HEBREWS
Chapter 6
Hebr | UyCyr | 6:1 | Шуниң үчүн өлүмгә елип баридиған яманлиқлардин йениш, Худаға ишиниш, чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш, башқиларға қол тәккүзүп дуа қилиш, тирилдүрүлүш вә мәңгүлүк һөкүм қатарлиқ тәлимләргә қайта асас салимиз, дәп олтармайли. Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу хил башланғуч тәлимләрдә тохтап қалмай, йетилишкә қарап маңайли. | |
Hebr | UyCyr | 6:2 | Шуниң үчүн өлүмгә елип баридиған яманлиқлардин йениш, Худаға ишиниш, чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш, башқиларға қол тәккүзүп дуа қилиш, тирилдүрүлүш вә мәңгүлүк һөкүм қатарлиқ тәлимләргә қайта асас салимиз, дәп олтармайли. Әйса Мәсиһ тоғрисидики бу хил башланғуч тәлимләрдә тохтап қалмай, йетилишкә қарап маңайли. | |
Hebr | UyCyr | 6:4 | Бәзи адәмләрни товва қилдуруп, қайтидин Худа йолиға башлаш мүмкин әмәс. Чүнки улар бир чағларда Худаниң нури билән йорутулған, Худаниң илтипатидин һөзүрләнгән, Муқәддәс Роһқа ортақ болған, | |
Hebr | UyCyr | 6:5 | Худаниң сөзиниң яхшилиғини вә келидиған заманда Худа аян қилидиған қудрәтләрни һис қилған болсиму, | |
Hebr | UyCyr | 6:6 | һалбуки улар Худадин ваз кәчти, Худа Оғлини рәт қилди. Бу Худа Оғлини чапрас яғачқа қайта миқлиған һәм Униңға дағ кәлтүргән билән баравәрдур. | |
Hebr | UyCyr | 6:7 | Пат-пат яққан ямғурдин териғучиларға пайдилиқ зираәтләрни өстүрүп бәргән йәр Худадин бәрикәт алиду. | |
Hebr | UyCyr | 6:8 | Әксичә тикән вә қамқақ өстүргән йәр пайдисизлиғидин Худаниң ләнитигә қелип, ахири көйдүрүлиду. | |
Hebr | UyCyr | 6:9 | Силәргә кәлсәм, қәдирлик қериндашлар, гәрчә жуқуриқи ишларни тилға алған болсамму, әһвалиңларниң буниңдин яхши екәнлигигә вә қутқузулушқа елип баридиған йолда меңиватқанлиғиңларға һәқиқий ишинимән. | |
Hebr | UyCyr | 6:10 | Худа адаләтсиз әмәстур. У һәргиз силәрниң Униңға сиңдүргән әҗриңлар вә мәсиһийләргә қилип келиватқан хизмитиңлар арқилиқ көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтумайду. | |
Hebr | UyCyr | 6:11 | Пүтүн үмүтүңларниң әмәлгә ешиши үчүн, һәр бириңларниң ахирғичә шундақ ғәйрәт қилишиңларни арзу қилимиз. | |
Hebr | UyCyr | 6:12 | Шундақ болғанда, қашаңлардин болмай, бәлки өз ишәнчи вә сәвирчанлиғи билән Худаниң вәдисигә еришидиғанларни үлгә қилидиғанлардин болисиләр. | |
Hebr | UyCyr | 6:13 | Худадин үстүн туридиған һеч ким болмиғачқа, Худа Ибраһимға вәдә қилғанда, Өз нами билән қәсәм қилип мундақ деди: | |
Hebr | UyCyr | 6:16 | Инсанлар өзлиридин үстүн туридиған бирини тилға елип, қәсәм қилиду. Қәсәм испат һесапланғанлиғи үчүн, һәр хил талаш-тартишларға хатимә бериду. | |
Hebr | UyCyr | 6:17 | Шуниңдәк, Худа Өз вәдисигә еришидиған кишиләргә Өз ирадисиниң өзгәрмәйдиғанлиғини очуқ билдүрүш үчүн, вәдә бәргәндә қәсәм қилди. | |
Hebr | UyCyr | 6:18 | Худаниң бизгә бәргән вәдиси вә қәсими һәргиз өзгәрмәйду. Чүнки Худа ялған сөзлимәйду. Шуңа Худадин паналиниватқан бизләр Униң вәдиси вә қәсимидин көп илһамға еришип, көз алдимиздики үмүттә ишәнч билән чиң туралаймиз. | |
Hebr | UyCyr | 6:19 | Бу үмүт һаятимизға нисбәтән худди чиң илинған кемә ләңгиридәк мустәһкәм болуп, у бизни асмандики ибадәтхана пәрдисидин өтүп, әң муқәддәс җайға киришкә йетәкләйду. | |