ECCLESIASTES
Chapter 9
Eccl | UyCyr | 9:1 | Мән дунияда болуватқан ишларни көңүл қоюп әстайидил күзәттим. Һәққаний вә дана адәмләрниң һәм уларниң иш-һәрикәтлириниң Худаниң илкидә екәнлигини билдим. Лекин улар өзлириниң иш-һәрикәтлириниң яхши көрүлидиған яки көрүлмәйдиғанлиғини билмәйду, чүнки бу кәлгүсидә болидиған ишлар. | |
Eccl | UyCyr | 9:2 | Мәйли һәққаний адәм яки рәзил адәм, мәйли яхши адәм яки яман адәм, мәйли пак адәм яки напак адәм, мәйли қурванлиқ қилидиған адәм яки қурванлиқ қилмайдиған адәм, мәйли яхши адәм яки гунакар адәм болсун, қәсәмхор яки қәсәм ичиштин қорқидиған адәм болсун, һәммисиниң тәғдири охшаш болуп, өлүмгә йүзлиниду. | |
Eccl | UyCyr | 9:3 | Қуяшниң астидики бу дунияда йүз бәргән ишларниң ичидә адәмни азаплайдиған бир иш шуки, һәммә адәмниң тәғдириниң ахирқи һесапта охшаш болушидур. Униң үстигә, инсанлар һаят вақтида һаяти яманлиққа, қәлблири ахмақлиққа толған болиду, андин бу аләмдин кетиду. | |
Eccl | UyCyr | 9:5 | Тирикләр өзиниң өлидиғанлиғини билиду. Өлүп кәткәнләр һечнемини билмәйду, уларға йәнә мукапат йоқтур. Улар пүтүнләй унтулуп кетилиду. | |
Eccl | UyCyr | 9:6 | Уларниң муһәббәт, нәпрәт вә көрәлмәслик қилишлириму аллибурун йоқалған. Қуяшниң астидики бу дунияда йүз бәргән ишларда мәңгү уларниң несивиси болмайду. | |
Eccl | UyCyr | 9:7 | Бериңлар! Хошал-хорам тамиғиңларни йәп, шатлиқ билән шаравиңларни ичиңлар! Чүнки булар Худаниң силәргә бәргән соғисидур. | |
Eccl | UyCyr | 9:9 | Сән бу беһудә һаятиңни, йәни Худа саңа ата қилған қуяшниң астидики бу дуниядики күнлириңни өзәңниң яхши көргән аялиң билән биргә хошал-хорам өткүзгин. Чүнки бу сениң бу дунияда җапалиқ ишлигиниңниң төләмигә берилгән несивидур. | |
Eccl | UyCyr | 9:10 | Қилалайдиған ишлириңни амалиңниң баричә тиришип қилғин, чүнки сән өлүп кәткәндин кейин бақий дунияда қилидиған иш, план, билим вә даналиқму йоқ. | |
Eccl | UyCyr | 9:11 | Мән йәнә, қуяшниң астидики бу дунияда мусабиқидә тез жүгрисила мукапатқа еришкили болмайдиғанлиғини, җәңдә батур болсила ғалибә қилғили болмайдиғанлиғини, дана болсила йемәкликкә еришкили болмайдиғанлиғини, чечән болсила бай болғили болмайдиғанлиғини, билимлик болсила қәдирлик болмайдиғанлиғини, буларниң һәммисидә пурсәт вә шараитму муһим роль ойнайдиғанлиғини чүшәндим. | |
Eccl | UyCyr | 9:12 | Һечким әҗәлниң қачан келидиғанлиғини билмәйду. Худди торға кирип қалған белиқтәк, қапқанға чүшүп қалған қуштәк, инсанму туюқсиз кәлгән бала-қазадин қечип қутулалмайду. | |
Eccl | UyCyr | 9:13 | Мән қуяшниң астидики бу дунияда йәнә әқил-парасәтниң үлгисини көрдүм. У мәндә чоңқур тәсир қалдурди: | |
Eccl | UyCyr | 9:14 | аһалиси анчә көп болмиған бир кичик шәһәр болған екән. Күчлүк бир падиша бу шәһәргә һуҗум қилип, уни қоршавға апту вә шәһәргә бесип кириш үчүн сепилға топа догилапту. | |
Eccl | UyCyr | 9:15 | Амма бу шәһәрдә намрат, лекин дана бир адәм болған екән, у өзиниң даналиғи билән шәһәрни қутқузуп қапту. Кейин кишиләр уни унтуп кетипту. | |
Eccl | UyCyr | 9:16 | Шуңа мән: «Әқил-парасәт қара күчтин ғалип», дәп қараймән. Лекин намрат адәмниң парасити камситилиду, һечким униң сөзлиригә қулақ салмайду. | |