Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ECCLESIASTES
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10 11 12
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
Eccl UyCyr 3:1  Асманниң астидики бу дунияда һәммә ишниң вақти бар, һәммә нәрсиниң вақти-саати бар:
Eccl UyCyr 3:2  Туғулушниң вә өлүшниң вақти бар, Теришниң вә жулуветишниңму вақти бар.
Eccl UyCyr 3:3  Өлтүрүшниң вә сақайтишниң вақти бар, Бузушниң вә ясашниңму вақти бар.
Eccl UyCyr 3:4  Жиғлашниң вә күлүшниң вақти бар, Һаза тутушниң вә уссул ойнашниң вақти бар.
Eccl UyCyr 3:5  Таш етишниң вә таш жиғишниң вақти бар, Бағриға бесишниң вә униңдин өзини қачурушниңму вақти бар.
Eccl UyCyr 3:6  Издәшниң вә ваз кечишниң вақти бар, Сақлашниң вә ташлашниңму вақти бар.
Eccl UyCyr 3:7  Житишниң вә тикишниң вақти бар, Сүкүт қилишниң вә сөзләшниңму вақти бар.
Eccl UyCyr 3:8  Муһәббәтниң вә нәпрәтниң вақти бар, Урушниң вә течлиқниңму вақти бар.
Eccl UyCyr 3:9  Инсан җапалиқ ишләп немә пайда тапар?
Eccl UyCyr 3:10  Инсанларниң қилиши үчүн Худаниң бәргән ишлирини көрдүм.
Eccl UyCyr 3:11  Худа һәммә ишни өз вақти-саати бойичә топ-тоғра орунлаштурған. У мәңгүлүк аң-сәвийәни инсанларниң көңлигә салған болсиму, инсан Худаниң баштин-ахирғичә қилған ишлирини һечқачан чүшәнмәйду.
Eccl UyCyr 3:12  Инсан үчүн бәхитлик һаят кәчүрүштин, өз бәхтидин һөзүрлиништин артуқ хошаллиқниң йоқ екәнлигини билип йәттим.
Eccl UyCyr 3:13  Адәмләр йәп-ичиши, җапалиқ ишләп еришкән мевилиридин раһәтлиниши керәк, бу Худаниң илтипатидур.
Eccl UyCyr 3:14  Мән шуни билдимки, Худа қилған һәрқандақ бир иш мәңгү давамлишиду, һечким уни азайтип яки көпәйтәлмәйду. Худа бу ишларни, адәмләр Мәндин әймәнсун, дәп қилғандур.
Eccl UyCyr 3:15  Һазир болған ишлар, бурун һәм болған. Кәлгүсидә болидиған ишларму, бурун болған ишлардур. Худа бурун болған ишларни шу тәриқидә жүргүзүп давамлаштуриду.
Eccl UyCyr 3:16  Мән йәнә қуяшниң астидики бу дунияда, мәйли сот үстидә болсун яки адаләт һөкүм сүргән җайда болсун, яманлиқниң моҗутлиғини көрдүм.
Eccl UyCyr 3:17  Мән көңлүмдә шундақ дедим: «Худа һәққаний адәм вә яман адәмләр үстидин Өзи һөкүм чиқириду, чүнки һәрқандақ бир иш, һәрқандақ һәрикәтниң вақти-саатини Өзи бәлгүлигәндур».
Eccl UyCyr 3:18  Көңлүмдә йәнә инсан тоғрилиқ шундақ дедим: «Худа адәм билән һайванларниң охшайдиғанлиғини ениқ көрситип бәргән».
Eccl UyCyr 3:19  Чүнки адәм билән һайванниң дуч келидиған тәғдири охшаш. Мәйли у болсун, мәйли бу болсун, һәр иккилиси охшашла өлиду, охшашла нәпәскә тайинип яшайду. Адәм һайвандин үстүн әмәс. Һаят һәқиқәтән беһудиликтур.
Eccl UyCyr 3:20  Һәр иккилисиниң қайтидиған җайи охшаш, һәммиси топидин яритилған, йәнә топиға қайтиду.
Eccl UyCyr 3:21  Адәмниң роһиниң асманға чиқип, һайванниң роһиниң йәргә кирип кетидиғанлиғини ким билиду?
Eccl UyCyr 3:22  Шуни ениқ билдимки, инсан үчүн өз әмгигидин хошаллиқ тепиштин башқа яхширақ нәрсә йоқ екән, чүнки бу инсанниң несивисидур. Адәм өлгәндин кейин, немә ишларниң йүз беридиғанлиғини кимму униңға ейтип берәлисун?