ESTHER
Chapter 5
Esth | UyCyr | 5:1 | Үчинчи күни Әстир шаһанә кийимини кийип, ординиң ичкирики һойлиға, йәни падишаниң тәхти қоюлған падиша ханиси удулидики һойлиға кирди. Падиша өз ханисидики ишикниң удулидики тәхтидә олтиратти. | |
Esth | UyCyr | 5:2 | Падиша ханиш Әстирниң ичкирики һойлида турғинини көрүп, ханиш униң нәзәридә илтипат тапқачқа, алтун сәлтәнәт һасисини униңға узатти. Шуниң билән Әстир униң алдиға берип, һасиниң учини тутти. | |
Esth | UyCyr | 5:3 | Падиша униңдин: — Әй ханиш Әстир! Немә болди? Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. | |
Esth | UyCyr | 5:4 | — Әгәр алийлири халисила, бүгүн Һаман билән биргә сили үчүн тәйярлиған зияпитимгә кәлгәйла, — деди Әстир падишаға. | |
Esth | UyCyr | 5:5 | Падиша: — Әстирниң тәләп қилғинидәк, Һаманни дәрһал елип келиңлар, — деди. Шундақ қилип, падиша зияпәткә Һаман билән биллә барди. | |
Esth | UyCyr | 5:6 | Шарап ичиливатқанда, падиша Әстирдин йәнә: — Илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди. | |
Esth | UyCyr | 5:7 | — Мениң илтимасим вә тәливим шуки: Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болсам, алийлири халисила, әтә өзлири Һаман билән биргә иккилири үчүн тәйярлиған зияпитимгә қатнишип бәргәйла. Шу чағда силиниң сориғанлириға җавап берәй, — деди Әстир. | |
Esth | UyCyr | 5:8 | — Мениң илтимасим вә тәливим шуки: Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болсам, алийлири халисила, әтә өзлири Һаман билән биргә иккилири үчүн тәйярлиған зияпитимгә қатнишип бәргәйла. Шу чағда силиниң сориғанлириға җавап берәй, — деди Әстир. | |
Esth | UyCyr | 5:9 | Һаман зияпәттин көңли хуш қайтти. Лекин у орда дәрвазиси алдидин өткинидә, Мордикайниң у йәрдә орнидин мидирлимай олтарғинини, өзидин бир азму әймәнмигәнлигини көрүп интайин ғәзәпләнди. | |
Esth | UyCyr | 5:10 | Лекин у ғәзивини бесивелип, өйигә қайтип, ағинилирини чақиртти вә аяли Зәрәшниму кәлтүрди. | |
Esth | UyCyr | 5:11 | Һаман уларға өзиниң чәксиз байлиғи вә пәрзәнтлириниң көплүги һәққидә по атти, шундақла падишаниң униң мәртивисини қандақ өстүрүп, барлиқ алий әмәлдарлар билән бәгләрдин жуқури қилғанлиғини ағзи ағзиға тәгмәй сөзлиди. | |
Esth | UyCyr | 5:12 | Һаман йәнә: — Булардин башқа ханиш Әстир бәргән зияпәткә падиша билән мәндин башқа һеч ким тәклип қилинмапту. У йәнә падиша билән мени әтики зияпәткә тәклип қилди! | |
Esth | UyCyr | 5:13 | Бирақ мән қачанла һелиқи йәһудий Мордикайниң орда дәрвазиси алдида олтарғинини көрсәм, бу ишларниң һәммисиниң маңа һеч бир әһмийәтсиз екәнлигини һис қилимән, — деди. | |
Esth | UyCyr | 5:14 | Униң аяли вә ағинилири униңға: — Сиз буйруқ чүширип, оттуз йәттә гәз егизликтә бир дар тәйярлитиң вә әтә әтигәндә падишадин Мордикайни дарға есишни тәләп қилиң. Шундақ қилғанда, зияпәткә хошал-хорам барисиз, — дәп тәклип беришти. Һаман буни яхши мәслиһәт дәп билип, егиз бир дар тәйярлатти. | |