I PETER
Chapter 3
I Pe | UyCyr | 3:1 | Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қилсаңлар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзилитидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худаға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду. | |
I Pe | UyCyr | 3:2 | Әй аяллар, силәрму әрлириңларға бойсунуңлар. Шундақ қилсаңлар, Худаниң сөзигә ишәнмәйдиған әрләр өз аялиниң бу пәзилитидин тәсирлинип Худаға ишиниши мүмкин. Силәрниң уларға артуқчә гәп қилишиңларниң һаҗити йоқ. Чүнки улар силәрниң Худаға болған чоңқур һөрмитиңлар вә пак пәзилитиңларни көрәләйду. | |
I Pe | UyCyr | 3:3 | Гөзәллигиңлар сиртқи көрүнүштики алаһидә ясавалған чачлириңлар, тақиған алтун зебу-зенәтлириңлар вә есил кийимлириңлардин ибарәт әмәс, | |
I Pe | UyCyr | 3:4 | бәлки қәлбиңлардики өчмәс гөзәллик, йәни мулайимлиқ вә тәмкинлигиңлардин ибарәт болсун, чүнки бундақ гөзәллик Худаниң алдида интайин қиммәтликтур. | |
I Pe | UyCyr | 3:5 | Бурунқи чағларда үмүтини Худаға бағлиған садақәтмән аяллар дәл мошундақ гөзәллик билән өзлирини зенәтләп, әрлиригә бойсунатти. | |
I Pe | UyCyr | 3:6 | Мәсилән, Сарә Ибраһимни «ғоҗайин» дәп атап, униң сөзлиригә бойсунатти. Силәр һеч немидин қорқмай тоғра ишларни қилсаңлар, силәрму Сарәниң пәрзәнтлири болған болисиләр. | |
I Pe | UyCyr | 3:7 | Әй әрләр, шуниңға охшаш силәрму аяллириңлар билән болған турмушта уларниң силәрдин аҗиз екәнлигини чүшинип, уларға көйүнүңлар вә уларни һөрмәтләңлар. Чүнки уларму силәргә охшаш Худа ата қилған йеңи һаяттин ортақ һөзүрләнгүчиләрдур. Шундақ қилсаңлар, дуалириңлар тосалғуға учримайду. | |
I Pe | UyCyr | 3:8 | Жиғинчақлап ейтқанда, һәммиңлар бир нийәт, бир мәхсәттә болуңлар, бир-бириңларға һисдашлиқ қилиңлар, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, меһриван вә кәмтар болуңлар. | |
I Pe | UyCyr | 3:9 | Яманлиққа яманлиқ, аһанәткә аһанәт билән әмәс, әксичә бәхит тиләш билән җавап қайтуруңлар, чүнки Худа силәрни башқиларға бәхит тиләшкә чақирди. Бундақ қилсаңлар, Худа силәрниму бәхитлик қилиду. | |
I Pe | UyCyr | 3:10 | Худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Һаятни сөйүп, яхши күн кәчүрүшни халайдиғанлар, Тилини яманлиқтин, ағзини һейлә-микирлик сөзләрдин жирақ тутсун. | |
I Pe | UyCyr | 3:12 | Чүнки Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийлардидур, Қулақлири уларниң дуасидидур. Лекин Рәббимизниң нәприти яманлиқ қилғучилардидур». | |
I Pe | UyCyr | 3:13 | Әгәр силәр дайим яхши ишларни қилишқа тиришсаңлар, башқилар силәргә яманлиқ қилмайду. | |
I Pe | UyCyr | 3:14 | Лекин һәққанийлиқ йолида азап-оқубәт чәксәңларму, нәқәдәр бәхитликсиләр! Башқиларниң қорқутушидин қорқмаңлар вә әнсирәп кәтмәңлар, | |
I Pe | UyCyr | 3:15 | бәлки қәлбиңларниң чоңқур қатлимидин Рәббимиз Әйсаға орун берип, өзәңларни Униңға атаңлар. Силәрниң мәңгүлүк һаятқа болған үмүтүңларниң сәвәвини сориғанларға җавап беришкә һәр дайим тәйяр туруңлар. | |
I Pe | UyCyr | 3:16 | Буни мулайимлиқ вә һөрмәт билән ейтиңлар. Вижданиңларни сап тутуңлардә, силәргә төһмәт қилғучилар силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлардин йетилгән пәзилитиңларни көрүп, өзлири қилған бу төһмәтлиридин хиҗил болсун. | |
I Pe | UyCyr | 3:17 | Әгәр азап-оқубәт чекишимиз Худаниң ирадиси болса, ундақта яхши ишларни қилип азап-оқубәт чекишимиз, яман ишларни қилип азап-оқубәт чекишимиздин әвзәлдур. | |
I Pe | UyCyr | 3:18 | Есиңларда болсунки, Әйса Мәсиһ гуна қилип бақмиған болсиму, азап-оқубәт чекип, һәммимизни Худа билән яраштуруш мәхситидә биз гунакарларниң орнида өлди. Униң бирла қетимлиқ қурванлиқ қилиниши билән барлиқ гуналиримиз жуюлди. Униң тени өлгән болсиму, лекин Униң Роһи тирилдүрүлди. | |
I Pe | UyCyr | 3:19 | У солап қоюлған роһларниң йениға мошу роһий һаятлиғи билән берип, Өзиниң бу ғалибисини җакалиди. | |
I Pe | UyCyr | 3:20 | Солап қоюлған бу роһлар бурунқи заманда Нуһ пәйғәмбәр кемә ясаватқан мәзгилдә Худа сәвирчанлиқ билән уларниң товва қилишини күтсиму, Худаниң сөзигә қулақ салмиған кишиләрниң роһлиридур. Нуһ пәйғәмбәр ясиған кемидә пәқәт бир қанчә кишила, йәни җәми сәккиз киши болуп, улар су арқилиқ қутқузулди. | |
I Pe | UyCyr | 3:21 | Бу бизниң һазирқи қутқузулғанлиғимизни билдүридиған суға чөмүлдүрүшимизниң алдин-ала берилгән бешарити болиду. Чөмүлдүрүлүшимиз бәдинимизниң кирдин тазилиниши әмәс, бәлки өзимизни Әйса Мәсиһниң тирилдүрүлүши арқилиқ пак виждан билән Худаға беғишлишимиздур. | |