MALACHI
Chapter 1
Mala | UyCyr | 1:1 | Бу Пәрвәрдигарниң Малаки пәйғәмбәр арқилиқ исраилларға чүшәргән пәйғәмбәрлик сөзидур. | |
Mala | UyCyr | 1:2 | Пәрвәрдигар: «Мән силәргә меһир-муһәббәт көрситип кәлдим», дәйду. Лекин силәр: «Растму? Сән бизгә қандақ меһир-муһәббәт көрсәттиң?» дәп сорайсиләр. Пәрвәрдигар җававән мундақ дәйду: «Яқупниң акиси Әсав әмәсму? Лекин Мән әҗдадиңлар Яқупқа меһир-муһәббәт көрсәттим, | |
Mala | UyCyr | 1:3 | амма Әсавни рәт қилдим. Әсавға тәхсим қилған тағларни дәшт-баяванға айландуруп, уни чилбөриләргә ташлап бәрдим». | |
Mala | UyCyr | 1:4 | Әсавниң әвлади болған идомлуқлар, бәлким: «Бизниң жутимиз вәйран қилинсиму, амма биз бу харабиликни қайтидин қуруп чиқалаймиз», дәйду. Бирақ қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Бәлким улар йәнә қайтидин қуруп чиқар, амма Мән йәнә вәйран қиливетимән. Уларниң зимини ‹яманлиққа толған›, хәлқи ‹Пәрвәрдигарниң мәңгүлүк ғәзивигә учриған› дәп нам алиду. | |
Mala | UyCyr | 1:5 | Силәр у ишларни өз көзүңлар билән көрүп, ‹Пәрвәрдигарниң улуқлуғи Исраилниң зиминидин һалқип кетәр!› дәйсиләр». | |
Mala | UyCyr | 1:6 | Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Оғул атисини, чакар ғоҗайинини һөрмәт қилар. Әгәр Мән бир Ата болсам, қени Мениң һөрмитим? Әгәр Мән бир Ғоҗайин болсам, қени Маңа болған бойсунушуңлар? Силәр роһанийлар Мениң намимни дәпсәндә қилдиңлар, амма силәр ‹қандақ дәпсәндә қилдуқ?› дәп сорайсиләр. | |
Mala | UyCyr | 1:7 | Силәр напак һәдийәләрни қурванлиқ супамға қоюп, Маңа атидиңлар. Шундақ туруп, силәр йәнә ‹Сени қандақ хапа қилдуқ?› дәп сорайсиләр. Силәр Мениң қурванлиқ супамни һөрмәт қилмисақ болувериду, дәп ойлайдикәнсиләр. | |
Mala | UyCyr | 1:8 | Силәрниң кор мални қурванлиқ қилғиниңлар тоғриму? Нака вә кесәл мални қурванлиқ қилғиниңлар тоғриму? Мән қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәймәнки: Өз һакимиңларға шундақ соғини берип, синап беқиңларчу, қени, у хурсән боламдикин? У силәргә шәпқәт көрситәмдикин? | |
Mala | UyCyr | 1:9 | Әнди силәр Мән Худаниң меһир-шәпқитигә еришиш үчүн йелинип беқиңлар. Силәр әшундақ қурванлиқларни сунғиниңларда, Худа силәргә шәпқәт қиларму?!» | |
Mala | UyCyr | 1:10 | Қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Бириңлар ибадәтханиниң дәрвазилирини тақиветиңларчу, шундақ қилсаңлар, Мениң қурванлиқ супамда от йеқип, әрзимәс қурванлиқларни сунуп олтармайсиләр. Мән силәрдин рази әмәсмән. Әнди Мән силәрниң қолуңлардин қурванлиқ қобул қилмаймән. | |
Mala | UyCyr | 1:11 | Күн чиқиштин тартип күн петишқичә болған хәлиқләр Мениң намимни улуқлайду. Һәммә йәрдә Мениң намимға атап исриқ салиду вә пак һәдийәләрни суниду. Мениң намим пүткүл хәлиқләр арисида улуқтур. | |
Mala | UyCyr | 1:12 | Амма силәр роһанийлар Маңа һөрмәтсизлик қилдиңлар. Силәр Мән Егәңларниң қурванлиқ суписини көзгә илмай, биз бу супида әрзимәс йемәкликләр вә қурванлиқларни сунсақму болувериду, дәп ойлайсиләр. | |
Mala | UyCyr | 1:13 | Силәр Егәңларға хизмәт қилишни бәк аваричилиқ дәп ойлап, Мени мәнситмидиңлар. Ойлап беқиңлар! Силәр оғрилап келингән яки нака, кесәл һайванларни қурванлиқ қилисиләр! Мән силәрниң қоллириңлардин шундақ қурванлиқларни қобул қиламдимән? | |