NEHEMIAH
Chapter 4
Nehe | UyCyr | 4:1 | Бизниң шәһәр сепилини яңливаштин қуруватқинимизни аңлиған Санбаллат наһайити хапа болуп, ғәзәпләнгән һалда биз йәһудийларни мәсқирә қилип, | |
Nehe | UyCyr | 4:2 | һәмралири вә Самарийә қошунлири алдида: — Бу аҗиз йәһудийлар немә қиливатидиғанду? Улар бу сепилни яңливаштин қурмақчимикән? Улар қурванлиқ қилиш арқилиқ бу ишни бир күндила пүтиримиз, дәп ойламдиғанду? Харабиликтики күл-қоқасқа айланған ташларни қайтидин ишлитәләмду? — деди. | |
Nehe | UyCyr | 4:3 | Аммонлардин болған Тобия униң йенида туруп: — Уларниң ясаватқан сепилиға бир түлкә чиқса, өрүлүп чүшиду! — деди. | |
Nehe | UyCyr | 4:4 | Мән мундақ дуа қилдим: «Әй Худайимиз, уларниң бизни мәсқирә қилишлириға қулақ салғайсән! Уларниң мәсқирисини өз бешиға яндурғайсән! Уларни талан-тараҗ қилип, яқа жутларға сүргүн қилғайсән. | |
Nehe | UyCyr | 4:5 | Улар қурулушчилар алдида Сени һақарәтлигәнлиги үчүн уларниң гуналирини унтуп қалмиғайсән, гуналирини кәчүрмигәйсән». | |
Nehe | UyCyr | 4:7 | Санбаллат, Тобия, әрәпләр, аммонлар вә ашдодлуқлар Йерусалим сепил қурулушиниң наһайити илгириләватқанлиғини вә униң төшүклириниң етиливатқанлиғини аңлап интайин ғәзәпләнди. | |
Nehe | UyCyr | 4:8 | Улар бирликтә сүйиқәст планлап, Йерусалимға һуҗум қилип, бизни тери-перәң қилмақчи болди. | |
Nehe | UyCyr | 4:9 | Биз Худайимизға дуа қилдуқ һәм уларниң һуҗумидин қоғдиниш үчүн кечә-күндүзлүк қаравулларни қойдуқ. | |
Nehe | UyCyr | 4:10 | Лекин йәһудийлар арисида: «Ишчилар барғансири һалидин кәтти. Нурғун керәксиз таш парчилири туруватиду, биз сепилни қандақму пүтирәрмиз?» дегән гәп тарқалди. | |
Nehe | UyCyr | 4:11 | Шуниң билән биргә дүшминимизниң: «Биз йәһудийларға сәздүрмәй уларниң арисиға берип, уларни қирип ташлап, қурулушни тохтитимиз» дегәнлигини аңлидуқ. | |
Nehe | UyCyr | 4:12 | Дүшмәнгә йеқин олтирақлашқан йәһудийлар қайта-қайта келип бизни агаһландуруп: «Улар һәр тәрәптин бизгә һуҗум қилмақчи!» деди. | |
Nehe | UyCyr | 4:13 | Шуңа мән адәмләрни өз җамаити бойичә қилич, оқ-я вә нәйзиләр билән қуралландуруп, сепилниң очуқ вә әң пака йәрлириниң кәйнигә қаравуллуққа қойдум. | |
Nehe | UyCyr | 4:14 | Андин мән әһвални күзитип, җамаәт әрбаплири, әмәлдарлар вә қалған хәлиқләргә чақириқ қилип: — Дүшмәндин қорқмаңлар! Пәрвәрдигарниң улуқ вә сүрлүклигини есиңларда тутуңлар. Өзәңларниң ака-укилириңлар, бала-җақилириңлар, аяллириңлар вә өй-маканиңлар үчүн күрәш қилиңлар! — дедим. | |
Nehe | UyCyr | 4:15 | Дүшмәнлиримиз өзлириниң сүйиқәстлирини билип қалғанлиғимизни аңлап, Худаниң өзлириниң планини бузувәткәнлигини чүшәнди. Шуниң билән биз һәммимиз әсли орнимизға қайтип берип, сепил қурулушимиз билән мәшғул болдуқ. | |
Nehe | UyCyr | 4:16 | Шу чағдин башлап, хизмәткарлиримниң йерими ишқа киришти, қалған йерими нәйзә, қалқан вә оқ-ялар билән қураллинип, учисиға савут кийип қаравуллуқ қилди. Команданлар сепил қурулушчилириниң кәйнидин орун алди. Жүк тошуғучиларму қураллинип туруп иш қилди. | |
Nehe | UyCyr | 4:17 | Шу чағдин башлап, хизмәткарлиримниң йерими ишқа киришти, қалған йерими нәйзә, қалқан вә оқ-ялар билән қураллинип, учисиға савут кийип қаравуллуқ қилди. Команданлар сепил қурулушчилириниң кәйнидин орун алди. Жүк тошуғучиларму қураллинип туруп иш қилди. | |
Nehe | UyCyr | 4:18 | Қурулушчиларниң һәммиси белигә қилич асқан еди. Җәңгә бурға чалғучиму йенимда туратти. | |
Nehe | UyCyr | 4:19 | Мән җамаәт әрбаплири, әмәлдарлар вә пүткүл хәлиққә: — Қилидиған иш көп һәм иш сепилниң һәммә йеридә бар. Сепилда бир-биримиз билән болған арилиғимиз жирақ. | |
Nehe | UyCyr | 4:20 | Силәр бурға авазини аңлиған һаман, мениң йенимға жиғилиңлар. Худайимиз җәңдә биз билән бир нәпәстә болиду, — дедим. | |
Nehe | UyCyr | 4:21 | Шуңа сәһәрдә юлтузлар көрүнгичә йеримимиз ишлидуқ, йеримимиз қолумизға нәйзә елип қаравуллуқ қилдуқ. | |
Nehe | UyCyr | 4:22 | Шу вақитта мән адәмләргә: — Һәрбир адәм вә униң ярдәмчиси кечиси Йерусалимда қонуп қаравуллуқ қилсун, күндүзи қурулушчи болсун, — дедим. | |