Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I THESSALONIANS
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
I Th UyCyr 3:1  Биз силәрниң хәвириңларни алалмай тақитимиз қалмиғанда, өзимиз Афина шәһиридә ялғуз қелип, алдиңларға қериндишимиз һәм Худа йолида биз билән биллә Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни тарқитиватқан хизмәтдишимиз Тимотийни әвәтишни қарар қилдуқ.
I Th UyCyr 3:2  Биз силәрниң хәвириңларни алалмай тақитимиз қалмиғанда, өзимиз Афина шәһиридә ялғуз қелип, алдиңларға қериндишимиз һәм Худа йолида биз билән биллә Әйса Мәсиһ һәққидики Хуш Хәвәрни тарқитиватқан хизмәтдишимиз Тимотийни әвәтишни қарар қилдуқ.
I Th UyCyr 3:3  Бизниң уни әвәтишимиздики мәхситимиз, силәрниң көз алдиңлардики қийинчилиқлар сәвәвидин ишәнчиңларниң тәвринип қалмаслиғи һәм силәрни илһамландуруш вә ишәнчиңларни күчәйтиштур. Бизниң чоқум қийинчилиққа учрайдиғанлиғимизму силәргә мәлум.
I Th UyCyr 3:4  Биз силәр билән биллә болған вақтимизда, һәммимиз­ниң қийинчилиқларға учрайдиғанлиғимизни силәргә алдин-ала ейтқан едуқ. Әмәлияттиму дегинимиздәк болди.
I Th UyCyr 3:5  Шу сәвәптин тақитим тақ болуп, ишәнчиңларниң зади қандақ екәнлигини билиш үчүн, Тимотийни йениңларға әвәткән едим. Мән шәйтанниң силәрни аздуруши вә буниң билән бизниң силәргә сиңдүргән әҗримизниң бекарға кетишидин әнсиригән едим.
I Th UyCyr 3:6  Лекин йеқинда йениңлардин қайтип кәлгән Тимотий ишәнчиң­лар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр елип кәлди. У силәрниң бизни һәр дайим хурсәнлик билән әсләп турғанли­ғиң­ларни, худди бизниң силәрни көргүмиз кәлгәндәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти.
I Th UyCyr 3:7  Қериндашлар, силәрниң ишән­чиңлар аҗизлашмапту. Мошундақ җапа-мәшәқәт вә қийинчи­лиқлар ичидә турған биз буниңдин чоң илһам алдуқ.
I Th UyCyr 3:8  Чүнки Рәббимизгә болған ишәнчиңлар мустәһкәм болғанлиғи үчүн, биз һәқиқәтән яңливаштин роһландуқ,
I Th UyCyr 3:9  силәр үчүн хошаллиққа чөмдуқ. Бундақ әһвалда биз Худаниң алдида силәр үчүн қандақму тәшәккүр ейтмай туралаймиз!
I Th UyCyr 3:10  Силәр билән дидар көрүшүш вә ишәнчиңлар­дики йетәрсизликләрни түзитишкә ярдәм берәлишимиз үчүн, кечә-күндүз чин қәлбимиздин Худаға дуа қилмақтимиз.
I Th UyCyr 3:11  Атимиз Худа вә Рәббимиз Әйса бизниң силәр билән көрүшүши­мизгә йол ачқай.
I Th UyCyr 3:12  Рәббимиз силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздәк толуп таштурғай.
I Th UyCyr 3:13  Һәм шу арқилиқ Рәбби­миз Әйса Өзигә мәнсүп болған барлиқ муқәддәс хәлқи билән биллә қайтип кәлгинидә, силәрниң Атимиз Худаниң алдида әйипсиз вә пак болушуңлар үчүн ирадәңларни мустәһкәм қилғай!