Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ECCLESIASTES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 6
Eccl UyCyr 6:1  Мән қуяшниң астидики бу дунияда инсанларни бесип туридиған қаттиқ азаплиқ бир ишни көрдүм.
Eccl UyCyr 6:2  Худа бәзи адәмләрни байлиқ, мал-мүлүк вә шәрәпләргә муйәссәр қилиду, улар көңли халиған нәрсиләргә еришәлисиму, лекин Худа уларға бу нәрсиләрдин һөзүрлиниш имканийити бәрмәйду, бу нәрсиләрдин ятлар һөзүрлиниду. Мана бу беһудиликтур, бу азаплиқ бир иштур.
Eccl UyCyr 6:3  Бир бай адәм йүз пәрзәнтлик болуши һәм узақ өмүр көрүши мүмкин, лекин у һаяттин қанаәт һасил қилалмиса яки бу дуниядин кәткәндә һөрмити билән көмүлмисә, мениңчә бундақ адәмдин анисиниң қосиғидин чүшүп кәткән һамилә яхширақтур.
Eccl UyCyr 6:4  Чүнки һамилә бу дунияға беһудә келип, көз ачмай турупла җим-җит кетиду, қараңғулуқ униң намини йошуруп қалиду.
Eccl UyCyr 6:5  Гәрчә һамилә қуяш нурини көрмигән һәм һаятниң немилигини билмигән болсиму, лекин икки миң жил яшап, һаятниң хошаллиғидин һөзүрлинәлмигән бай адәмдин у хатирҗәмирәктур. Һәр иккилиси йәнила охшаш бир йәргә бариду әмәсму!
Eccl UyCyr 6:6  Гәрчә һамилә қуяш нурини көрмигән һәм һаятниң немилигини билмигән болсиму, лекин икки миң жил яшап, һаятниң хошаллиғидин һөзүрлинәлмигән бай адәмдин у хатирҗәмирәктур. Һәр иккилиси йәнила охшаш бир йәргә бариду әмәсму!
Eccl UyCyr 6:7  Инсанниң җапалиқ ишлиши қосақ үчүндур, лекин инсан мәңгү қанаәтләнмәйду.
Eccl UyCyr 6:8  Дана адәмниң надан адәмгә қариғанда қандақ артуқчилиғи бар? Намрат адәм бу дунияда тоғра яшашни билсиму, униңға буниң немә пайдиси бар?
Eccl UyCyr 6:9  Өзәңдә бар нәрсиләргә рази болуш, йоқ нәрсиләргә интилиштин яхшидур. Бундақ интилиш худди шамалниң арқисидин қоғлиғандәкла беһудиликтур.
Eccl UyCyr 6:10  Дуниядики барлиқ мәвҗудатларниң тәғдири алдин бәлгүләнгәндур. Инсанниң тәғдириму шундақ. Һечқандақ адәм Худа билән қаршилишалмайду.
Eccl UyCyr 6:11  Сөз қанчә көп болса, шунчә беһудә болиду, буниң адәм үчүн немә пайдиси бар?
Eccl UyCyr 6:12  Инсанниң һаяти худди бир көләңгигә охшайду. Кимму қисқа, беһудә һаятини қандақ қилғанда яхши өткүзгили болидиғанлиғини биләләйду? Инсан өлгәндин кейин, қуяшниң астидики бу дунияда немә ишларниң йүз беридиғанлиғини ким ейтип берәләйду?