Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
JONAH
1 2 3 4
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
Jona UyCyr 3:1  Пәрвәрдигардин Юнусқа иккинчи қетим сөз кәлди.
Jona UyCyr 3:2  Пәрвәрдигар униңға: — Сән Нинәви дегән бүйүк шәһәргә дәрһал берип, у шәһәрдикиләргә Мән саңа тапшуридиған сөзләрни җакала, — деди.
Jona UyCyr 3:3  Юнус шу ан Пәрвәрдигарниң сөзигә бенаән, Нинәвигә барди. Нинәви алаһидә чоң бир шәһәр болуп, уни арилап чиқишқа үч күн кетәтти.
Jona UyCyr 3:4  Юнус шәһәргә кирип бир күнлүк йолни маңғандин кейин: — Қириқ күндин кейин Нинәви шәһири харап қилиниду! — дәп җакалиди.
Jona UyCyr 3:5  Буниң билән нинәвиликләр Худаға ишинип, роза тутушни қарар қилди. Пүтүн шәһәр хәлқи мәртивиси жуқури-төвән болсун, һәммиси матиға йөгинип, товва қилғанлиғини билдүрүшти.
Jona UyCyr 3:6  Бу хәвәр Нинәви падишасиға йәткәндә, у тәхтидин чүшүп, тонини селиветип, матиға йөгинип, күлдә милинип олтарди.
Jona UyCyr 3:7  Падиша өзи вә әмәлдарлириниң намида нинәвиликләргә мундақ әмир чүшәрди: «Мәйли адәм, мәйли һайван, мәйли кала, мәйли қой болсун, һәммиси һеч немә тетимисун, улар һеч немә йемисун, суму ичмисун.
Jona UyCyr 3:8  Пүткүл адәм вә һайванлар матиға йөгәнсун. Һәр бир адәм Худаға қаттиқ ялвурсун һәм яман йолидин янсун, зораванлиқтин қол үзсун.
Jona UyCyr 3:9  Ким билиду, Худа шуниң билән нийитидин, қәһир-ғәзивидин йенип, бизни һалак қилмай қоямду техи!»
Jona UyCyr 3:10  Худа уларниң әмәллирини, йәни яман йоллиридин янғанлиғини көргәндә, илгири Өзи җакалиған уларниң үстигә чүшәрмәкчи болған балаю-апәтләрни уларға чүшәрмиди.