EZRA
Chapter 5
Ezra | UyCyr | 5:1 | У чағда Һагай пәйғәмбәр һәм Иддониң оғли Зикирия пәйғәмбәр исраиллар етиқат қилип кәлгән һәм уларға яр болған Худаниң нами билән Йәһудийә вә Йерусалимда туридиған йәһудийларға Худаниң пәйғәмбәрлик сөзлирини йәткүзүшкә башлиған еди. | |
Ezra | UyCyr | 5:2 | Шиалтелниң оғли Зируббабәл вә Йозадақниң оғли Йешува Йерусалимдики ибадәтханини қурушни йәнә қайтидин башлиди. Ушбу икки пәйғәмбәр улар билән биллә болуп, ярдәмдә болди. | |
Ezra | UyCyr | 5:3 | Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә башқа хизмәтдаш әмәлдарлар шу вақитта Йерусалимға келип, улардин: — Силәргә бу ибадәтханини қурушқа вә тамларни қопурушқа ким рухсәт бәрди? — дәп сориди. | |
Ezra | UyCyr | 5:5 | Лекин Худаниң нәзири исраилларниң ақсақаллирида болғанлиғи үчүн, парс әмәлдарлири Дариос падишаға мәктүп әвәтип җавап алғичә, уларниң қурулуш ишини тосимиди. | |
Ezra | UyCyr | 5:6 | Фират дәриясиниң ғәрбидики өлкиниң башлиғи Таттинай, Шитар-Бозинай вә хизмәтдаш әмәлдарларниң падишаға әвәткән мәктүби мундақ еди: | |
Ezra | UyCyr | 5:8 | Алийлириға шуни мәлум қилимизки, биз Йәһудийә райониға берип, улуқ Худаниң ибадәтханисиниң қайтидин қурулуниватқанлиғини көрдуқ. Бу ибадәтхана қорам ташлар билән ясиливетипту вә тамлириниң ичигә чоң лимлар қоюлупту. Бу қурулуш наһайити әстайидиллиқ билән оңушлуқ кетиветипту. | |
Ezra | UyCyr | 5:9 | Биз ақсақаллардин ибадәтханини қайтидин қуруш вә тамлирини пүтиришкә ким рухсәт бәргәнлигини соридуқ. | |
Ezra | UyCyr | 5:10 | Алийлириға бу хизмәткә йетәкчилик қилғучиларниң ким екәнлигини мәлум қилиш үчүн уларниң исимлирини соридуқ. | |
Ezra | UyCyr | 5:11 | Улар җававән: ‹Биз пүтүн аләмниң Егиси болған Худаниң бәндилиримиз. Биз һазир қайтидин қуруватқан ибадәтханини нурғун жиллар илгири Исраилниң бир күчлүк падишаси қуруп чиққан. | |
Ezra | UyCyr | 5:12 | Әҗдатлиримиз асмандики Худаниң ғәзивини қозғап қойғанлиқтин, Худа уларни калданларниң падишаси, йәни Бабилниң сабиқ падишаси Нибукаднәзәрниң қолиға чүширип бәрди. Падиша бу ибадәтханини вәйран қилип, хәлиқни Бабилға сүргүн қилди. | |
Ezra | UyCyr | 5:13 | Лекин Бабил падишаси Корәшниң биринчи жили мәзкүр ибадәтханиниң қайтидин қурулуш буйруғи чүширилди. | |
Ezra | UyCyr | 5:14 | Корәш падиша һәтта Нибукаднәзәр падиша Йерусалимдики ибадәтханидин олҗа елип Бабилдики бутханиға қойған алтун-күмүчтин ясалған қача-қучиларни Шешбассар исимлиқ бир кишигә қайтуруп бәрди. Корәш падиша уни Йәһудийәгә башлиқ қилип тайинлиған еди. | |
Ezra | UyCyr | 5:15 | Падиша униңға бу қача-қучиларни Йерусалимдики ибадәтханиға алғач кетишни һәм ибадәтханини әсли орниға қайтидин қурушни буйриди. | |
Ezra | UyCyr | 5:16 | Шуңа Шешбассар қайтип келип, Йерусалимдики ибадәтханиниң һулини орнатти. Қурулуш шу чағдин тартип һазирғичә давамлашмақта вә техи пүтмиди›, деди. | |