NEHEMIAH
Chapter 5
Nehe | UyCyr | 5:1 | Бир мәзгилдин кейин, нурғун әр-аяллар өзлириниң йәһудий қериндашлири тоғрилиқ хәлиқ арисида наразилиқ билдүрди. | |
Nehe | UyCyr | 5:3 | бәзиләр: «Биз ачарчилиқ мәзгилидә озуқ-түлүккә еришиш үчүн етизимиз, үзүмзарлиғимиз вә өйлиримизни гөрүгә қойдуқ», дейишти. | |
Nehe | UyCyr | 5:5 | Биз билән бай йәһудий қериндашлиримизниң қени бир, бизниң пәрзәнтлиримизниң уларниң пәрзәнтлиридин һеч пәрқи йоқ. Бирақ биз пәрзәнтлиримизни уларға қул қилмаслиққа чаримиз йоқ. Һелиму қизлиримиздин бәзилири қул болуп кәтти. Биз буниңға амалсиз. Чүнки етизлиримиз вә үзүмзарлиқлиримиз қолумиздин кәтти», деди. | |
Nehe | UyCyr | 5:7 | Бу ишқа мулаһизә жүргүзүп, андин җамаәт әрбаплири вә әмәлдарларни әйипләп мундақ дедим: — Силәр өсүм елиш арқилиқ өз қериндашлириңларға зулум селиватисиләр! Андин мән җамаәткә чақириқ қилип, уларға қарши жиғин ачтим. | |
Nehe | UyCyr | 5:8 | Жиғинда мән уларға: — Биз әң зор тиришчанлиқ көрситип ят хәлиқләргә амалсиз сетилип кәткән йәһудий қериндашлиримизни төләм төләп қайтурувалған едуқ, әнди силәр уларни йәнә қуллуққа сетиватисиләр! Биз уларни қайтидин қуллуқтин сетивелишимиз керәкму?! — дедим. Улар сөз тапалмиғинидин зуван сүрмиди. | |
Nehe | UyCyr | 5:9 | Мән йәнә: — Қилғиниңлар һәқиқәтән тоғра болмапту! Силәр немишкә Худадин қорқмай, ят хәлиқ дүшмәнлиримизниң мәсқирә қилишиға пурсәт яритип берисиләр? | |
Nehe | UyCyr | 5:10 | Һәтта мән қериндашлирим вә хизмәткарлиримму хәлиққә пул вә ашлиқ қәриз бәргән едуқ. Әнди биз өсүм елишни тохтитайли! | |
Nehe | UyCyr | 5:11 | Силәргә гөрүгә қоюлған етиз, үзүмзарлиқ, зәйтунлуқ вә өйләрни һазирниң өзидила егисигә қайтуруп бериңлар! Пул, ашлиқ, шарап вә зәйтун йеғини қәриз берип алған өсүмлириңларни яндуруп бериңлар! — дедим. | |
Nehe | UyCyr | 5:12 | Улар: — Һәммини қайтуруп беримиз һәм хәлиқтин һечнемини тәләп қилмаймиз, дегиниңиз бойичә бәҗа кәлтүримиз, — дәп җавап беришти. Мән роһанийларға чақириқ қилип, җамаәт әрбаплири вә әмәлдарларни бәргән вәдиси бойичә қәсәм қилдурдум. | |
Nehe | UyCyr | 5:13 | Андин кейин чапинимниң пешини қеқип: — Худа бу вәдидә турмиғанларни мошундақ қеқип, уларни қора-җайидин вә бисатидин ада-җуда қиливәтсун, — дедим. Җамаәтниң һәммиси: «Амин!» дәп Пәрвәрдигарни мәдһийилиди. Улар вәдисидә турди. | |
Nehe | UyCyr | 5:14 | Мән Йәһудийәгә башлиқ болған он икки жилда, йәни Артахшасти падишаниң жигирминчи жилидин оттуз иккинчи жилиғичә, башлиққа хас йемәкликләрни йемидим, туққанлиримму шундақ қилди. | |
Nehe | UyCyr | 5:15 | Бурунқи башлиқларниң һәммиси хәлиққә мәҗбурий селиқ салған еди. Улар хәлиқтин һәр күнлүги үчүн озуқ-түлүк вә шарапларни һәм униңдин башқа қириқ күмүч тәңгә алатти. Һәтта уларниң хизмәткарлириму хәлиққә зулум салған еди. Лекин мән ундақ қилмидим, чүнки мән Худаға ихласмән едим. | |
Nehe | UyCyr | 5:16 | Мән өзәмни сепил қурулушиға атавәттим. Биз йәргиму егидарчилиқ қилмидуқ. Пүтүн хизмәткарлиримму сепил қурулуши билән шуғуллинип кәткән еди. | |
Nehe | UyCyr | 5:17 | Мениң дәстихинимдин ғизалинидиған йәһудийлар вә әмәлдарлар адәттә бир йүз әллик киши болуп, булардин башқа әтраптики милләтләрдинму бар еди. | |
Nehe | UyCyr | 5:18 | Маңа һәр күни бир кала, алтә қой вә қушлар, һәр он күндә бир қетим һәрхил шараплар тәйярлинатти. Шундақтиму мән башлиққа хас йемәкликләрни тәләп қилмидим, чүнки хәлиқниң жүкиниң наһайити еғирлиғини биләттим. | |