Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
HEBREWS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 8
Hebr UyCyr 8:1  Ейтқанлиримниң асасий нуқтиси шуки: асмандики улуқ Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтиридиған бир Баш Роһанийимиз бар.
Hebr UyCyr 8:2  У әң муқәддәс җайда, йәни инсан әмәс, бәлки Пәрвәрдигаримиз Худа қурған һәқиқий ибадәт чедирида хизмәт қилмақта.
Hebr UyCyr 8:3  Һәр бир баш роһаний Худаға һәдийә вә қурванлиқлар сунуш үчүн тайинлиниду. Шуниң үчүн бизниң Баш Роһанийимизму Худаға бирәр нәрсә сунуши керәк еди.
Hebr UyCyr 8:4  Әгәр У йәр йүзидә болсиди, һәргиз роһаний болматти. Чүнки бу йәрдә Тәврат қануниниң тәливи бойичә Худаға һәдийә сунидиған роһанийлар аллибурунла бардур.
Hebr UyCyr 8:5  Бу роһаний­лар хизмәт қилидиған ибадәт чедири вә униңда қилинидиған хизмәтләр пәқәтла асмандики чедирниң вә униңда қилинидиған хизмәт­ләрниң көчүрүлмә нусхиси вә көләңгисидур. Дәрвәқә, Муса пәйғәмбәр дәл ибадәт чедирини қурмақчи болуватқанда, Худа униңға: «Буларниң һәммиси Мән саңа тағда көрсәткән нусха бойичә еһтият билән ясалсун», дәп агаһландурған.
Hebr UyCyr 8:6  Әйса Мәсиһкә берилгән роһанийлиқ вәзиписи болса, башқа роһанийларниңкидин көп үстүндур. Шуниң­дәк, Худа билән инсанлар арисида У арқилиқ түзүлгән кейинки келишим дәс­ләпки келишимдин көп үстүндур. Чүнки бу келишим техиму яхши вәди­ләр үстигә қурулған.
Hebr UyCyr 8:7  Әгәр дәсләпки келишим камчилиқсиз болса еди, кейинкисиниң һеч қандақ һаҗити болмиған болатти.
Hebr UyCyr 8:8  Лекин Худа Өз хәлқини әйип­ләп мундақ дегән: «Исраил вә Йәһудийә хәлиқлири билән Йеңи бир келишим түзидиған күнләр келиду.
Hebr UyCyr 8:9  Бу келишим Мән уларниң әҗдатлирини Мисирдин чиқириш үчүн, Уларниң қоллирини тутуп түзгән келишимдәк болмайду. Чүнки улар келишимимгә садиқ болмиди, Шуңа Мәнму улардин нәзәримни йөткидим.
Hebr UyCyr 8:10  У күнләрдин кейин, исраил хәлқи билән түзидиған келишимим мундақ: Қанунлиримни уларниң әқлигә салимән, Қәлбигә пүтимән. Мән уларниң Худаси болимән. Уларму Мениң хәлқим болиду.
Hebr UyCyr 8:11  Һеч кимниң өз жутдишиға, өз қериндишиға: ‹ Пәрвәрдигарни тонуңлар ›, дәп әқил үгитишиниң һаҗити қалмайду. Чүнки гадайдин ханғичә Һәммиси Мени тонуйду.
Hebr UyCyr 8:12  Яманлиқлирини кәчүримән, Гуналирини көңлүмдә сақлимаймән».
Hebr UyCyr 8:13  Демәк, Худа бу келишимни «Йеңи» дейиш арқилиқ бурунқисиниң вақти өткәнлигини көрсәтти. Вақти өткән, конириған нәрсә узун өтмәй йоқилиду.