HEBREWS
Chapter 1
Hebr | UyCyr | 1:1 | Қедимки заманларда Худа әҗдатлиримизға пәйғәмбәрләр арқилиқ һәр хил йоллар билән нурғун қетим сөзлигән еди. | |
Hebr | UyCyr | 1:2 | Мошу ахирқи вақитларда болса бизгә Өз Оғли арқилиқ сөзлиди. Худа каинатни Оғли арқилиқ яратти вә Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бәкитти. | |
Hebr | UyCyr | 1:3 | У Атиси Худаниң улуқлуғидин парлиған нур, Атисиниң тәбиитиниң һәқиқий обризидур. У Өз сөзиниң қудрити билән пүткүл каинатниң моҗутлуғини давамлаштурмақта. У Өзини қурван қилиш төләмигә инсанларниң гуналиридин паклиниш йолини ечип бәргәндин кейин, асмандики Худаниң оң йенида олтарди. | |
Hebr | UyCyr | 1:4 | Демәк, Оғулға берилгән мәртивә периштәләрниңкидин көп үстүн болғинидәк, Оғулниң Өзиму улардин көп үстүндур. | |
Hebr | UyCyr | 1:5 | Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Сән Мениң Оғлумсән, бүгүн Мән Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим». Бу сөзни Худа һәр қандақ бир периштәсигә дегән әмәс, шундақла Худа йәнә һеч қандақ бир периштә тоғрилиқ: «Мән Униңға Ата болимән, уму Маңа Оғул болиду», дегәнму әмәс. | |
Hebr | UyCyr | 1:6 | Һалбуки, Худа Өзиниң әң алий һоқуқлуқ бирдин-бир Оғлини йәр йүзигә әвәткәндә, «Пүткүл периштәләр Униңға сәҗдә қилсун», дегән. | |
Hebr | UyCyr | 1:7 | Худа периштәләр һәққидә: «Худа хизмәткарлири болған Өз периштәлирини шамал һәм от ялқуни қилар», дегән болса, | |
Hebr | UyCyr | 1:9 | Һәққанийәтни сөйдүң, наһәқлиқтин нәпрәтләндиң. Шуниң үчүн Худа — Сениң Егәңниң Саңа ата қилған шан-шөһрәт вә пәхрий шатлиғи һәмралириңға ата қилғинидин көп артуқтур», дегән. | |
Hebr | UyCyr | 1:10 | Худа Оғлиға йәнә мундақ дегән: «Әй Рәб, Сән һәммидин бурун зиминниң асасини салдиң, Асманму Сениң қоллириңниң иҗадийитидур. | |
Hebr | UyCyr | 1:12 | Уларни худди кона чапанни жиғиштурғандәк пүрләп жиғиштурисән. Кийим-кечәк йеңиланғандәк, Асман-зиминму йеңилиниду. Лекин Сән әсла өзгәрмәйсән. Һаятлиғиң ахирлашмайду». | |
Hebr | UyCyr | 1:13 | Худа Өз Оғлиға дегән мону сөзни периштәләрниң бирәрсигә дәп баққан әмәс: «Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин!» | |