NEHEMIAH
Chapter 1
Nehe | UyCyr | 1:1 | Төвәндә йезилғанлар Хакаляниң оғли Нәхәмияниң сөзлиридур. Персийә падишаси Артахшасти һакимийәт тутқан 20-жили кәч күзниң кислав ейида, мәнки Нәхәмия Суза шәһириниң қорғинида тураттим. | |
Nehe | UyCyr | 1:2 | Қериндашлиримдин бири болған Ханани бир нәччә кишиләр билән Йәһудийәдин кәлди. Мән улардин сүргүндин қайтип кәткән йәһудийлар вә Йерусалимниң әһвали тоғрисида соридим. | |
Nehe | UyCyr | 1:3 | Улар маңа сүргүндин Йәһудийә райониға қайтип кәткән йәһудийларниң қаттиқ қийинчилиқларға һәм хорлуққа дуч кәлгәнлигини, Йерусалимниң сепиллириниң йәнила харабиликтә вә шәһәр дәрвазилириниң көйдүрүветилгән һаләттә турғанлиғини ейтти. | |
Nehe | UyCyr | 1:4 | Мән буларни аңлап көз яшлирим төкүлгән һалда олтирип қалдим. Нәччә күнләп һәсрәттә жүрүп роза туттум һәм асмандики Худаға дуа қилдим: «Әй Пәрвәрдигар, асмандики Худа! Сән улуқ вә сүрлүксән! Сени сөйгән вә әмирлириңгә бойсунғучиларға бәргән мәңгү меһир-муһәббәтлик келишимиңдә турисән. | |
Nehe | UyCyr | 1:5 | Мән буларни аңлап көз яшлирим төкүлгән һалда олтирип қалдим. Нәччә күнләп һәсрәттә жүрүп роза туттум һәм асмандики Худаға дуа қилдим: «Әй Пәрвәрдигар, асмандики Худа! Сән улуқ вә сүрлүксән! Сени сөйгән вә әмирлириңгә бойсунғучиларға бәргән мәңгү меһир-муһәббәтлик келишимиңдә турисән. | |
Nehe | UyCyr | 1:6 | Мән хизмәткарлириң болған исраил хәлқи үчүн кечә-күндүз дуа-тилавәт қилғанда, хизмәткариң болған маңа нәзәр селип, дуалиримға қулақ салғайсән! Мән биз исраилларниң Саңа қарши гуна қилғиниға товва қилимән. Һәтта мән вә әҗдатлиримму гуна өткүздуқ. | |
Nehe | UyCyr | 1:7 | Биз яманлиқ билән Саңа қарши чиқтуқ. Биз хизмәткариң Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән әмир-пәрман вә түзүмлириңгә риайә қилмидуқ. | |
Nehe | UyCyr | 1:8 | Муса пәйғәмбәргә ейтқанлириңни ядиңда тутқайсән: ‹Силәр исраиллар Маңа садақәтсизлик қилсаңлар, силәрни ят хәлиқләр арисиға чечиветимән, | |
Nehe | UyCyr | 1:9 | лекин Мениң йолумға қайтип келип, әмир-пәрманлиримға бойсунуп, шу бойичә яшисаңлар, дунияниң булуң-пушқақлириға чечиветилгән болсаңларму, Өзәм силәрни таллиған вә намим улуқлинидиған җайға жиғивалимән›. | |
Nehe | UyCyr | 1:10 | Сән зор қудритиң вә күчлүк қолуң билән қутқузған кишиләр Сениң хизмәткарлириң һәм хәлқиңдур. | |