман ишларда қериндашлириңларни алдап, улардин пайдилинип кәтмәңлар. Илгири силәрни агаһландурғинимиздәк, Рәббимиз мана шундақ гуналар түпәйлидин инсанларни җазалайду. | |
I Th | UyCyr | 4:8 | Шуниң үчүн бу тәлимни рәт қилған киши инсанни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһ ата қилған Худани рәт қилған болиду. | |
I Th | UyCyr | 4:9 | Қериндашлиқ меһир-муһәббитигә кәлсәк, бу тоғрисида силәргә хәт йезишимизниң һаҗити йоқ, чүнки Худа бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситишни үгәткән. | |
I Th | UyCyr | 4:10 | Әмәлиятта силәр пүтүн Македонийә өлкисидики қериндашларға шундақ қиливатисиләр. Шундақ болсиму, қериндашлар, меһир-муһәббәт көрситиштә техиму тиришишиңларни сораймиз. | |
I Th | UyCyr | 4:11 | Силәргә тапилиғинимиздәк, теч-аман һаят кәчүрүшкә, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болушқа вә икки билигиңларға тайинип яшашқа тиришиңлар. | |
I Th | UyCyr | 4:12 | Мана шундақ қилсаңлар, ишәнчиңлар җамаәтниң сиртидики кишиләр алдида иззәт-һөрмәткә егә болуп яшалайсиләр вә ихтисат җәһәттә һеч кимгә беқинмайсиләр. | |
I Th | UyCyr | 4:13 | Қериндашлар, силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнмәй үмүтсизлик ичидә яшаватқан кишиләрдәк һәсрәт чәкмәслигиңлар үчүн, биз аләмдин өткән мәсиһийләр тоғрисидики һәқиқәттин хәвәрдар болушуңларни халаймиз. | |
I Th | UyCyr | 4:14 | Әйса Мәсиһниң өлүп тирилгәнлигигә ишәнгән екәнмиз, Әйса Мәсиһ қайта кәлгәндә Худаниң аләмдин өткән мәсиһийләрни Әйса Мәсиһ билән биллә елип келидиғанлиғиға ишинишимиз керәк. | |
I Th | UyCyr | 4:15 | Биз һазир Рәббимизниң сөзи бойичә силәргә шуни ейтимизки, Рәббимиз қайта кәлгәндә, биз һаят яшаватқанлар һәргизму өлүп кәткән мәсиһийләрдин авал Рәббимиз билән җәм болалмаймиз. | |
I Th | UyCyr | 4:16 | Рәббимиз Өзи бир пәрман арқилиқ баш периштәниң авази вә Худа яңратқан канай садаси билән асмандин чүшиду. Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп өлүп кәткәнләр авал тирилиду. | |
I Th | UyCyr | 4:17 | Кейин һаят яшаватқан бизләр, йәни бу дунияда һаят кәчүрүватқанлар әшу өлгәнләр билән бирликтә Рәббимиз билән асманда көрүшүш үчүн булутлар арисиға көтирилимиз. Шуниңдин кейин Рәббимиз билән мәңгү биргә болимиз. | |