Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 11
Exod UyCyr 11:1  Пәрвәрдигар бурун Мусаға мундақ дегән еди: — Мән Мисир падишасиға вә униң пухралириға әң ахирқи апәтни чүширимән. Шуниң билән у силәрни җәзмән қоюп бериду. Әмәлиятта у силәрдин толуқ қутулуш үчүн силәрни у йәрдин қоғлап чиқириду.
Exod UyCyr 11:2  Әнди сән берип исраилларға ейтқин. Улар мисирлиқ хошнилириниңкигә кирип, уларниң алтун-күмүч, зенәт буюмлирини сорап алсун.
Exod UyCyr 11:3  (Пәрвәрдигар мисирлиқларни исраил­ларни йеқин көридиған қилған еди. Падишаниң әмәлдарлири вә пухралирини Мусани улуқ адәм дәп һөрмәтләйдиған қилған еди.)
Exod UyCyr 11:4  Шуниң билән Муса Мисир падишасиға: — Пәрвәрдигар: «Бүгүн түн йеримида Мән Мисирниң һәммә йерини кезимән.
Exod UyCyr 11:5  Шу вақитта тәхттә олтарған падишаниң тунҗисидин тартип таки әң әрзимәс аял хизмәткарниң тунҗисиғичә болған мисирлиқларниң тунҗа оғуллири һәммиси, шундақла тунҗа туғулған малларму өлиду.
Exod UyCyr 11:6  Шу чағда пүтүн Мисирда әзәлдин көрүлмигән вә буниңдин кейинму көрүлмәйдиған қаттиқ жиға-зар болиду.
Exod UyCyr 11:7  Лекин исраилларға яки уларниң мал-варанлириға һәтта иштму қавап қоймайду», дәйду. Әйнә шу чағда силәр Пәрвәрдигарниң мисирлиқлар билән исраилларни пәриқләндүридиғанлиғини билисиләр.
Exod UyCyr 11:8  Ахирида әмәлдарлириңниң һәммиси алдимға келип егилип, мениң хәлқим исраилларни бу йәрдин елип кетишимни тәләп қилиду. Мана шу чағда мән бу йәрдин кетимән, — деди. Андин Мисир падишасиниң алдидин дәрғәзәп билән чиқип кәтти.
Exod UyCyr 11:9  Пәрвәрдигар Мусаға: «Мисир падишаси сениң сөзүңни давам­лиқ рәт қиливериду. Шундақ қилип, Мән Мисирда техиму көп мөҗүзиләрни көрситәләймән», дегән еди.
Exod UyCyr 11:10  Муса билән Һарун падиша алдида мана шундақ нурғун мөҗүзиләрни көрсәткән болсиму, лекин Пәрвәрдигар падишани җаһиллаштурғанлиғи үчүн, у исраилларниң чегаридин чиқип кетишигә йол қоймиған еди.