Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
HEBREWS
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 2
Hebr UyCyr 2:1  Шуңа һәқиқәттин жирақлишип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәттә техиму чиң турушимиз керәк.
Hebr UyCyr 2:2  Периштәләр арқилиқ Муса пәйғәмбәргә йәткүзүлгән Тәврат қануниниң һәқ екәнлиги испатланған һәм шу қанунға хилаплиқ қилғанлар яки бойсунушқа сәл қариғанларниң һәммиси тегишлик җазасини тартқан.
Hebr UyCyr 2:3  Шундақ екән, шунчә улуқ қутқузулушқа көз жумсақ, қандақму шу җазадин қечип қутулалаймиз?! Қутқузулуш хәвирини дәсләптә Рәббимиз уқтурған, Уни беваситә аңлиғанлар бу қутқузулушниң һәқлиғи тоғрисида бизгә гувалиқ бәргән.
Hebr UyCyr 2:4  Худа көрсәткән һәр хил мөҗүзә, карамәт вә қудрәт­лик ишлар, шундақла Өз ирадиси бойичә мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң һәдийәлирини ата қилиш арқилиқ буниңға гувалиқ бәрди.
Hebr UyCyr 2:5  Мән дәватқан кәлгүси дунияни Худа периштәләрниң башқуру­шиға өткүзүп бәргини йоқ.
Hebr UyCyr 2:6  Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларниң бир йеридә мундақ гувалиқ берилгән: «Әй Худа, адәм немә еди, Сән униңға шунчә ғәмхорлуқ қилғидәк? Адәм балиси немә еди, Сән униңға шунчә көңүл бөлгидәк?
Hebr UyCyr 2:7  Гәрчә уни периштәләрдин бир аз төвән қилған болсаңму, Шан-шәрәп вә һөрмәт таҗини униңға кийдүрүп,
Hebr UyCyr 2:8  Барлиқ мәвҗудатларни униңға тиз пүктүрдүң». «Барлиқ мәвҗудатларни униңға тиз пүктүрдүң» дегини, һеч қандақ нәрсә униң башқурушиниң сиртида әмәс дегәнликтур. Бирақ барлиқ мәвҗудатларниң униңға тиз пүктүрүлгинини техи көрмидуқ.
Hebr UyCyr 2:9  Лекин һазир биз Өзини қурван қилиш сәвәвидин шан-шәрәп вә һөрмәт таҗи кийдүрүлгән Әйса Мәсиһни көрдуқ. У Худаниң меһир-шәпқити билән пүткүл инсанларни дәп, бир мәзгил периштәләрдин төвән қилинип, өлүмниң тәмини тетиди.
Hebr UyCyr 2:10  Пүткүл мәвҗудатни Өзи үчүн вә Өзи арқилиқ яратқан Худа нурғун пәрзәнтләрни Өзиниң шан-шәривидин һөзүрләндүрүш үчүн, уларни қутқузулушқа елип барғучи Әйса Мәсиһни азап-оқубәт арқилиқ камаләткә йәткүзүшни мувапиқ көрди.
Hebr UyCyr 2:11  Инсанларни пак қилғучи Әйса Мәсиһ билән пак қилинған инсанлар һәммиси бир Атидиндур. Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмай,
Hebr UyCyr 2:12  худди Муқәддәс Язмиларда йезилғандәк, Худаға: «Намиңни қериндашлиримға җакалаймән, Җамаәт ичидә Сени қошаққа қетип мәдһийиләймән», дегән.
Hebr UyCyr 2:13  У йәнә: «Мән Саңа ишинимән» вә «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә», дегән.
Hebr UyCyr 2:14  Пәрзәнтләрниң тени гөш билән қанниң гәвдиси болғачқа, Әйса Мәсиһму шу пәрзәнтләрниңкигә охшаш гәвдидә болди. Бундақ қилиштики мәхсәт, У Өз өлүми арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан шәйтан­ниң күчини бекар қилип,
Hebr UyCyr 2:15  өмүр бойи өлүм қорқунучиниң қули болғанларниң һәммисини азатлиққа ериштүрүш үчүн еди.
Hebr UyCyr 2:16  Наһайити рошәнки, Әйса Мәсиһ периштәләргә әмәс, Ибраһимниң әвлатлириға ярдәм беришкә кәлди.
Hebr UyCyr 2:17  Шуңа У һәр җәһәттин қерин­даш­лириға охшаш болуши керәк еди. Шундақ болғанда, У Худаниң хизмитидә рәһимдил вә садиқ Баш Роһаний болуп, инсанларниң гуналирини Худаниң кәчүрүшигә ериштүридиған қурванлиқни берәләтти.
Hebr UyCyr 2:18  У синақларни Өз бешидин кәчүрүп, азап чәккәчкә, синақ­ларға дуч кәлгәнләргә ярдәм берәләйду.