NEHEMIAH
Chapter 8
Nehe | UyCyr | 8:1 | Күз кәлгәндә улар бир нийәт, бир мәхсәттә Йерусалимдики Су дәрвазисидин киргәндики мәйданға җәм болди. Улар Тәврат устази Әзрани Худаниң исраилларниң әмәл қилиши үчүн Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшәргән Тәврат қанун язмисини елип келишкә тәклип қилди. | |
Nehe | UyCyr | 8:2 | Шуңа 7-айниң 1-күни Әзра роһаний уни әрләр, аяллар вә барлиқ чүшинәләйдиған балилар җәм болған җамаәт алдиға елип кәлди. | |
Nehe | UyCyr | 8:3 | У таң сәһәрдин чүшкичә Су дәрвазисидин киргәндики мәйданда қанунни чүшинәләйдиған һәрқандақ кишигә үнлүк оқуп бәрди. Барлиқ хәлиқ диққәт билән аңлиди. | |
Nehe | UyCyr | 8:4 | Тәврат устази Әзра буниң үчүн мәхсус яситилған егиз яғач минбәрдә турди. Униң оң йенидин Маттитя, Шәма, Аная, Урия, Хилқия, Маасеялар вә сол йенидин Пидая, Мишаел, Малкия, Хашум, Хашбаддана, Зикирия, Мишулламлар орун алди. | |
Nehe | UyCyr | 8:5 | Әзра минбәрдә турғанда, һәммиси уни ениқ көрәлиди. У язмини ачқанда, барлиқ җамаәт орнидин турушти. | |
Nehe | UyCyr | 8:6 | У Пәрвәрдигар болған улуқ Худани мәдһийилигәндә, пүтүн җамаәт қоллирини көтирип: «Амин! Амин!» дейишти. Кейин улар тизлинип, йүзлирини йәргә йеқип сәҗдә қилди. | |
Nehe | UyCyr | 8:7 | Лавийлардин Йешува, Бани, Шеребия, Ямин, Аққуб, Шаббитай, Һодия, Маасея, Қилита, Азаря, Йозабад, Ханан вә Пилаялар җамаәт өз орунлирида турғанда қанун тоғрилиқ чүшәнчә бәрди. | |
Nehe | UyCyr | 8:8 | Улар Худаниң қанунини җамаәткә ейтип, мәнасини йешип бәрди. Шуниң билән җамаәт буниңдин чүшәнчә һасил қилди. | |
Nehe | UyCyr | 8:9 | Җамаәт қанунни аңлап көз йеши қилишти. Шуниң билән Йәһудийә башлиғи Нәхәмия Тәврат устази Әзра роһаний вә қанун тоғрилиқ чүшәнчә беридиған лавийлар җамаәткә: — Бүгүн Пәрвәрдигаримиз Худа үчүн муқәддәс күндур! Силәр жиға-зар қилмаңлар! | |
Nehe | UyCyr | 8:10 | Әнди көпчилик қайтип зияпәт тәйярлаңлар. Есил таам вә шерин ичимликләрдин һөзүрлиниңлар. Уларни һечнемә тәйяр қилалмиғанлар билән бөлүп йәңлар. Бүгүн Худайимиз үчүн муқәддәс күндур, қайғурмаңлар! Чүнки Пәрвәрдигардин кәлгән шат-хорамлиғимиз бизниң күч-қудритимиздур! — деди. | |
Nehe | UyCyr | 8:11 | Лавийлар җамаәтни тиничландуруп: — Бүгүн муқәддәс күндур! Қайғурушни тохтитиңлар! — деди. | |
Nehe | UyCyr | 8:12 | Җамаәт оқулған мәзмунни чүшәнгәнлиги үчүн, өйлиригә қайтип, шат-хорамлиқ ичидә зияпәт дәстихинидин ғизаланди вә өзидә барини башқилар билән тәң бөлүшти. | |
Nehe | UyCyr | 8:13 | Әтиси һәр қайси җамаәтләрниң башлиқлири Тәврат қануниниң тәлимлирини убданирақ биливелиш үчүн роһанийлар вә лавийлар билән биллә Тәврат устази Әзраниң йениға барди. | |
Nehe | UyCyr | 8:14 | Улар Пәрвәрдигарниң Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүшәргән қанунидин күздики «Кәпә тикиш» һейти мәзгилидә исраилларниң кәпиләрдә туруши буйрулғанлиғини байқиди. | |
Nehe | UyCyr | 8:15 | Улар қанунда йезилған: «Идирлиқларға берип, зәйтун, явайи зәйтун, чатқал, пальма вә башқа мол йопурмақлиқ дәрәқләрниң шахлирини елип келип, кәпә ясаңлар» дегән буйруқни җакалиши вә уни өз жутлири һәм Йерусалимда тарқитиши керәк еди. | |
Nehe | UyCyr | 8:16 | Шуниң билән җамаәт дәрәқ шахлирини кесип келип, өгүзлиригә, һойлилириға, ибадәтхана һойлисиға вә Су дәрвазиси һәм Әфрайим дәрвазиси ичидики мәйданларға кәпә ясиди. | |
Nehe | UyCyr | 8:17 | Сүргүндин қайтип кәлгәнләрниң һәммиси кәпиләрни ясап, уларда турди. Исраиллар бу һейтни Нунниң оғли Йошуваниң заманидин тартип мундақ өткүзүп бақмиған еди. Һәммә адәм шат-хорамлиққа чөмгән еди. | |