Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 14
Exod UyCyr 14:2  — Сән исраилларға ейтқин, улар кәйнигә бурулуп, Мигдол шәһири билән деңиз арилиғидики Пи-Һаһирот дегән йәрниң йенида қонуп, чедирлирини Баал-Сәфонға қаритип деңиз бойида тиксун.
Exod UyCyr 14:3  Буниң билән Мисир падишаси «Исраиллар айлинип жүрүп, ахир йолдин адишип чөлдә қамилип қалди», дәп ойлисун.
Exod UyCyr 14:4  Мән уни җаһиллаштуримән. Шуниң билән у силәрниң кәйниңлардин қоғлайду. У чағда Мән Мисир падишаси билән униң қошунини йеңимәндә, һәммә адәм Мениң қанчилик улуқлуғумни билиду. Мисирлиқларму Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду, — деди. Исраиллар Худаниң буйруғини бойичә у йәрдә чедирлирини тикти.
Exod UyCyr 14:5  Мисир падишаси «Исраиллар қечип кәтти» дегән хәвәрни аңлап, әмәлдарлири билән биллә қарарини өзгәртип: — Биз немә үчүн шунчә ахмақлиқ қилдуқ? Биз исраилларниң қечип кетишигә йол қоюп, нурғун қулдин мәһрум қаптуқ! — дейишти.
Exod UyCyr 14:6  Шуниң билән Мисир падишаси шаһанә җәң һарвусини тәйяр қилдуруп, қошунини башлап йолға чиқти.
Exod UyCyr 14:7  Мисирдики барлиқ җәң һарвулиридин сирт, у йәнә талланған алтә йүз җәң һарвусиниму елип маңди. Һәр бир җәң һарвусиниң ләшкәр башлиғи бар еди.
Exod UyCyr 14:8  Пәрвәрдигар Мисир падишасини җаһиллаштурди. Буниң билән падиша Мисирдин ғалибә билән чиқип кетиватқан исраилларниң кәйнидин қоғлиди.
Exod UyCyr 14:9  Мисир қошуни, җүмлидин җәң һарвулири, атлиқ ләшкәрләр вә пиядә ләшкәрләр исраилларни таки Қизил деңиз бойидики улар чедир қурған җайғичә тохтимай қоғлап барди. У йәр Пи-Һаһиротниң йенида болуп, Баал-Сәфонниң қарши тәрипидә еди.
Exod UyCyr 14:10  Исраиллар Мисир падишаси вә униң қошуниниң уларни қоғлап кәлгәнлигини көрүш билән интайин қорқуп, Пәрвәрдигарға пәрият қилди.
Exod UyCyr 14:11  Улар Мусаға: — Бизни Мисирдин бу йәргә елип кәлгиниңиз немиси? Бизни чөл-баяванда өлсун демәкчимусиз? Һәҗәва, Мисирда биз ятқидәк гөрму тепилмасмиди?
Exod UyCyr 14:12  Өз вақтида биз сизгә: «Болди қилиң, Мисирда қул болсақ болайли», демигәнмидуқ?! Қул болуш һаман чөлдә өлгәндин яхши әмәсмиди?! — дейишти.
Exod UyCyr 14:13  Бирақ Муса уларға: — Қорқмаңлар, тәврәнмәңлар! Бүгүн силәр Пәрвәрдигарниң силәрни қандақ қутқузидиғанлиғини көрисиләр. Силәр бүгүн көргән мисирлиқларни иккинчи көрмәйсиләр.
Exod UyCyr 14:14  Пәрвәрдигар силәр үчүн җәң қилиду. Силәр шүк туруңлар, — дәп җавап қайтурди.
Exod UyCyr 14:15  Пәрвәрдигар Мусаға: — Маңа йелинма! Исраилларға «Меңиңлар», дәп буйруғин.
Exod UyCyr 14:16  Андин тайиғиңни деңизға қаритип шилтиғин. Шундақта деңиз сүйи иккигә бөлүнидудә, исраиллар қуруқ йәрдин меңип өтәләйду.
Exod UyCyr 14:17  Мән мисирлиқларни җаһиллаштуримән. Шуниң билән улар силәрниң арқаңлардин қоғлайду. Буниң билән Мән Мисир падишаси, униң ләшкәрлири, җәң һарвулири вә атлиқ ләшкәрлири үстидин ғалибә қилимән. Шундақ қилип, һәммә адәм Мениң қанчилик улуқлуғумни билиду.
Exod UyCyr 14:18  Мән уларни мәғлуп қилғинимда, улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билиду, — деди.
Exod UyCyr 14:19  Исраилларниң алдида йол башлап меңиватқан Худаниң периш­тәси әнди уларниң кәйнигә өтти. Булут түврүгиму кәйнигә өтүп,
Exod UyCyr 14:20  мисирлиқлар билән исраилларниң оттурисиға берип тохтиди. Булут мисирлиқларға қараңғулуқ чүшәрди, лекин исраилларни йорутти. Шуңа Мисир қошуни исраилларға кечичә йеқин келәлмиди.
Exod UyCyr 14:21  Муса деңизға қолини шилтиди. Пәрвәрдигар бир кечә қаттиқ шәриқ шамили чиқирип, деңиз сүйини кәйнигә яндурди. Деңиз сүйи иккигә бөлүнүп қуруқлуқ пәйда болди.
Exod UyCyr 14:22  Исраиллар деңиз оттурисидики қуруқлуқтин меңип, деңиздин өтти. Сулар егиз тамдәк көтирилгән һалда уларниң икки тәрипидә туратти.
Exod UyCyr 14:23  Мисирлиқлар, җүмлидин падишаниң җәң һарвулири вә атлиқ ләшкәрлири уларни қоғлап, деңиздики қуруқ йолға кирди.
Exod UyCyr 14:24  Таң сүзүләй дегәндә, Пәрвәрдигар от вә булут түврүги ичидин Мисир қошуниға қарап, уларни қалаймиқан қиливәтти.
Exod UyCyr 14:25  Уларниң җәң һарвулириниң чақлири чүшүп қелип, улар давамлиқ меңишқа амалсиз қалди. Мисирлиқлар: — Пәрвәрдигар исраилларға ярдәм қилип, бизни мәғлуп қилди. Тез қачайли! — дейишти.
Exod UyCyr 14:26  Пәрвәрдигар Мусаға: — Деңизға қолуңни узарт, бөлүнгән су әслигә кәлсун. Мисирлиқ­лар вә уларниң җәң һарвулири, атлиқ ләшкәрлири суға ғәриқ болсун, — деди.
Exod UyCyr 14:27  Бу таң атқан вақит болуп, Муса қолини деңизға қаритип шилтиди. Буниң билән су йәнә әслигә қайтти. Мисирлиқлар икки тәрәптин келиватқан суниң ичидин қачти. Лекин Пәрвәрдигар уларни деңизда һалак қиливәтти.
Exod UyCyr 14:28  Деңиз сүйи әслигә қайтип, исраилларни қоғлиған пүтүн җәң һарвулири, атлиқ ләшкәрләр вә пүтүн Мисир қошунлириниң бириниму қалдурмай ғәриқ қиливәтти.
Exod UyCyr 14:29  Лекин исраиллар қуруқ җай билән деңиздин өткәндә, су худди икки тамдәк көтирилип, икки тәрәпкә бөлүнди.
Exod UyCyr 14:30  Исраиллар деңиз бойида мисирлиқларниң җәсәтлирини көргинидә, Пәрвәрдигарниң өзлирини уларниң қолидин қутқузғанлиғини билди.
Exod UyCyr 14:31  Исраиллар Пәрвәрдигарниң зор қудрити билән мисирлиқларни мәғлуп қилған­лиғини көрүп, Пәрвәрдигардин қорқти вә Униңға ишәнди. Униң хизмәткари болған Мусағиму ишәнди.