Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
NEHEMIAH
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12 13
Prev Up Next
Chapter 12
Nehe UyCyr 12:1  Шиалтелниң оғли Зируббабәл вә баш роһаний Йешува билән биллә сүргүндин қайтип кәлгән роһанийлар вә лавийларниң тизимлиги төвәндикичә: Роһанийлардин: Сирая, Йәрәмия, Әзра,
Nehe UyCyr 12:7  Саллу, Амоқ, Хилқия вә Йидаялар еди. Мана булар Йешува дәвридики роһанийларниң башлиқлири вә уларниң хизмәтдашлири еди.
Nehe UyCyr 12:8  Лавийлардин: Йешува, Биннуй, Қадмиел, Шеребия, Йәһуда вә Маттанялар еди. Маттаня хизмәтдашлири билән тәшәккүр нахшилири ейтишқа җавапкәр еди.
Nehe UyCyr 12:9  Уларниң хизмәтдашлири Бақбуқя вә Унни ибадәттә уларниң удулида туратти.
Nehe UyCyr 12:10  Баш роһаний Йешува Йояқимниң атиси, Йояқим Әляшибниң атиси, Әляшиб Йояданиң атиси еди.
Nehe UyCyr 12:11  Йояда Йонатанниң атиси, Йонатан Яддуаниң атиси еди.
Nehe UyCyr 12:12  Йояқим баш роһанийлиқ вәзипә өтәватқан мәзгилдә роһанийларниң җамаәт башлиқлири төвәндикичә болған: Сирая җамаитидин Мирая, Йәрәмия җамаитидин Һананя,
Nehe UyCyr 12:13  Әзра җамаитидин Мишуллам, Амаря җамаитидин Йиһоханан,
Nehe UyCyr 12:14  Маллуки җамаитидин Йонатан, Шибаня җамаитидин Йүсүп,
Nehe UyCyr 12:15  Харим җамаитидин Адна, Мирайот җамаитидин Хәлқай,
Nehe UyCyr 12:16  Иддо җамаитидин Зикирия, Гиннитон җамаитидин Мишуллам,
Nehe UyCyr 12:17  Абия җамаитидин Зикри, Минямин җамаитидин бир башлиқ болған. Моадя җамаитидин Пилтай,
Nehe UyCyr 12:18  Билгаһ җамаитидин Шаммува, Шимая җамаитидин Йиһонатан,
Nehe UyCyr 12:19  Йояриб җамаитидин Маттинай, Йидая җамаитидин Уззи,
Nehe UyCyr 12:20  Саллай җамаитидин Қаллай, Амоқ җамаитидин Ебәр,
Nehe UyCyr 12:21  Хилқия җамаитидин Хашабя, Йидая җамаитидин Нитанъел.
Nehe UyCyr 12:22  Әляшиб, Йояда, Йоханан вә Яддуалар баш роһаний болған мәзгилдә лавийларниң җамаәт башлиқлири ройхәткә елинған. Персийә падишаси Дариос һакимийәт тутқан мәзгилдә роһанийларниң җамаәт башлиқлири ройхәткә елинған.
Nehe UyCyr 12:23  Лекин ибадәтхана хатирә китавида ройхәткә елинған лавийларниң җамаәт башлиқлири пәқәт Әляшибниң нәвриси Йохананниң дәвригичила еди.
Nehe UyCyr 12:24  Лавийларниң җамаәт башлиқлиридин Хашабя, Шеребия, Йешува, Биннуй, вә Қадмиеллар болуп, улар башқа хизмәтдашлар билән биллә ибадәтләрдә Худаниң йеқин адими Давут падишаниң йол-йоруғи бойичә бир-биригә қариму-қарши турушуп, мәдһийә ейтишишлирини ейтишип, миннәтдарлиқ билдүрәтти.
Nehe UyCyr 12:25  Ибадәтхана дәрвазисиниң йенидики амбарларни сақлайдиған дәрвазивәнләр Маттаня, Бақбуқя, Обадия, Мишуллам, Талмон вә Аққублар еди.
Nehe UyCyr 12:26  Мана бу кишиләр Йозадақниң нәвриси Йешуваниң оғли баш роһаний Йояқимниң мәзгилидә, шундақла Йәһудийәниң башлиғи Нәхәмияниң вә роһаний һәм Тәврат устази Әзраниң заманида яшиған еди.
Nehe UyCyr 12:27  Йерусалим шәһириниң сепиллири Худаға беғишлинидиған чағда, лавийлар турған җайлиридин беғишлаш мәрасимиға қатнишишқа Йерусалимға тәклип қилинди. Улар мәрасимни шат-хорамлиқ ичидә миннәтдарлиқ билән җаң, чилтар вә лираларни челип, нәғмә қилип, нахша ейтишип тәбриклиди.
Nehe UyCyr 12:28  Мунаҗәтчиләр Йерусалим әтрапидики җайлардин, җүмлидин Нитофаниң йезилиридин,
Nehe UyCyr 12:29  Бәйт-Гилгалдин, Гәба вә Азмавәт қатарлиқ җайлардин келип жиғилди. Чүнки мунаҗәтчиләр өзлири үчүн Йерусалим әтрапидики йезиларни қуруп чиққан еди.
Nehe UyCyr 12:30  Роһанийлар билән лавийлар өзлирини паклап, андин җамаәтни паклиди. Кейин улар шәһәр дәрвазилири билән сепиллириниму паклаш мәрасими өткүзди.
Nehe UyCyr 12:31  Мән Йәһудийә әмәлдарлирини сепил үстигә жиғип, миннәтдарлиқ билдүрүшкә икки чоң хор өмәкни бәлгүлидим. Бири җәнубий йөнилиштики сепил үстидә Қиғ дәрвазисиға қарап жүрүп кәтти.
Nehe UyCyr 12:32  Һошая вә Йәһудийә әмәлдарлириниң йерими мунаҗәтчиләрниң кәйнидин жүрүш қилди.
Nehe UyCyr 12:33  Йәнә Азаря, Әзра, Мишуллам,
Nehe UyCyr 12:34  Йәһуда, Бинямин, Шимая вә Йәрәмияларму әгишип маңди.
Nehe UyCyr 12:35  Андин бәзи роһанийлар канай челип, Асаф әвладидин Зикирия билән маңди. Зикирия Йонатанниң оғли, Йонатан Шимаяниң оғли, Шимая Маттаняниң оғли, Маттаня Микаяниң оғли, Микая Заккурниң оғли Заккур болса Асаф әвладидин еди.
Nehe UyCyr 12:36  Уларниң кәйнидин Зикирияниң хизмәтдашлири маңди. Улар Шимая, Азаръел, Милалай, Гилалай, Маай, Нитанъел, Йәһуда вә Хананилар болуп, Худаниң йеқин адими Давут падишаниң музыка әсваплириға охшаш әсвапларни челип маңди. Бу топқа Тәврат устази Әзра йетәкчилик қилған еди.
Nehe UyCyr 12:37  Улар Булақ дәрвазисиға кәлгәндә, пәләмпәйләрдин чиқип, «Давут шәһириниң» әтрапидики сепилниң әң үстигә йетип кәлди. Андин улар Давут падишаниң ордисидин өтүп, шәриқтики Су дәрвазисиға кәлди.
Nehe UyCyr 12:38  Иккинчи хор өмәк миннәтдарлиғини билдүрүп, уларниң алдиға чиқиш үчүн башқа йолни чөрәдәп шималға жүрүп кәтти. Мән вә җамаәтниң қалған йерими уларниң кәйнидин әгишип маңдуқ. Улар сепил үстини бойлап, Тонурлар мунаридин өтүп, Кәң сепилгә йәтти.
Nehe UyCyr 12:39  Андин улар Әфрайим дәрвазисидин өтүп, Кона шәһәр дәрвазисиға кәлди. Улар Белиқ дәрвазиси вә Хананъел мунаридин өтүп, Йүз мунариға кәлди. Улар йәнә Қой дәрвазисиға қарап давамлиқ меңип, Қаравул дәрвазисида тохтиди.
Nehe UyCyr 12:40  Миннәтдарлиғини билдүрүватқан икки хор өмәк ибадәтханиға йетип келип, у йәрдин орун алди. Мәнму биллә кәлгән бир топ әмәлдарлар билән у йәрдин орун алдим.
Nehe UyCyr 12:41  Бизниң йенимиздин орун алғанлар канай чалғучи роһанийлар болуп, улар Әляқим, Маасея, Минямин, Микая, Әлйоенай, Зикирия вә Хананялар еди.
Nehe UyCyr 12:42  У йәрдә йәнә Маасея, Шимая, Әлъазар, Уззи, Йиһоханан, Малкия вә Езерләр бар еди. Мунаҗәтчиләр Йизрахяниң йетәкчилигидә үнлүк нахша ейтти.
Nehe UyCyr 12:43  Җамаәт у күни нурғун қурванлиқларни қилди һәм шат-хорамлиққа чөмди. Чүнки Худа уларға зор хошаллиқ ата қилған еди. Аяллар вә балиларму хошаллиққа чөмгән еди. Йерусалимдики шат-хорамлиқ жирақ җайларға аңлинатти.
Nehe UyCyr 12:44  У күни бәзи әрләр һәдийәләр, тунҗа алған һосул вә мәһсулатларниң ондин бир үлүши сақлинидиған ибадәтхана амбарлирини башқурушқа тайинланди. Улар роһанийлар вә лавийлар үчүн Тәврат қанунида бәлгүләнгән бойичә шәһәр сиртидики етизлардин үлүшни жиғивелишқа җавапкәр болди. Йәһудийәдики барлиқ хәлиқ роһанийлар вә лавийлар һәм уларниң иш-излиридин хурсән болди.
Nehe UyCyr 12:45  Чүнки улар паклаш мәрасимида Худаниң хизмитини өтәп кәлгән еди. Мунаҗәтчиләр вә дәрвазивәнләрму Давут падиша оғли Сулайманға буйруғинидәк өз хизмәтлирини қилишти.
Nehe UyCyr 12:46  Бурун Асаф яшиған Давут падиша заманисида ибадәтхана мунаҗәтчилириниң йетәкчилири болуш һәм мәдһийә нахшилири вә Худаға миннәтдарлиқ билдүрүш нахшилириниң болуши адәт болған еди.
Nehe UyCyr 12:47  Әнди болса Зируббабәл вә Нәхәмия заманисида барлиқ исраиллар мунаҗәтчиләргә, дәрвазивәнләргә вә башқа лавийларға күндилик озуқлуқни тәминләп бәрди. Лавийлар болса роһанийларға тапқининиң үлүшини бәрди.