ECCLESIASTES
Chapter 1
Eccl | UyCyr | 1:1 | Бу һекмәтләр Давут падишаниң әвлатлиридин бири болған Йерусалим падишасиниң, йәни һекмәт егисиниң есил сөзлиридур. | |
Eccl | UyCyr | 1:6 | Шималдин чиққан шамал җәнупқа кетәр, у йәнә җәнуптин шималға кетәр, Тәкрар-тәкрар айлинип, у шу тәриқидә меңиверәр. | |
Eccl | UyCyr | 1:7 | Дәриялар ақар деңизға, лекин деңиз тошмас әсла. Дәриялар айлинип ахир қайтар өз маканиға. | |
Eccl | UyCyr | 1:8 | Һәммә иш инсанни чарчитар, буни тәсвирләшкә сөзләр аҗизлиқ қилар. Инсанниң көзлири көргәнгә тоймас, қулақлири аңлиғанға қанаәт қилмас. | |
Eccl | UyCyr | 1:9 | Қайтилинар бурунқи ишлар, қайта қилинар қилинип болған ишлар. Шуңа йоқтур қуяшниң астидики бу дунияда йеңилиқлар. | |
Eccl | UyCyr | 1:10 | Инсан қандақ бир нәрсини «қараңлар, бу йеңилиққу» дәп ейталар? Әмәлиятта, һәммиси әзәлдинла моҗут болған ишлар, Йәни биздин бурун моҗут болған нәрсиләрдур. | |
Eccl | UyCyr | 1:13 | Асманниң астидики бу дунияда йүз бериватқан пүткүл ишларни даналиқ билән күзитип, көңүл қоюп тәкшүрдүм. Хуласилисәм, Худа инсанға шу қәдәр еғир җапалиқ ишларни жүклигән екән. | |
Eccl | UyCyr | 1:14 | Инсанниң қуяшниң астидики бу дунияда қилған барлиқ ишлириниң беһудә екәнлигини, худди шамалниң арқисидин қоғлиғандәкла беһудә екәнлигини көрдүм. | |
Eccl | UyCyr | 1:16 | Көңлүмдә өзәмгә шундақ дедим: «Мән даналиқта Йерусалимниң мәндин бурун өткән һәрқандақ бир һөкүмранидин ешип кәттим. Даналиқ вә илимдә наһайити көп тәҗрибигә ериштим». | |
Eccl | UyCyr | 1:17 | Мән йәнә көңүл қоюп, даналиқни чүшинишкә тириштим. Наданлиқ вә ахмақлиқни чүшинишкә тириштим. Ахири шуни билдимки, буму худди шамалниң арқисидин қоғлиғандәкла беһудилик екән. | |