Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I PETER
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 5
I Pe UyCyr 5:1  Һазир мән араңлардики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчи­ли­ригә бир еғиз сөз қилмақчимән. Чүнки мәнму силәргә охшаш бир йетәкчи һәм Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта чәккән азап-оқубәт­ли­риниң гувачиси. У қайтип кәлгәндә, Униң намайән қилиди­ған шан-шәривидин һөзүрләнгүчимән. Йетәкчи сүпитимдә силәр йетәкчи­ләрдин шуни өтүнимәнки,
I Pe UyCyr 5:2  қойчи қойлириға яхши қариғини­ға охшаш, силәрму Худа силәргә аманәт қилған мәсиһийләр җамаити­ниң һалидин хәвәр елиңлар. Буни мәҗбурийәт, бәлки Худаниң ирадиси бойичә разимәнлик билән қилиңлар. Пул тепиш үчүн әмәс, қизғинлиқ билән қилиңлар.
I Pe UyCyr 5:3  Силәргә аманәт қилинған бу мәсиһийләр җамаитиниң һөкүмрани болувалмаңлар, әксичә бу җамаәткә үлгә болуңлар.
I Pe UyCyr 5:4  Шундақ қилсаңлар, баш Қойчи Әйса Мәсиһ қайтип кәлгән­дә, мәңгү чечәкләп туридиған шан-шәрәп таҗиға еришисиләр.
I Pe UyCyr 5:5  Әй жигитләр, силәрму йетәкчиләргә бойсунуңлар. Һәммиңлар бир-бириңларға кәмтар болуңлар, чүнки Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға».
I Pe UyCyr 5:6  Өзәңларни Худаниң қудрәтлик қоли астида төвән тутуңлар. Шундақ қилсаңлар, вақти кәлгәндә Худа силәрни үстүн қилиду.
I Pe UyCyr 5:7  Барлиқ ғәм-қайғулириңларни Худаға тапшуруңлар, чүнки У силәргә ғәмхорлуқ қилиду.
I Pe UyCyr 5:8  Өзәңларни һошияр вә сәгәк тутуңлар, чүнки дүшминиңлар болған шәйтан худди ечиқап кәткән ширдәк араңлардики мәсиһийләрни жутмақчи болуп, қатирап жүриду.
I Pe UyCyr 5:9  Силәр мустәһкәм ишәнчиңлар билән шәйтанға тақабил туруңлар. Чүнки есиңларда болсунки, дунияниң һәр қайси җайлиридики қериндашлириңларму силәргә охшаш азап-оқубәт чекиватиду.
I Pe UyCyr 5:10  Пүткүл меһир-шәпқәтниң мәнбәси болған Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған. Силәр вақитлиқ азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Худа силәрни дәс турғузуп, силәрни чидамлиқ қилип, ишәнчиң­ларни мустәһкәм вә тәврәнмәс қилиду.
I Pe UyCyr 5:11  Барлиқ күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
I Pe UyCyr 5:12  Мән Худа йолидики садиқ қериндишим Силасниң ярдими билән бу қисқиғина хәтни яздим. Ушбу хәтни йезишимдики мәхсәт силәрни илһамландуруш вә Худаниң һәқиқий меһир-шәпқити һәққидә гувалиқ бериштин ибарәттур. Бу меһир-шәпқәттә чиң туруңлар.
I Pe UyCyr 5:13  Силәр билән биллә Худа тәрипидин талланған Бабилдики мәсиһий­­ләр җамаитидин вә Худа йолидики оғлум Маркустин силәргә салам.
I Pe UyCyr 5:14  Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. Силәр­гә, йәни Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған һәммиңларға аманлиқ яр болғай!