Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
I PETER
1 2 3 4 5
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 4
I Pe UyCyr 4:1  Әйса Мәсиһ җисманий җәһәттә азап-оқубәт чәккән екән, силәрму шундақ ирадә билән өзәңларни қуралландуруңлар. Чүнки Худа йолида җисманий җәһәттә азап-оқубәт чәккән киши, гуна қилишни тохтитишқа бәл бағлиған болиду.
I Pe UyCyr 4:2  Буниң билән кейинки һаятиңларни яман һәвәсләргә берилиш билән әмәс, бәлки Худаниң ирадисигә мувапиқ өткүзисиләр.
I Pe UyCyr 4:3  Бурун силәр Худаға ишәнмәйдиғанлар яхши көридиған ишларни қилип, көп вақтиңларни өткүзүвәттиңлар. Силәр бузуқчилиқ, шәһванийлиқ, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, ачкөзләрчә йәп-ичиш вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә яшап кәлгән едиңлар.
I Pe UyCyr 4:4  Худаға ишәнмәйдиған адәмләр һазир силәрниң өзлиригә охшаш шәһваний турмушқа берилмигәнлигиңларға һәҗәплинип, силәрни һақарәтлимәктә.
I Pe UyCyr 4:5  Лекин улар бу қилмишлири үчүн сорақ қилишқа тәйяр турған Худаға һесап бериду. Кәлгүсидә Худа пүткүл инсанни, мәйли тирикләр яки өлгәнләр болсун, һәммисини сорақ қилиду.
I Pe UyCyr 4:6  Шу сәвәптин Худаниң Хуш Хәвири өлгәнләргиму, улар өлмәс­тин бурун йәткүзүлгән еди. Нәтиҗидә Хуш Хәвәрни қобул қилғанлар гәрчә җисманий җәһәттә башқа инсанларға охшаш, Худаниң һөкүми билән өлгән болсиму, лекин уларниң роһи Худа ата қилидиған мәңгү­лүк һаят билән яшайду.
I Pe UyCyr 4:7  Дунияниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта. Шуңа силәр еғир-бесиқлиқ вә сәгәклик билән дуа қилиңлар.
I Pe UyCyr 4:8  Һәммидин муһими, бир-бириңларға сәмимий меһир-муһәббәт көрситиңлар, чүнки меһир-муһәббәт нурғун гуналарни кәчүргүзүветиду.
I Pe UyCyr 4:9  Бир-бириңлардин нарази болмай, меһмандост болуп өтүңлар.
I Pe UyCyr 4:10  Худа тәрипидин һәр бириңларға хилму-хил һәдийә сүпитидә ата қилинған қабилийәтләрни яхши қоллинип, бир-бириңларға хизмәт қилиңлар.
I Pe UyCyr 4:11  Кимгә Худа тоғрисида тәлим бериш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң сөзлирини сөзлисун, кимгә башқиларға хизмәт қилиш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң бәргән күч-қудрити билән хизмәт қилсун. Буниң билән һәммә ишта Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ мәдһийилиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
I Pe UyCyr 4:12  Қәдирлик қериндашлирим, силәр қаттиқ синақларға дуч кәлгиниң­ларда, әҗайип бир ишқа йолуқуп қалдим, дәп һәйран болмаңлар.
I Pe UyCyr 4:13  Әксичә Әйса Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә ортақ болғанлиғиңлардин хошал болуңлар. У шан-шөһрәт билән қайтип кәлгәндә, силәрму шат-хорамлиққа чөмисиләр.
I Pe UyCyr 4:14  Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар сәвәвидин һақарәткә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Чүнки Худаниң улуқ Роһи силәрниң қәлбиңлардин орун алған.
I Pe UyCyr 4:15  Араңлардин бириниң азап-оқубәт чекиши һәргизму қатиллиқ, оғрилиқ вә яманлиқларни қилиш яки башқиларниң ишиға арилишиш сәвәвидин болмисун.
I Pe UyCyr 4:16  Лекин араңлардин бири Әйса Мәсиһкә әгәшкүчи дәп аталғанлиғи сәвәвидин азап-оқубәт чәксә, у буниңдин номус қилмисун. Әксичә шу нам билән аталғанлиғи үчүн Худани мәдһийилисун,
I Pe UyCyr 4:17  чүнки сорақ вақти башланди. Бу сорақ алди билән Худаниң пәрзәнтлири, йәни мәсиһийләрниң ишәнчини синаштин башлиниду. Әгәр бу биз мәсиһий­­­ләр үчүн қийин болса, у һалда Худаниң сөзигә қулақ салмиған­лар­ниң ақивити қандақ болар?
I Pe UyCyr 4:18  Дәл Муқәддәс Язмиларда йезилғи­нидәк: «Әгәр адил адәмләрниң қутқузулуши тәс болса, Худа йолида маңмиғанлар вә башқа гунакарларниң ақивити қандақ болар?»
I Pe UyCyr 4:19  Шуниң үчүн Худаниң ирадиси билән азап-оқубәт чәккәнләр җени­ни ишәнчлик Яратқучиға аманәт қоюп, яхши ишларни қилишни давамлаштурсун.