EZRA
Chapter 1
Ezra | UyCyr | 1:1 | Персийә падишаси Корәш тәхткә олтарған 1-жили Пәрвәрдигар Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзлирини әмәлгә ашурди. Худа Корәш падишаниң дилиға селип, бир пәрман чүшәргүзди. Падиша уни қәғәзгә йезип, падишалиғиниң һәммә йеригә тарқатти. | |
Ezra | UyCyr | 1:2 | «Бу Персийә падишасиниң ейтқанлиридур: ‹Пәрвәрдигар, йәни асмандики Худа пүтүн йәр йүзидики падишалиқларни маңа ата қилди. У мени Йәһудийәниң Йерусалим шәһиридә Өзигә атап бир ибадәтхана қурушқа тайинлиди. | |
Ezra | UyCyr | 1:3 | Пәрвәрдигарниң Өз хәлқи болған силәр исраиллар Йәһудийәниң Йерусалим шәһиригә берип, Пәрвәрдигарниң, йәни әҗдатлириңлар етиқат қилип кәлгән Худаниң ибадәтханисини қайта қуруңлар. Худа Йерусалимдидур, У силәргә яр болғай! | |
Ezra | UyCyr | 1:4 | Мәйли қәйәрдә болсун, сүргүнләр арисида Йерусалимға қайтмақчи болғанлар болса, уларға холум-хошнилири ярдәм қилип, алтун-күмүч, мал-мүлүк вә мал-варан бәрсун. Униңдин башқа, Худаниң Йерусалимдики ибадәтханисиға халис һәдийәләрни сунсун›». | |
Ezra | UyCyr | 1:5 | Шуниңдин кейин, Худа диллириға салған ишни орунлаш үчүн Йәһуда вә Бинямин қәбилилириниң башлиқлири, роһанийлар вә лавийлар Йерусалимға берип, Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қайтидин қурушқа тәйярланди. | |
Ezra | UyCyr | 1:6 | Барлиқ холум-хошнилар уларға ярдәм берип, алтун-күмүч қачилар, мал-мүлүк, мал-варан вә қиммәтлик нәрсиләрдин башқа йәнә ибадәтхана үчүн халис һәдийиләрни сунди. | |
Ezra | UyCyr | 1:7 | Корәш падиша уларға сабиқ падиша Нибукаднәзәр Йерусалимдики ибадәтханидин олҗа елип өз бутханисиға қойған қача-қучиларни қайтуруп бәрди. | |
Ezra | UyCyr | 1:8 | Персийә падишаси Корәш ғәзнә вәзири Митридатни бу қача-қучиларни қайтуруп беришкә җавапкәр қилди. Митридат Йәһудийәгә қайтидиған сүргүнләрниң башлиғи Шешбассарға уларни санап өткүзүп бәрди. | |
Ezra | UyCyr | 1:9 | Уларниң тизимлиги төвәндикичә: 30 данә алтун дас, 1000 данә күмүч дас, 29 данә күмүч әсваплар, | |