HEBREWS
Chapter 10
Hebr | UyCyr | 10:1 | Тәврат қануни Әйса Мәсиһ кәлгүсидә елип келидиған гөзәл ишларниң өз әйнини әмәс, бәлки униң көләңгисинила сүрәтләп бериду. Шу сәвәптин Тәврат қануни өзигә әмәл қилип, жилму-жил охшаш қурванлиқларни аташ арқилиқ Худаға ибадәт қилидиған адәмләрни һәргизму гуналиридин пак қилалмайду. | |
Hebr | UyCyr | 10:2 | Әгәр пак қилалиған болса, қурванлиқ қилиш ахирлишаттидә, ибадәт қилғучиларму гуналиридин бирақла паклинип, виждани йәнә өз гуналири түпәйлидин азапланматти. | |
Hebr | UyCyr | 10:5 | Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ дунияға кәлгәндә мундақ дегән: «Инсанлардин қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң, Лекин Мән үчүн бир тән һазирлидиң. | |
Hebr | UyCyr | 10:7 | Шуңа дедимки, ‹ Әй Худа, Сениң қанун дәстүрүңдә Мән тоғрилиқ йезилғинидәк, Сениң ирадәңни ишқа ашуруш үчүн кәлдим › ». | |
Hebr | UyCyr | 10:8 | Әйса Мәсиһ алди билән Худаға: «Қурванлиқ вә һәдийәләрни тәләп қилмидиң. Көйдүрмә қурванлиқ вә гуна үчүн сунулған башқа қурванлиқлардинму хурсән болмидиң», дегән. Бу қурванлиқлар Тәврат қануниниң тәливи бойичә қилинсиму, У йәнила шундақ дегән. | |
Hebr | UyCyr | 10:9 | Андин кейин йәнә: «Сениң ирадәңни ишқа ашуруш үчүн кәлдим», дегән. Демәк, Худа кейинки қурванлиқни күчкә егә қилиш үчүн, бурунқи қурванлиқ қилиш қаидисини әмәлдин қалдурди. | |
Hebr | UyCyr | 10:10 | Худаниң бу ирадиси бойичә Әйса Мәсиһниң Өз тениниң бир йолила қурван қилиниши арқилиқ биз гунадин паклинип, Худаға аталдуқ. | |
Hebr | UyCyr | 10:11 | Роһанийлар һәр күни қурванлиқ суписи алдида туруп, ибадәт хизмитини қилиш үчүн гуналарни жуялмайдиған охшаш хилдики қурванлиқларни Худаға қайта-қайта суниду. | |
Hebr | UyCyr | 10:12 | Бирақ бизниң Роһанийимиз болса Өзини қурван қилиш билән гуналарни жуйидиған бирла қетимлиқ, мәңгү инавәтлик қурванлиқни Худаға сунди. Андин У Худаниң оң йенида олтирип, | |
Hebr | UyCyr | 10:14 | У мошу бир қурванлиқ билән өзини Худаға атиған кишиләрни Худаниң алдида мәңгү мукәммәл қилди. | |
Hebr | UyCyr | 10:15 | Муқәддәс Язмиларда хатириләнгәндәк, Муқәддәс Роһму бу һәқтә бизгә гувалиқ бериду. У авал мундақ дәйду: | |
Hebr | UyCyr | 10:16 | «У күнләрдин кейин, улар билән түзидиған келишимим мундақ: Қанунлиримни уларниң қәлбигә салимән, әқлигә қуйимән». | |
Hebr | UyCyr | 10:17 | Андин йәнә мундақ дәйду: «Уларниң гунайи вә яманлиқлирини Көңлүмдә қайта сақлимаймән». | |
Hebr | UyCyr | 10:18 | Шуңа гуналар кәчүрүм қилинған екән, йәнә гуналар үчүн қурванлиқ қилишниң һаҗити қалмайду. | |
Hebr | UyCyr | 10:19 | Шуниң үчүн, әй қериндашлар, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени арқилиқ асмандики әң муқәддәс җайға жүригимиз тоқ һалда кирәләймиз. | |
Hebr | UyCyr | 10:20 | Чүнки Әйса Мәсиһ Өз тениниң қурван болуши арқилиқ асмандики ибадәтхана пәрдисидин өтүп, биздин авал у йәргә киргән болуп, у һаятлиққа йетәкләйдиған йеңи бир йолни бизгә ечип бәрди. | |
Hebr | UyCyr | 10:21 | Худаниң аилисигә, йәни мәсиһийләр җамаитигә җавапкәр бир Баш Роһанийимиз болған екән, | |
Hebr | UyCyr | 10:22 | мустәһкәм ишәнч вә сәмимий қәлб билән Худаға йеқинлишайли. Чүнки диллиримиз Әйса Мәсиһниң қениниң сепилиши билән виждан азавидин халас болған вә бәдинимиз пакиз су билән жуюлғандәк пакланған. | |
Hebr | UyCyr | 10:23 | Башқилар алдида етирап қилған үмүтүмиздә иккиләнмәй чиң турайли. Чүнки вәдә бәргүчи Худа ишәнчликтур. | |
Hebr | UyCyr | 10:24 | Меһир-муһәббәт көрситиш вә яхши иш қилиш үчүн бир-биримизни қандақ илһамландурушни ойлайли. | |
Hebr | UyCyr | 10:25 | Бәзиләрдәк мәсиһийләр җамаитидә җәм болуш вә Худаға ибадәт қилиштин баш тартмайли. Әксичә дайим җәм болуп, бир-биримизни илһамландурайли. Болупму Әйса Мәсиһниң қайта келидиған күниниң аз қалғанлиғини билгән екәнмиз, техиму шундақ қилайли. | |
Hebr | UyCyr | 10:26 | Һәқиқәтни тонуп туруп, йәнила қәстән гуна өткүзүвәрсәк, у чағда гуналар үчүн сунулидиған башқа бир қурванлиқ йоқтур. | |
Hebr | UyCyr | 10:27 | Бизгә қалидиғини пәқәт сорақ вә Худа билән қаршилишидиғанларни өртәп түгитидиған ялқунлуқ отни қорқунуч ичидә күтүштур. | |
Hebr | UyCyr | 10:28 | Тәврат қануниға хилаплиқ қилған киши икки яки үч гувачиниң испати болсила, кәңчилик қилинмай өлтүрүләтти. | |
Hebr | UyCyr | 10:29 | Ундақта, бир киши Худа Оғлини дәпсәндә қилса, Худаниң келишимини күчкә егә қилған вә өзини паклиған қанға сәл қариса, өзигә шәпқәт қилған Муқәддәс Роһни һақарәт қилса, техиму еғир җазаға лайиқ болмамду?! | |
Hebr | UyCyr | 10:30 | Чүнки Тәвратта: «Интиқам Мениң, җазасини Өзәм беримән» вә «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сораққа тартиду», дегүчиниң Худа екәнлигини билимиз. | |
Hebr | UyCyr | 10:32 | Худа қәлбиңларни йорутқан әшу күнләрни есиңларда тутуңлар. Шу вақитларда азап-оқубәтлик күрәшләргә бәрдашлиқ берип, ишәнчиңларда чиң турдуңлар. | |
Hebr | UyCyr | 10:33 | Бәзидә хәлқиаләм алдида һақарәт вә харлинишларға учридиңлар. Бәзидә өзәңларға охшаш муамилигә учриғанлар тәрәптә турдуңлар. | |
Hebr | UyCyr | 10:34 | Мәһбус мәсиһийләрниң дәрдигә ортақ болдуңлар. Мал-мүлкүңлар буланғандиму, кәлгүсидә техиму гөзәл, бақий байлиққа егә болидиғанлиғиңларни билгәчкә, хошаллиқ билән қобул қилдиңлар. | |
Hebr | UyCyr | 10:36 | Худаниң ирадиси бойичә иш қилип, Униң вәдә қилғанлириға муйәссәр болуш үчүн, сәвир қилишиңларға тоғра келиду. | |
Hebr | UyCyr | 10:37 | Чүнки Муқәддәс Язмиларда Худа мундақ дегән: «Кәлгүчи пат йеқинда келиду, кечикмәйду. | |
Hebr | UyCyr | 10:38 | Мән ‹ Һәққаний › дегән адәм, ишәнчи билән яшайду. Әгәр у ишәнчидин янса, униңдин хурсән болмаймән». | |