HAGGAI
Chapter 1
Hagg | UyCyr | 1:1 | Дариос падиша һакимийәт жүргүзгән 2-жили 6-айниң 1-күни Пәрвәрдигардин Һагай пәйғәмбәр арқилиқ Шиалтелниң оғли — Йәһудийәниң башлиғи Зируббабәлгә вә Йозадақниң оғли баш роһаний Йешуваға сөз кәлди. | |
Hagg | UyCyr | 1:2 | Қудрәт Егиси Пәрвәрдигар шундақ дәйдуки: «Бу хәлиқ Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қайтидин қурушниң вақит-саати техи йетип кәлмиди, дәп жүриду». | |
Hagg | UyCyr | 1:4 | «Һазир ибадәтханам харабиликтә туруватса, силәрниң һашамәтлик өйләрдә олтиридиған вақтиңларму? | |
Hagg | UyCyr | 1:6 | Силәр көп териған болсаңларму, бирақ алған һосулуңлар аз болди. Силәр ғизалинисиләр, лекин пәқәт тоймайсиләр. Су ичисиләр, лекин йәнила уссап турисиләр. Кийим кийисиләр, лекин пәқәт иссимайсиләр. Силәрниң иш һәққиңлар худди төшүк пул халтиға салған пулдәк йоқап кетиду. | |
Hagg | UyCyr | 1:7 | Силәр бешиңларға кәлгән бу ишларниң сәвәвини ойлап беқиңлар! Әнди силәр таққа чиқип, яғач кесип келип, ибадәтханамни қайтидин қуруп чиқиңлар. Шуниңдила Мән хурсән болимән һәм шан-шәрәп тапимән. Бу Мән Пәрвәрдигарниң сөзлиридур! | |
Hagg | UyCyr | 1:8 | Силәр бешиңларға кәлгән бу ишларниң сәвәвини ойлап беқиңлар! Әнди силәр таққа чиқип, яғач кесип келип, ибадәтханамни қайтидин қуруп чиқиңлар. Шуниңдила Мән хурсән болимән һәм шан-шәрәп тапимән. Бу Мән Пәрвәрдигарниң сөзлиридур! | |
Hagg | UyCyr | 1:9 | Силәр мол һосул елишни үмүт қилған едиңлар, бирақ һосул аз чиқти. Һосулни өйгә елип кәлгиниңларда, Мән йәнә бәрикитини учурувәттим. Немә үчүн? Мән қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигар шундақ дәймәнки: Чүнки силәр өз өйүңларни ясаш биләнла болуп кетип, Мениң ибадәтханам техичә харабиликтә туруватиду. | |
Hagg | UyCyr | 1:10 | Шу сәвәптин, ямғур яғмай, қурғақчилиқ болуп йериңлар һосул бәрмиди. Мән етиз вә идирлиқлириңларда қурғақчилиқ апити болушқа әмир қилдим. Шуниң билән зираәтлириңларға, шарап вә зәйтун йеғиңларға вә йәрдин чиқидиған барлиқ өсүмлүкләргә, шундақла адәм һәм мал-варанлириңларғиму зиян йәтти. Әмгигиңларму бекарға кәтти». | |
Hagg | UyCyr | 1:11 | Шу сәвәптин, ямғур яғмай, қурғақчилиқ болуп йериңлар һосул бәрмиди. Мән етиз вә идирлиқлириңларда қурғақчилиқ апити болушқа әмир қилдим. Шуниң билән зираәтлириңларға, шарап вә зәйтун йеғиңларға вә йәрдин чиқидиған барлиқ өсүмлүкләргә, шундақла адәм һәм мал-варанлириңларғиму зиян йәтти. Әмгигиңларму бекарға кәтти». | |
Hagg | UyCyr | 1:12 | Бу вақитта Шиалтелниң оғли Зируббабәл, Йозадақниң оғли баш роһаний Йешува вә сүргүндин қайтип кәлгән барлиқ хәлиқ, Пәрвәрдигар, йәни улар өзлири етиқат қилип кәлгән Худадин кәлгән бу сөзгә әмәл қилди. Улар Пәрвәрдигарниң Һагай пәйғәмбәр арқилиқ қилған сөзини аңлиғанда, Пәрвәрдигардин қорқушқа башлиди. | |
Hagg | UyCyr | 1:13 | Пәрвәрдигарниң хәвәрчиси Һагай пәйғәмбәр хәлиққә йәнә бу сөзни йәткүзүп мундақ деди: «Пәрвәрдигар шундақ дәйду: ‹Мән силәргә яр болимән!›» | |
Hagg | UyCyr | 1:14 | Шуниң билән Пәрвәрдигар Шиалтелниң оғли — Йәһудийәниң башлиғи Зируббабәл, Йозадақниң оғли баш роһаний Йешува вә барлиқ хәлиқниң роһини орғутти. Улар өзлири етиқат қилип кәлгән Худа — қудрәтлик Сәрдар Пәрвәрдигарниң ибадәтханисини қайтидин қуруп чиқишни башлавәтти. | |