JONAH
Chapter 1
Jona | UyCyr | 1:2 | Пәрвәрдигар мундақ деди: — Сән Нинәви дегән бүйүк шәһәргә дәрһал берип, у шәһәрдикиләргә уларниң үстидин чиқарған һөкүмүмни җакала, чүнки уларниң қилған яманлиқлири Маңа йетип кәлди! | |
Jona | UyCyr | 1:3 | Лекин Юнус өзини Пәрвәрдигарниң һозуридин қачуруш үчүн шу ан қариму-қарши тәрәпкә қарап маңди. У Җаффа шәһиригә берип, Испаниягә баридиған бир кемини тапти вә кеминиң йол һәққини төләп, кемигә чиқип, кемичиләр билән биллә Испаниягә бармақчи болди. У: «У йәргә қечип барсам, Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ болимән», дәп ойлиди. | |
Jona | UyCyr | 1:4 | Бирақ Пәрвәрдигар деңизға күчлүк боран әвәткән еди, деңизда дәһшәтлик боран чиқип, кемини парчилавәткили тас қалди. | |
Jona | UyCyr | 1:5 | Шуниң билән кемичиләр қаттиқ вәһимигә чүшүп, һәр қайси өз илаһлириға ялвурди. Кемә йениклисун дәп улар кемидики жүкләрни деңизға ташлашти. Юнус у вақитта кеминиң астинқи бөлүмидә йетип, қаттиқ уйқиға кәткән еди. | |
Jona | UyCyr | 1:6 | Кемә башлиғи Юнусниң йениға келип, униңға: — Сән немишкә ухлап ятисән? Тур, Илаһиңға ялвур! Бәлким Униң бизгә нәзәри чүшәр, шундақ болса һалак болмаймиз, — деди. | |
Jona | UyCyr | 1:7 | Кемичиләр: — Бизниң мошу балаю-апәткә дучар болушимизға ким сәвәплик екәнлигини көрүп бақайли, — дейишип чәк тартишқан еди, чәк Юнусқа чиқти. | |
Jona | UyCyr | 1:8 | Улар униңдин: — Ейтқина, бу балаю-апәтни ким кәлтүрүп чиқарди? Сән немә қилидиған адәмсән, қәйәрдин кәлдиң, қайси әл-милләттинсән? — дәп сорашти. | |
Jona | UyCyr | 1:9 | Юнус уларға: — Мән ибраниймән, деңиз вә қуруқлуқни яратқан асмандики Пәрвәрдигарға етиқат қилимән, — дәп җавап бәрди. | |
Jona | UyCyr | 1:10 | Юнус йәнә уларға өзиниң Пәрвәрдигарниң һозуридин қечип жүргәнлигини ейтип бәргән еди, кемичиләр уни аңлап интайин қорқушуп кәтти вә: — Бундақ қечип жүргиниң немиси! — деди. | |
Jona | UyCyr | 1:11 | Боран-чапқун күчийип кәткәнликтин, улар униңдин: — Биз саңа немә қилсақ деңиз долқуни биз үчүн тиничлиниду? — дәп сорашти. | |
Jona | UyCyr | 1:12 | Юнус уларға: — Мән шуни билимәнки, мениң сәвәвимдин силәр мошу дәһшәтлик боран-чапқунға учридиңлар. Мени көтирип деңизға ташлаңлар, деңиз долқуни силәр үчүн тиничлиниду, — дәп җавап бәрди. | |
Jona | UyCyr | 1:13 | Кемичиләр әксичә палақни җениниң баричә уруп, кемини қирғаққа елип бармақчи болди, лекин алға илгириләлмиди. Чүнки боран-чапқун барғансири күчийип кәткән еди. | |
Jona | UyCyr | 1:14 | Шуниң билән улар Пәрвәрдигарға: — Әй Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимизки, бу адәмниң җениға замин болғанлиғимиздин бизни һалак қилмиғайсән. Бегуна адәмниң қенини төкүш гунайини бизниң үстимизгә жүклимигәйсән. Әй Пәрвәрдигар, буларниң һәммисини Өз ирадәң бойичә қилғансән, — дәп ялвурди. | |
Jona | UyCyr | 1:15 | Андин кейин улар Юнусни көтирип долқунлап турған деңизға ташлиған еди, боран шу ан бесилди. | |