NEHEMIAH
Chapter 6
Nehe | UyCyr | 6:1 | Санбаллат, Тобия, шундақла Гәшәм исимлиқ һелиқи әрәп вә башқа дүшмәнләр бизниң сепилни пүтирип болғанлиғимиздин вә бирәр төшүкму етилмәй қалмиғинидин хәвәр тепипту. Әмәлиятта биз шәһәрниң дәрвазилириға қанатларни орнатмиған едуқ. | |
Nehe | UyCyr | 6:2 | Санбаллат билән Гәшәм маңа бир парчә хәт йоллап, мениң Оно түзләңлигидики Кифирим дегән җайда улар билән учришишимни тәләп қилди. Улар маңа сүйиқәст қилмақчиди. | |
Nehe | UyCyr | 6:3 | Мән уларға адәм әвәтип: «Мән һазир муһим иш үстидә, у йәргә баралмаймән. Силәр билән көрүшимән дәп, ишни тохтитип қоюшни халимаймән», дедим. | |
Nehe | UyCyr | 6:6 | Хәттә мундақ дейилгән еди: «Хәлиқ арисида гәп тарқилипту, Гәшәмму шундақ дәйду. Сиз һәм йәһудийлар исиян көтәрмәкчикәнсиләр, шуңа сепилни қуруветипсиләр. Бу гәпчә, сиз уларға падиша болмақчикәнсиз. | |
Nehe | UyCyr | 6:7 | Һәм пәйғәмбәрләрни орунлаштуруп, Йерусалимда өзиңизни Йәһудийәниң падишаси дәп җакалатқудәксиз. Бу иш җәзмән падишаниң қулиғиға йетиду. Шуңа келип, мән билән бу тоғрилиқ мәслиһәтлишишиңизни тәвсийә қилимән». | |
Nehe | UyCyr | 6:9 | Улар бизни қорқутуп, қолумизни ишқа бармас қилип, сепилни пүтәрмәсликни ойлиған еди. Мән: «Әй Худа, қолумға күч-қудрәт бәргәйсән!» дәп дуа қилдим. | |
Nehe | UyCyr | 6:10 | Бир күни мән Миһетабиелниң нәвриси — Дилаяниң оғли Шимаяниң өйигә бардим. У ишикни тақивелип өйдин чиқматти. У маңа: — Биз ибадәтхана ичидә көрүшүп, ишикни тақиветәйли. Чүнки улар бүгүн кәч келип, сизни өлтүрмәкчи! — деди. | |
Nehe | UyCyr | 6:11 | Мән униңға җававән: — Мәндәк салаһийәттики адәм қечип жүрсә боламду? Мәндәк салаһийәттики адәм җенини аман қалдуруш үчүн ибадәтханиға мөкүнүвалса боламду? Мән қәтъий бармаймән! — дедим. | |
Nehe | UyCyr | 6:12 | Мән Шимаяни Худаниң әвәтмигәнлигини, бәлки униң Тобия билән Санбаллатқа сетилип маңа пәйғәмбәрчә ейтқан сөзиниң Худадин кәлмигәнлигини тонуп йәттим. | |
Nehe | UyCyr | 6:13 | Улар мени қорқутуп, гунаға патурмақчи болған. Андин намимға дағ кәлтүрүп, төһмәт чаплимақчи болған. | |
Nehe | UyCyr | 6:14 | Мән: Әй Худайим, Тобия билән Санбаллатниң қилмишлирини есиңдә тутқайсән! Мени қорқутмақчи болған сахта пәйғәмбәрләрдин аял Ноадя билән башқиларни есиңдә тутқайсән, — дәп дуа қилдим. | |
Nehe | UyCyr | 6:16 | Дүшмәнлиримиз вә әтрапимиздики хәлиқләр буниңдин хәвәр тапқанда қорқти вә хиҗаләткә қалди. Чүнки улар бу қурулушниң Худаниң ярдими арқилиқ пүткәнлигини тонуп йәткән еди. | |
Nehe | UyCyr | 6:17 | Шу әллик икки күн җәриянида йәһудий җамаәт әрбаплири билән Тобия оттурисида хәт-алақә болуп турди. | |
Nehe | UyCyr | 6:18 | Нурғун Йәһудийә аһалилириниң униң билән туққанчилиғи болуп, уни қоллашқа қәсәм бәргән еди. Чүнки Тобияниң қейинатиси Арахниң оғли Шиканя еди. Униң үстигә Тобияниң оғли Йиһоханан Бәрәкяниң Мишуллам дегән оғлиниң қизини алған еди. | |