ECCLESIASTES
Chapter 4
Eccl | UyCyr | 4:1 | Мән йәнә қуяшниң астидики бу дунияда йүз бериватқан зулумларни, езилгүчиләрниң көз яшлирини көрдүм. Лекин һечким уларға тәсәлла берәлмәйдикән, әзгүчиләр қудрәтлик болғачқа, һечким езилгүчиләргә тәсәлла берәлмәйдикән. | |
Eccl | UyCyr | 4:3 | Амма бу адәмләргә селиштурғанда, техи туғулмиғанлар техиму бәхитликтур, чүнки улар қуяшниң астидики бу дуниядики яманлиқларни көрмәйду. | |
Eccl | UyCyr | 4:4 | Мән йәнә шуни көрдүмки, инсанларниң арисидики көрәлмәслик уларниң җапалиқ ишлишигә вә маһарәт йетилдүрүшигә түрткә болупту. Буму худди шамалниң арқисидин қоғлиғандәкла беһудилик екән. | |
Eccl | UyCyr | 4:6 | «Бирақ арамхуда тапқан бир қолдики аз нәрсә, шамалниң арқисидин қоғлап, җапалиқ ишләп тапқан икки қолдики җиқ нәрсидин әвзәлдур». | |
Eccl | UyCyr | 4:8 | Һечбир йөләнчүги йоқ кишиләр бар, уларниң йә балиси, йә қериндиши йоқ. Лекин улар өмүр бойи җапалиқ ишләйду, көзи байлиққа тоймайду. Улар өзидин: «Мән ким үчүн ишләватимән, немә үчүн шунчилик хошаллиқлардин ваз кечимән?» дәп соримайду. Буму бир беһудиликтур, қайғулуқ иштур. | |
Eccl | UyCyr | 4:9 | Икки адәм һамини бир адәмдин яхшидур, чүнки икки адәмниң җапа тартип ишлишиниң үнүми техиму яхши болиду. | |
Eccl | UyCyr | 4:10 | Әгәр бири жиқилса, уни һәмрайи йөләп турғузиду. Лекин бир адәм жиқилип, уни турғузидиған адәм болмиса, у толиму ечинишлиқ әһвалда қалиду. | |
Eccl | UyCyr | 4:12 | Бир адәм өзи ялғуз болса, у дүшминигә бозәк болуши мүмкин, лекин икки адәм биргә болса, дүшминигә бирликтә тақабил туралайду. Үч өрүмдин өрүлгән ағамчини үзмәк қийиндур. | |
Eccl | UyCyr | 4:13 | Надан вә мәслиһәткә қулақ салмайдиған қери падишадин намрат, лекин дана жигит яхшидур. | |
Eccl | UyCyr | 4:14 | Бәлким униң келип чиқиши намрат, зинданға ташланған болсиму, лекин у күнләрниң биридә падишалиқ тәхтигә чиқидиған бири болуп қелиши мүмкин. | |
Eccl | UyCyr | 4:15 | Мана қуяшниң астидики бу дунияда яшаватқан адәмләрниң у жигиткә әгәшкәнлигини көрдүм. | |
Eccl | UyCyr | 4:16 | Нурғунлиған кишиләр униңға әгәшкән болсиму, лекин кейин кәлгән кишиләрдин һечким униң қилғинидин рази болмиди. Буму беһудиликтур, худди шамалниң арқисидин қоғлиғандәкла беһудиликтур. | |