EXODUS
1
2
3
4
5
6
7
8
9
10
11
12
13
14
15
16
17
18
19
20
21
22
23
24
25
26
27
28
29
30
31
32
33
34
35
36
37
38
39
40
Chapter 35
Exod | UyCyr | 35:1 | Муса пүтүн исраилларни чақирип, уларға мундақ деди: — Пәрвәрдигар силәрниң төвәндики қаидигә риайә қилишиңларни буйриди. | |
Exod | UyCyr | 35:2 | «Иш қилишиңларға йетәрлик алтә күн бар. Йәттинчи күн болса муқәддәс болуп, у Пәрвәрдигарға мәнсүп болған дәм елиш күнидур. Бу күни хизмәт қилғанла кишигә өлүм җазаси берилиду. | |
Exod | UyCyr | 35:9 | баш роһаний кийидиған қисқа ефод билән көкрәкликкә қадилидиған йоллуқ һеқиқ таш вә башқа есил ташларни һәдийә қилсун». | |
Exod | UyCyr | 35:11 | йәни ибадәт чедири, чедирниң йопуғи, чедирниң илмәк, рама, тоғра балдақлири вә түврүклири һәм түврүк путлири, | |
Exod | UyCyr | 35:12 | келишим сандуғи, сандуқни көтиридиған балдақлар, сандуқниң ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхти» вә йопуқ пәрдиси, | |
Exod | UyCyr | 35:15 | исриқдан вә уни көтиридиған балдақлар, муқәддәс яғ вә хушбой исриқ, чедирниң кириш ағзиниң пәрдиси, | |
Exod | UyCyr | 35:16 | көйдүрмә қурванлиқ суписи билән униң мис тори, көтириш балдақлири вә барлиқ сайманлири, паклиниш деси вә дас қойғуч, | |
Exod | UyCyr | 35:17 | һойлиниң чөрисидики пәрдә тосуқлар, пәрдә түврүклири вә түврүк путлири, һойлиниң кириш ағзиниң пәрдиси, | |
Exod | UyCyr | 35:19 | роһаний Һарун вә униң оғуллири муқәддәс җайда хизмәт өтигәндә кийидиған нәпис муқәддәс кийимләрни тәйярлисун. | |
Exod | UyCyr | 35:21 | Көңли илһамланған вә разимәнлик билән һәдийә қилишни халиғанларниң һәммиси Пәрвәрдигар билән учришиш чедирини бена қилиш, униң ичидики нәрсиләрни ясаш вә муқәддәс кийимни тикишкә керәклик болған лазимәтликләрни елип келишти. | |
Exod | UyCyr | 35:22 | Һәдийә қилишни халайдиған әрләр вә аяллар болупму, һалқа, үзүк вә биләйүзүк қатарлиқ һәр хил алтун буюмларни әкелип, Пәрвәрдигар үчүн атиди. | |
Exod | UyCyr | 35:23 | Көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жип, кәндир жип, өшкә тивити, қизил боялған қошқар териси вә нәпис ишләнгән терә қатарлиқ нәрсилири барлар уларни елип келишти. | |
Exod | UyCyr | 35:24 | Күмүч яки мис һәдийә қилалайдиғанлар һәдийәлирини елип келишти. Акация яғичи барларму уни елип келишти. | |
Exod | UyCyr | 35:25 | Қоли чевәр аяллар өз қоли билән егиргән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жип һәм кәндир жипларни елип келишти. | |
Exod | UyCyr | 35:27 | Ақсақаллар ефодқа вә көкрәкликкә қадилидиған йоллуқ һеқиқ таш вә башқа есил ташлар, | |
Exod | UyCyr | 35:29 | Мәйли әр яки аял болсун, Пәрвәрдигарға һәдийә сунушни халиған исраилларниң һәммиси һәдийәлирини елип келишип, Пәрвәрдигар Муса арқилиқ уларни селишқа буйруған ибадәт җайи үчүн тәғдим қилишти. | |
Exod | UyCyr | 35:30 | Муса сөзини давамлаштуруп мундақ деди: — Қараңлар! Пәрвәрдигар йәһуда қәбилисидин Хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бизалилни таллиди. | |
Exod | UyCyr | 35:31 | Уни Өз роһи билән толтуруп, униңға әқил-парасәт, билим вә хилму-хил һүнәр-сәнъәт қабилийитини ата қилди. | |
Exod | UyCyr | 35:33 | қиммәтлик ташларни кесиш вә уларни зенәт буюмлириға селиш һәм яғачларға нәқиш оюштәк һүнәрләрни билиду. | |
Exod | UyCyr | 35:34 | Пәрвәрдигар йәнә Дан қәбилисидин Ахисамақниң оғли Оһолиябқиму әқил-парасәт ата қилип, уларни башқиларға устаз қилди. | |
Exod | UyCyr | 35:35 | Пәрвәрдигар уларни әқил-парасәтлик қилип, уларға нәққашлиқ, оймичилиқ, көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип вә кәндир жиплардин кәштә тикиш, рәхтләрни тоқуш қатарлиқ һәр хил нәпис һүнәрләрни қилиш қабилийәтләрни ата қилди. Улар һәр хил ишларниң һөддисидин чиқалайду вә хилму-хил һүнәрләрни ойлап чиқиралайду. | |