JONAH
Chapter 2
Jona | UyCyr | 2:1 | Пәрвәрдигар йоған бир белиқни Юнусни жутувелишқа әвәткән еди. Юнус белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз болди. | |
Jona | UyCyr | 2:3 | Қийин-қистақта қалғинимда, Пәрвәрдигарға налә қилдим, У маңа қулақ салди. Өлүкләр дияриниң чоңқур йеридин пәрият чәктим, Сән мениң наләмгә қулақ салдиң. | |
Jona | UyCyr | 2:4 | Сән мени чоңқур деңизниң тегигә ташлидиң, Күчлүк сулар мени қоршавалди, Долқунлириң, өркәшлириң үстүмдин бесип өтти. | |
Jona | UyCyr | 2:5 | Мундақ дедим шу пәйттә: Мән Сениң нәзәриңдин ташлинип кәттим, Лекин йәнә муқәддәс ибадәтханаңни көримән. | |
Jona | UyCyr | 2:6 | Сулар мени җенимни алғудәк қоршавалди, Өркәшләр оравалди, Деңиздики от-чөпләр бешимни чирмавалди. | |
Jona | UyCyr | 2:7 | Деңиздики тағларниң һуллириға чөкүп кәттим, Чиқиш йоллири мәңгүгә етилгән җайға. Лекин, әй Пәрвәрдигар, Худайим, Җенимни өлүкләр дияридин Өзәң қутқузувалдиң. | |
Jona | UyCyr | 2:8 | Җеним чиқип кетәй дегәндә, Әй Пәрвәрдигар, Сени яд әттим. Дуайим Саңа йәтти, Сениң муқәддәс ибадәтханаңға. | |
Jona | UyCyr | 2:10 | Лекин мән болсам Саңа сунармән, Шүкүрләр билән қурванлиқлар. Қилған қәсәмлиримгә вапа қилармән, Чүнки қутқузулуш Пәрвәрдигардинла келәр. | |