NEHEMIAH
Chapter 11
Nehe | UyCyr | 11:1 | Хәлиқ йетәкчилири муқәддәс шәһәр Йерусалимда олтирақлашти, қалғанлар һәр он аилидин бири Йерусалимда турушқа чәк ташлашти. Чәк чиқмиғанлири өз жутлирида қелишти. | |
Nehe | UyCyr | 11:3 | Бу Йерусалимда олтирақлашқан Йәһудийә өлкисиниң башлиқлириниң исимлиғи: (Қалған хәлиқләр, роһанийлар, лавийлар, ибадәтхана хизмәткарлири вә Сулайман падиша хизмәткарлириниң әвлатлири Йәһудийәдики башқа җайларға, йәни өз маканлириға олтирақлашти. | |
Nehe | UyCyr | 11:4 | Йәһуда вә Бинямин қәбилисидин бәзиләр Йерусалимға олтирақлашти). Йәһуда қәбилә башлиқлиридин: Атая Уззияниң оғли, Уззия Зикирияниң оғли, Зикирия Амаряниң оғли, Амаря Шифатяниң оғли, Шифатя Маһалалъелниң оғли, Маһалалъел Парәзниң әвлади еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:5 | Маасея Барукниң оғли, Барук Колхозәниң оғли, Колхозә Хазаяниң оғли Хазая, Адаяниң оғли, Адая Йоярибниң оғли, Йояриб Зикирияниң оғли, Зикирия Шелаһниң әвлади еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:7 | Бинямин қәбилисидин: Саллу Мишулламниң оғли, Мишуллам Йоедниң оғли, Йоед Пидаяниң оғли, Пидая Қолаяниң оғли, Қолая Маасеяниң оғли, Маасея Итиелниң оғли, Итиел Йишаяниң әвлади еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:9 | Зикриниң оғли Йоел уларниң башқурғучиси еди. Һассинуаниң оғли Йәһуда болса бу шәһәрниң иккинчи башлиғи еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:11 | вә Сирая, Сирая Хилқияниң оғли, Хилқия Мишулламниң оғли, Мишуллам Задоқниң оғли, Задоқ Мирайотниң оғли, Мирайот Ахитубниң оғли еди, Ахитуб болса ибадәтханиниң башқурғучиси болған еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:12 | Уларниң ибадәтханида хизмәт қилидиған хизмәтдаш роһанийлиридин җәми 822 киши бар еди. Адая Йирохамниң оғли, Йирохам Пилаляниң оғли, Пилаля Амзиниң оғли, Амзи Зикирияниң оғли, Зикирия Пашхурниң оғли, Пашхур Малкияниң оғли еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:13 | Адаяниң хизмәтдашлиридин җәми 242 җамаәт башлиғи бар еди. Амашсай Азаръелниң оғли, Азаръел Ахзайниң оғли, Ахзай Мишиллемотниң оғли, Мишиллемот Иммерниң оғли еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:14 | Амашсайниң хизмәтдашлиридин 128 палван бар болуп, уларниң башқурғучиси Һагидолимниң оғли Забдиел еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:15 | Лавийлардин: Шимая Хашшубниң оғли, Хашшуб Азриқамниң оғли, Азриқам Хашабяниң оғли, Хашабя Бунниниң оғли еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:16 | Лавийлар йетәкчилиридин Шаббитай вә Йозабад ибадәтханиниң ташқи ишлириға җавапкәр еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:17 | Маттаня Миканиң оғли, Мика Забдиниң оғли, Забди болса Асафниң әвлади еди. У ибадәтханида тәшәккүр ейтиш вә дуа қилишқа йетәкчилик қилатти. Бақбуқя Маттаняниң ярдәмчиси еди. Абда Шаммуваниң оғли, Шаммува Галалниң оғли, Галал Йидутунниң оғли еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:19 | Ибадәтхана дәрвазивәнлиридин: Аққуб, Талмон вә уларниң хизмәтдашлири болуп, җәми 172 киши еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:20 | Қалған исраиллар, роһанийлар вә лавийлар Йәһудийәниң башқа җайлиридики өзи варислиқ қилидиған маканларға олтирақлашти. | |
Nehe | UyCyr | 11:21 | Лекин ибадәтхана хизмәткарлири Йерусалимдики Офәл егизлигигә олтирақлашти. Улар Зиха билән Гишпаниң қол астида ишләтти. | |
Nehe | UyCyr | 11:22 | Уззи Йерусалимға олтирақлашқан лавийларниң башлиғи болуп, у Баниниң оғли, Бани Хашабяниң оғли, Хашабя Маттаняниң оғли, Маттаня Миканиң оғли, Мика болса Асафниң әвладидин еди. Асафниң әвлатлири ибадәтханиниң мунаҗәтчилиригә җавапкәр еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:24 | Зәрахниң әвлатлиридин бири болған Питахя Мишезабъелниң оғли болуп, Йәһуда қәбилисигә мәнсүп еди. У Персийә падишасиниң хәлиқ ишлири мәслиһәтчиси еди. | |
Nehe | UyCyr | 11:25 | Йәһудийәниң йезилири билән әтрапидики терилғу җайлириға кәлсәк, Йәһуда қәбилисидики бәзиләр Қирят-Арба, Дибон вә Йиқабзиел һәм уларниң әтрапидики йезиларға олтирақлашти. | |
Nehe | UyCyr | 11:30 | Зановах вә Адуллам һәм уларниң йезилириға, Лакиш һәм униң терилғу җайлириға вә Азеқа һәм униң йезилириға олтирақлашти. Демәк, Йәһуда қәбилисидикиләр Бәәршәбадин Һинном җилғисиғичә болған җайларға олтирақлашти. | |