Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ESTHER
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 6
Esth UyCyr 6:1  Шу күни кәчтә падишаниң уйқуси кәлмигәчкә, империяниң хатирә дәптирини алдуруп оқутти.
Esth UyCyr 6:2  Хатирә дәптәрниң: «Мордикай падишани йошурун өлтүрүш һәққидики бир сүйиқәстни паш қилған, бу сүйиқәстни орда дәрвазисини күзәт қилидиған Биғтан билән Тәрәш исимлиқ икки һәрәмъағиси планлиған», дәп йезилған йеригә кәлгәндә,
Esth UyCyr 6:3  падиша: — Бу иш үчүн Мордикай қандақ мукапатланди, униңға қандақ иззәт-һөрмәт көрситилди? — дәп сориди. Падишаниң хизмәткарлири: — Униңға һеч нәрсә берилмәпту, — дәп җавап беришти.
Esth UyCyr 6:4  — Орда һойлисида ким бар? — дәп сориди падиша. Бу чағда Һаман Мордикайни яситип қойған дарға есишқа падишадин иҗазәт сораш үчүн орда һойлисиға әндила киргән еди.
Esth UyCyr 6:5  Шуңа падишаниң хизмәткарлири униңға: — Һойлида Һаман туриду, — дәп җавап бәрди. — Уни киргүзүңлар! — деди падиша.
Esth UyCyr 6:6  Һаман киргәндә, падиша униңдин: — Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған кишигә немә қилинса болиду? — дәп сориди. Һаман өз көңлидә: «Падиша мәндин башқа кимгиму иззәт-һөрмәт көрситәр еди», дәп ойлиди
Esth UyCyr 6:7  вә падишаға: — Падишайимиз иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши үчүн өзлири кийгән шаһанә кийим, өзлири мингән таҗа тақалған ат елип келинсун.
Esth UyCyr 6:8  вә падишаға: — Падишайимиз иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши үчүн өзлири кийгән шаһанә кийим, өзлири мингән таҗа тақалған ат елип келинсун.
Esth UyCyr 6:9  Андин падишаниң әң һөрмәтлик алий әмәлдарлиридин бири у кишигә шаһанә кийим кийдүрүп, уни атқа миндүрүп, шәһәр мәйданини айландуруп: «Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши мана мошундақ қилиниду», дәп униң алдида җар салсун, — деди.
Esth UyCyr 6:10  Шундақ қилип, падиша Һаманға: — Дәрһал шаһанә кийим билән атни кәлтүрүп, һазирқи дегиниң бойичә орда дәрвазиси алдида олтарған йәһудий Мордикайға шундақ қил! Ейтқанлириңдин бирәрсиму кам қилинмисун! — дәп буйриди.
Esth UyCyr 6:11  Һаман шаһанә кийим билән атни кәлтүрди. Мордикайға шаһанә кийим кийдүрүп, атқа миндүрди вә уни шәһәр мәйданиға елип берип айландуруп: — Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши мана мошундақ қилиниду, — дәп униң алдида җар салди.
Esth UyCyr 6:12  Шуниңдин кейин Мордикай ордидики вәзиписини давамлаштурушқа қайтип кәлди. Һаман болса бешини чүмкәп, ғәмкин һалда дәрһал өйигә қайтип кәтти.
Esth UyCyr 6:13  У өзи дуч кәлгән ишларни аяли Зәрәшкә вә барлиқ ағинилиригә бир-бирләп сөзләп бәрди. Аяли вә мәслиһәтчилири униңға: — Сиз йеңилип қелишқа башлиған Мордикай йәһудий нәслидин болғачқа, униңға тақабил туралмайсиз, сиз униң көз алдида чоқум йеңилип қалисиз, — деди.
Esth UyCyr 6:14  Улар сөзлишип турғинида, ординиң һәрәмъағилири келип, Һаманни Әстирниң тәйярлиған зияпитигә беришқа алдиратти.