Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I PETER
1 2 3 4 5
Prev Up Next
Chapter 2
I Pe UyCyr 2:1  Шуниң үчүн барлиқ яманлиқ, һелигәрлик, сахтипәзлик, көрәл­мәслик вә төһмәтхорлуқларни ташлаңлар.
I Pe UyCyr 2:2  Силәр Рәббимизниң меһир-шәпқитидин һөзүрләнгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақ аниниң сүтигә тәшна болғандәк, силәрму Худаниң сап сөзигә тәшна болуңлар. Буниң билән силәр гуналириңлардин үзүл-кесил қутқузулғичә, ишәнчидә өсүп йетәләйсиләр.
I Pe UyCyr 2:3  Силәр Рәббимизниң меһир-шәпқитидин һөзүрләнгән екәнсиләр, худди йеңи туғулған бовақ аниниң сүтигә тәшна болғандәк, силәрму Худаниң сап сөзигә тәшна болуңлар. Буниң билән силәр гуналириңлардин үзүл-кесил қутқузулғичә, ишәнчидә өсүп йетәләйсиләр.
I Pe UyCyr 2:4  Әйса Мәсиһ Худаниң салмақчи болған ибадәтханисиниң тирик һул Тешидур. Кишиләр Уни рәт қилған болсиму, лекин Худа Уни таллиди вә қәдирлиди, шуңа силәр Әйса Мәсиһкә йеқинлишиңлар.
I Pe UyCyr 2:5  Шундақ қилсаңлар, Худаниң ибадәтханисиниң селишқа ишлитилидиған тирик ташлардин болисиләр. Силәр Худаға аталған роһанийлар болуп, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға хизмәт қилиш вә мәдһийә ейтиш қатарлиқ Худани хурсән қилидиған қурванлиқларни берәләйсиләр.
I Pe UyCyr 2:6  Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Қараңлар, талланған бир қиммәтлик һул Тешини Сионға қойдум. Униңға ишәнгәнләр һәргиз наүмүттә қалмайду».
I Pe UyCyr 2:7  Силәр Әйса Мәсиһтин ибарәт бу һул Тешиға ишәнгәнлигиңлар үчүн, бу һул Теши силәргә нисбәтән қиммәтликтур. Лекин Униңға ишән­мәй­диғанларға нисбәтән бу һул Теши дәл Муқәддәс Язмиларда дейилгинидәк: «Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш Қурулушниң мәркизий һул Теши болуп қалди!» «Бу Таш кишиләр путлишидиған Таш болди, Адәмни жиқитидиған Таш болди». Улар Худаниң Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвирини рәт қилған­лиғи үчүн бу Ташқа путлишиду. Уларниң бундақ болуши алдин-ала бәлгүләнгән.
I Pe UyCyr 2:8  Силәр Әйса Мәсиһтин ибарәт бу һул Тешиға ишәнгәнлигиңлар үчүн, бу һул Теши силәргә нисбәтән қиммәтликтур. Лекин Униңға ишән­мәй­диғанларға нисбәтән бу һул Теши дәл Муқәддәс Язмиларда дейилгинидәк: «Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш Қурулушниң мәркизий һул Теши болуп қалди!» «Бу Таш кишиләр путлишидиған Таш болди, Адәмни жиқитидиған Таш болди». Улар Худаниң Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвирини рәт қилған­лиғи үчүн бу Ташқа путлишиду. Уларниң бундақ болуши алдин-ала бәлгүләнгән.
I Pe UyCyr 2:9  Лекин силәр болсаңлар Худаниң таллиғанлири, Униң Падишали­ғи­ниң роһанийлири, Худаға аталған хәлиқ, шундақла Худаға мәнсүп болғанларсиләр. Силәрни қараңғулуқтин Өзиниң парлақ йоруқлуғиға чақирған Худа Өзиниң улуқлуғини башқиларға йәткүзүшүңлар үчүн силәрни таллиди.
I Pe UyCyr 2:10  Бурун силәр Худаниң хәлқи әмәс едиңлар, лекин әнди Худаниң хәлқисиләр. Бурун силәр Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин әнди ериштиңлар.
I Pe UyCyr 2:11  Қәдирлик қериндашлирим, силәр бу дунияда пәқәт мусапир вә меһмансиләр. Шуңа силәрдин өтүнүп сораймәнки, өзәңларни силәр билән қаршилишидиған яман һәвәсләрдин тутувелиңлар.
I Pe UyCyr 2:12  Әйса Мәсиһкә ишәнмәйдиғанлар алдида есил пәзиләт билән яшаңлар. Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәрни яман адәм дәп төһмәт қилсиму, лекин силәрниң яхши әмәлиятиңларни көрүп, Рәббимиз Әйса қайта кәлгән күни Худани улуқлайду.
I Pe UyCyr 2:13  Рәббимизни һөрмәтләш үчүн, инсанлар арисидики һоқуқдар­ларға, йәни әң жуқури мәнсәптики падиша вә униң қол астидики һакимларға бойсунуңлар. Бу һоқуқдарлар яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланған.
I Pe UyCyr 2:14  Рәббимизни һөрмәтләш үчүн, инсанлар арисидики һоқуқдар­ларға, йәни әң жуқури мәнсәптики падиша вә униң қол астидики һакимларға бойсунуңлар. Бу һоқуқдарлар яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланған.
I Pe UyCyr 2:15  Худаниң ирадиси шуки, силәрниң үстүңлардин шикайәт қилидиған надан адәмләрниң зуванини яхши әмәлиятиңлар арқилиқ тувақлаштур.
I Pe UyCyr 2:16  Силәр әркин адәм болуп, һеч ким силәрниң ундақ яки бундақ қилиш-қилмаслиғиңларни мәнъий қилалмайду. Лекин бу әркинликни яман ишларни қилишниң баниси қиливалмай, Худаниң садиқ хизмәткарлири болуп яшаңлар,
I Pe UyCyr 2:17  барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, мәсиһий қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, Падишани һөрмәтләңлар.
I Pe UyCyr 2:18  Әй қуллар, ғоҗайинлириңларни һөрмәтләп, уларға бойсунуңлар. Силәр яхши вә хуш пеил ғоҗайинларғила әмәс, бәлки қаттиқ қол ғоҗайинларғиму бойсунуңлар.
I Pe UyCyr 2:19  Әгәр араңлардин бири наһәқ азап-оқубәт чәксә һәм бу азап-оқубәткә сәвир-тақәт қилиш Худаниң ирадиси екәнлигини билип, униңға сәвир-тақәт қилса, у Худани хурсән қилиду.
I Pe UyCyr 2:20  Әгәр хаталиқ өткүзүп, тегишлик җазаға тартилғанда, униңға бәрдашлиқ бәрсә, буниң махтинидиған һеч йери йоқ! Лекин яхши ишларни қилип, азап-оқубәт чәксә һәм униңға бәрдашлиқ бәрсә, у Худани хурсән қилиду.
I Pe UyCyr 2:21  Чүнки силәр мана шундақ азап-оқубәткә чақирилдиңлар. Әйса Мәсиһму силәр үчүн азап-оқубәт чекип, силәрни Өзиниң изидин маңсун, дәп силәргә үлгә қалдурди.
I Pe UyCyr 2:22  Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «У гуна қилмиған, ағзидин бирәр еғизму һейлә-микирлик сөз чиқмиған».
I Pe UyCyr 2:23  Әйса Мәсиһ һақа­рәткә учриғанда, тил қайтурматти. Азап-оқубәт чәккәндә, һеч кимгә қорқунуч салматти, әксичә Өзини адил һөкүм қилидиған Худаға тапшуратти.
I Pe UyCyr 2:24  У бизниң гунаниң илкидә яшимаслиғимиз, бәлки һәққанийлиқ йолида меңишимиз үчүн, гуналиримизни Өз зиммисигә елип чапрас яғачқа миқлинип қурван болди. Силәр Униң ярилири билән шипа таптиңлар.
I Pe UyCyr 2:25  Чүнки бурун силәр йолдин азған қойларға охшаттиңлар, лекин һазир өзәңларни қоғдайдиған Қойчиниң, йәни Әйса Мәсиһниң йениға қайтип кәлдиңлар.