HEBREWS
Chapter 9
Hebr | UyCyr | 9:2 | Ибадәт җайида бир чедир тикилгән болуп, униң муқәддәс җай дәп аталған бөлүмидә чирақдан, үстәл, үстәл үстидә болса Худаға һәдийә қилинған нанлар болатти. | |
Hebr | UyCyr | 9:4 | Алтун исриқдан вә пүтүнләй алтун билән қапланған келишим сандуғи у йәрдә еди. Сандуқниң ичидә алтундин ясалған, манна селинған комзәк, Һарунниң бихлиған һасиси вә пәризләр йезилған икки таш тахта бар еди. | |
Hebr | UyCyr | 9:5 | Шан-шәрәплик «керублар» «Меһир-шәпқәт тәхти» дәп аталған сандуқ ағзи үстигә орнитилған болуп, қанатлири билән уни йепип туратти. Әнди мән буларни техиму тәпсилий чүшәндүрүп олтармаймән. | |
Hebr | UyCyr | 9:6 | Һәммә нәрсә мана шундақ орунлаштурулғандин кейин, роһанийлар чедирниң «Муқәддәс җай» дәп аталған бөлүмигә дайим кирип, ибадәт хизмитини қилатти. | |
Hebr | UyCyr | 9:7 | Бирақ «Әң муқәддәс җай» дәп аталған иккинчи бөлүмгә пәқәт баш роһаний жилда бир қетимла кирәтти. Роһаний у йәргә өз гуналири вә хәлиқниң наданлиғи түпәйлидин өткүзгән гуналири үчүн аталған қурванлиқ қенини алмай кирмәтти. | |
Hebr | UyCyr | 9:8 | Бу ибадәт хизмәтлириниң елип берилиши билән, Муқәддәс Роһ бизгә шуни көрситип бәрдики, ибадәт чедири, шундақла у вәкиллик қилған ибадәт хизмәтлири барла болидикән, әң муқәддәс җайға баридиған йол авам хәлиққә һәргиз ечилматти. | |
Hebr | UyCyr | 9:9 | Мана булар һазирқи заман үчүн бир тәҗрибә савақтур. Буниңдин шуни көрүвелишқа болидуки, Худаға сунулған һәдийә вә қурванлиқлар ибадәт қилғучини пак вижданлиқ қилалмайду. | |
Hebr | UyCyr | 9:10 | Улар пәқәт һалал вә һарам йемәк-ичмәк вә бойини суға селиш рәсмийәтлири билән мунасивәтлик болуп, Худа йеңи тәртипни орнатқичә күчкә егә болған сиртқи көрүнүш җәһәттики қаидә-низамлардур. | |
Hebr | UyCyr | 9:11 | Лекин Әйса Мәсиһ болса гөзәл ишларни әмәлгә ашурған Баш Роһаний болуп, адәм қоли билән ясалмиған, бу дунияға мәнсүп болмиған, асмандики техиму улуқ вә техиму мукәммәл ибадәт чедириға кирди. | |
Hebr | UyCyr | 9:12 | У бу әң муқәддәс җайға өшкә яки мозайларниң қурванлиқ қенини әмәс, бәлки Өзиниң қурванлиқ қенини төкүш арқилиқ бирла қетим кирди. Мошундақ қилип, у инсанларниң гуналирини жуюп, инсанларни мәңгүгә азат қилди. | |
Hebr | UyCyr | 9:13 | Кона келишим дәвридә өшкә вә буқиларниң қени һәм калиниң күли напакларниң учисиға сепилсә, улар сиртқи җәһәттә тазилинип пак болатти. | |
Hebr | UyCyr | 9:14 | Ундақта, Әйса Мәсиһниң қеничу? У вижданимизни өлүмгә елип баридиған қилмишлардин пак қилип, бизни мәңгү һаят Худаға ибадәт қилишқа техиму йетәклимәмду?! У Худаниң мәңгүлүк Роһи арқилиқ Өзини кам-котисиз қурванлиқ сүпитидә бизниң гуналиримиз үчүн Худаға атидиғу! | |
Hebr | UyCyr | 9:15 | Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ Худа билән инсанлар оттурисида түзүлгән Йеңи келишимниң васитичисидур. У арқилиқ Худа тәрипидин чақирилғанлар вәдә қилинған мәңгүлүк мирасқа еришәләйду. Чүнки У уларни гуна қилиш сәвәвидин Кона келишим тәрипидин бәкитилгән мәңгүлүк өлүмдин ибарәт җазадин қутқузуш үчүн өлди. | |
Hebr | UyCyr | 9:17 | Чүнки вәсийәт пәқәт өлүмдин кейин күчкә егә болиду. Вәсийәт қалдурғучи һаятла болса, вәсийитиниң һеч қандақ күчи болмайду. | |
Hebr | UyCyr | 9:19 | Муса пәйғәмбәр Тәврат қануниниң һәр бир әмрини пүткүл хәлиққә уқтурғандин кейин, мозай вә өшкиләрниң суға арилаштурулған қенини қизил жуң жипта бағланған марҗангүл билән қанун дәстүригә вә пүтүн хәлиққә сәпти. | |
Hebr | UyCyr | 9:20 | Андин у: «Бу қан келишим қенидур. У Худа әмәл қилишиңларға әмир қилған келишимни күчкә егә қилиду», деди. | |
Hebr | UyCyr | 9:21 | У йәнә ибадәт чедириға вә чедирда қурванлиқ қилишқа ишлитилидиған пүткүл сайманларниң үстигә қан сәпти. | |
Hebr | UyCyr | 9:22 | Дәрвәқә, Тәврат қануни бойичә һәммә нәрсә дегидәк қан билән паклиниду. Қурванлиқ қени төкүлмәй, гуналар кәчүрүм қилинмайду. | |
Hebr | UyCyr | 9:23 | Шу сәвәптин асмандикигә тәхлит қилип ясалған бу нәрсиләр мошу усул билән паклиниши керәк еди. Бирақ асмандики нәрсиләр болса булардин көп яхши қурванлиқлар билән паклиниши керәк. | |
Hebr | UyCyr | 9:24 | Шуңа Әйса Мәсиһ Худаниң һозурида болуп бизгә вәкиллик қилиш үчүн, асмандики ибадәт җайиға тәхлит қилинған, адәм қоли билән ясалған муқәддәс җайға әмәс, бәлки асманниң өзигә кирди. | |
Hebr | UyCyr | 9:25 | У йәһудийларниң баш роһанийидәк, жилму-жил қурванлиқ қилинған һайванларниң қенини елип, әң муқәддәс җайға қайта-қайта киргини йоқ. | |
Hebr | UyCyr | 9:26 | Әгәр шундақ қилишниң зөрүрийити болған болса, дуния яритилғандин бери Әйса Мәсиһниң қайта-қайта азап чекип қурван болушиға тоғра келәтти. Лекин Әйса Мәсиһ мана бу ахир заманда инсанларни гунадин азат қилиш үчүн, бир йолила оттуриға чиқип Өзини қурван қилди. | |