Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
ESTHER
1 2 3 4 5 6 7 8 9 10
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 2
Esth UyCyr 2:1  Падиша Аһашвирушниң ғәзиви қайтқандин кейин, Вашти вә униң қилғанлири һәм униң үстидин чиқирилған өз буйруғи һәққидә ойлайдиған болди.
Esth UyCyr 2:2  Падишаниң мәхсус хизмәткарлири падишаға: — Алийлири үчүн яш вә чирайлиқ қизлар тепип кәлтүрүлсун.
Esth UyCyr 2:3  Бу чирайлиқ қизларни Суза шәһиридики һәрәмханиға жиғип келиш үчүн империялириниң һәр қайси өлкилиригә әмәлдарлар тайинлансун. Қизлар орда тоқаллириға җавапкәр һәрәмъағиси Һегайниң башқурушида болсун вә пәдәз мулазимити билән тәминләнсун.
Esth UyCyr 2:4  Андин өзлиригә яққан қиз Ваштиниң орниға ханиш болсун, — дәп тәклип бәрди. Бу тәклип падишаға яққачқа, у шундақ қилди.
Esth UyCyr 2:5  Суза шәһиридә Мордикай исимлиқ бир йәһудий болуп, у Бинямин қәбилисидин болған Яирниң оғли еди. Яир Шимәйниң оғли, Шимәй болса Кишниң оғли еди.
Esth UyCyr 2:6  Бабил падишаси Нәбукәднәсәр Йерусалимдин йәһудийә падишаси Йәконйәни бир топ адәмләр билән биллә әсир қилип елип кәлгәндә, Кишму шуларниң ичидә еди.
Esth UyCyr 2:7  Мордикайниң Әстир исимлиқ бир нәврә сиңлиси болуп, униң ибранийчә исми Һадаса еди. У бир гөзәл, келишкән қиз болуп, ата-аниси түгәп кәткәндин кейин Мордикай уни өз қизи қилип беқивелип, чоң қилған еди.
Esth UyCyr 2:8  Падишаниң пәрмани билән нурғун қизлар Суза шәһиридики һәрәмханиға кәлтүрүлгәндә, Әстирму ордидики қизларға җавапкәр болған Һегайға тапшурулди.
Esth UyCyr 2:9  Әстир Һегайға яқти. Һегай униңға илтипат қилип, дәрһал уни пәдәз мулазимити вә алаһидә йемәкликләр билән тәминлиди. Шундақла у ордидин йәттә кенизәкни униң хизмитини қилишқа таллап, Әстир вә уларға һәрәмханидин әң яхши җайни бәрди.
Esth UyCyr 2:10  Әстир өз хәлқи вә уруқ-әҗдади һәққидә һеч кимгә һеч немә ейтмиди, чүнки Мордикай униңға бу тоғрисида еғиз ачмаслиқни буйруған еди.
Esth UyCyr 2:11  Мордикай Әстирниң һал-әһвалидин хәвәр елиш вә униңға қандақ муамилә қилиниватқанлиғини билиш үчүн, һәр күни һәрәмхана һойлисиниң әтрапида меңип жүрди.
Esth UyCyr 2:12  Рәсмийәт бойичә һәр бир яш қиз падиша Аһашвирушниң һозуриға кириш үчүн, өз новити келиштин бурун алтә ай мурмәкки йеғи билән, алтә ай хуш пурақ әтир вә майлар билән, җәми он икки ай пәдәз қилиниши керәк еди.
Esth UyCyr 2:13  Қиз падишаниң һозуриға киргәндә, һәрәмханидин ордиға немини елип кетишни халиса, униңға шу нәрсиләр бериләтти.
Esth UyCyr 2:14  Кәчқурун падиша һозуриға киргән қиз әтиси әтигәндә ордидики һәрәмханиниң башқа бир бөлүмигә әвәтиләтти. У һәрәмхана тоқалларни башқурғучи һәрәмъағиси Шаашғазниң назарити астида еди. Пәқәт падишаға яққан, исми атап чақирилған қизла қайтидин униң һозуриға кирәләтти.
Esth UyCyr 2:15  Әстирниң, йәни Абиһаил қизиниң (Мордикай беқивалған өзиниң бир нәврә сиңлиси) падиша һозуриға кириш новити кәлгәндә, һәрәмъағиси Һегай униңға немини елиш һәққидә тәклип бәргән болса, шуни алди вә башқа һеч нәрсә соримиди. Әстирни көргәнләрниң һәммиси уни яқтуруп қалатти.
Esth UyCyr 2:16  Шундақ қилип, Аһашвируш империясиниң йәттинчи жили онинчи айда, йәни Тәбәт ейида Әстир падиша Аһашвирушниң ордисиға кәлтүрүлди.
Esth UyCyr 2:17  Падиша Әстирни барлиқ аяллардин яхши көрди. У падишаниң илтипати вә амрақлиғиға барлиқ қизлардин артуқ сазавәр болғачқа, падиша униң бешиға ханишлиқ таҗини кийдүрүп, Ваштиниң орниға ханиш қилди.
Esth UyCyr 2:18  Кәйнидин падиша һәммә алий әмәлдарлири вә бәглиригә Әстирниң шәрипи үчүн бир чоң зияпәт бәрди. Һәммә өлкиләрдә мәйрәм елан қилинди вә мәртлик билән соғилар берилди.
Esth UyCyr 2:19  Қизлар иккинчи қетим һәрәмханиға жиғилғанда, Мордикай ордида мәнсәпкә еришкән еди.
Esth UyCyr 2:20  Әстир Мордикайниң тапилиши бойичә өзиниң хәлқи вә уруқ-әҗдади һәққидә йәнила һеч кимгә һеч немә ейтмиди. Әстир Мордикайға униң тәрбийисидики вақтида бойсунғандәк бойсунатти.
Esth UyCyr 2:21  Мордикай ордида хизмәт қилған мәзгилдә, орда дәрвазисида күзәтчилик қилидиған Биғтан вә Тәрәш исимлиқ икки һәрәмъағиси болуп, улар падиша Аһашвирушқа интайин ғәзәплинип, уни өлтүрүветишни қәстләп жүрәтти.
Esth UyCyr 2:22  Мордикай бу сүйиқәстни билип қелип, ханиш Әстиргә мәлум қилди. Әстир бу ишни Мордикайниң намидин падишаға йәткүзди.
Esth UyCyr 2:23  Тәкшүрүлүш арқилиқ бу ишниң растлиғи испатланғандин кейин, бу икки киши дарға есип өлтүрүлди. Бу вақиә падишаниң көз алдида империяниң хатирә дәптиригә йезип қоюлди.