Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 26
Exod UyCyr 26:1  — Ибадәт чедири он данә йопуқтин ясалсун. Бу йопуқлар кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин тоқулуп, үстигә қоли чевәр устилар тәрипидин қанатлиқ периштәләрниң сүрити нәпис кәштиләнсун.
Exod UyCyr 26:2  Һәр бир йопуқниң чоң-кичиклиги охшаш һалда узунлуғи он төрт, кәңлиги икки метрдин қилинсун.
Exod UyCyr 26:3  Йопуқларниң бәши бир парчә, қалған бәши йәнә бир парчә қилинип улансун.
Exod UyCyr 26:4  Уланған һәр бир чоң парчиниң әң четидикисигә көк рәңлик изма тикилсун.
Exod UyCyr 26:5  Шундақ қилип, йопуқниң бир парчисиниң әң четидикисигә әллик изма, йәнә бир парчисиниң әң четидикисигиму әллик изма тикилсун.
Exod UyCyr 26:6  Әллик алтун илмәк ясап, икки парчә йопуқ туташтурулсун.
Exod UyCyr 26:7  Ибадәт чедирини йепиш үчүн өшкә жуңидин он бир парчә қелин йопуқ рәхт тоқуңлар.
Exod UyCyr 26:8  Йопуқларниң һәр бириниң чоң-кичиклиги охшаш болуп, узунлуғи он бәш, кәңлиги икки метрдин болсун.
Exod UyCyr 26:9  Йопуқларниң бәш даниси бир парчә, қалған алтиси йәнә бир парчә қилинип улансун. Алтинчи парчә йопуқни икки қәвәт қилип қатлап ибадәт чедириниң алди тәрипигә саңгилитип қоюңлар.
Exod UyCyr 26:10  Биринчи чоң йопуқниң әң четидики парчисигә әллик изма, йәнә бир чоң йопуқниң әң четидикисигиму әллик изма тикиңлар.
Exod UyCyr 26:11  Мистин әллик илмәк ясап, уларни измиларға өткүзүп, икки парчә йопуқни бир-биригә улап бир пүтүн йопуқ қилиңлар.
Exod UyCyr 26:12  Чедир йопуғиниң ешип қалған йерим парчиси чедирниң кәйнигә саңгилап турсун.
Exod UyCyr 26:13  Йопуқниң икки тәрипидики ешип қалған парчиси болса, икки тәрәпкә йерим метр саңгилап, чедирни йепип турсун.
Exod UyCyr 26:14  Буниңдин башқа, чедирни қаплаш үчүн қизил боялған қошқар терисидин вә нәпис ишләнгән теридин йәнә икки парчә чедир йопуғини ясаңлар.
Exod UyCyr 26:15  Ибадәт чедирини көтирип туруш үчүн акация яғичидин рама ясаңлар.
Exod UyCyr 26:16  Һәр бир раминиң узунлуғи бәш метр, кәңлиги йәтмиш бәш сантиметр болсун.
Exod UyCyr 26:17  Һәр бир раминиң бир-бирини туташтуридиған иккидин улиғучиси болсун. Һәммә рамиларда шундақ улиғуч болсун.
Exod UyCyr 26:18  Чедирниң җәнуп тәрипигә жигирмә рама тикләнсун.
Exod UyCyr 26:19  Рамиларниң тегигә күмүчтин қириқ данә пут ясалсун. Һәр бир рамини икки пут көтирип турсун.
Exod UyCyr 26:20  Чедирниң шимал тәрипигиму жигирмә рама тикләп, улар үчүнму күмүчтин қириқ данә пут ясап, улар һәр бир раминиң тегигә иккидин орнитилсун.
Exod UyCyr 26:21  Чедирниң шимал тәрипигиму жигирмә рама тикләп, улар үчүнму күмүчтин қириқ данә пут ясап, улар һәр бир раминиң тегигә иккидин орнитилсун.
Exod UyCyr 26:22  Чедирниң кәйни тәрипидә, йәни ғәрипкә қаритип алтә рама тикләнсун.
Exod UyCyr 26:23  Чедирниң кәйни тәрипидики икки булуңға икки рама қоюлсун.
Exod UyCyr 26:24  Рамилар бир-биригә йеқин қоюлуп, уларниң учи бир чәмбәргә киргүзүлүп муқумлаштурулсун. Икки дохмушни һасил қилидиған һәр икки рама шундақ ясалсун.
Exod UyCyr 26:25  Бу тәрипидә сәккиз рама болуп, һәр бир раминиң тегидә иккидин җәми он алтә данә күмүч пут болсун.
Exod UyCyr 26:26  Буниңдин башқа, акация яғичидин он бәш данә тоғра балдақ ясаңлар. Булардин ибадәт чедириниң бир йенидики рамиларға бәш данә,
Exod UyCyr 26:27  йәнә бир йенидики рамиларға бәш данә, чедирниң кәйни тәрипидики ғәрипкә қарайдиған рамиларға бәш данә орнитилсун.
Exod UyCyr 26:28  Рамиларниң оттурисиға четилидиған оттура балдақ чедирниң бир бешидин йәнә бир бешиға йәткүзүлүп ясалсун.
Exod UyCyr 26:29  Рамилар вә балдақлар алтун билән қаплансун, балдақлар өткүзүлидиған һалқиларму алтундин ясалсун.
Exod UyCyr 26:30  Ибадәт чедири Мән саңа тағда көрсәткән нусха бойичә ясалсун.
Exod UyCyr 26:31  Қоли чевәр устилар тәрипидин көк, сөсүн, тоқ қизил рәңлик жуң жип һәм кәндир жиптин бир пәрдә тоқулуп, униңға қанатлиқ периштәләрниң сүрити нәпис кәштилинип,
Exod UyCyr 26:32  акация яғичидин ясалған төрт түврүккә орнитилған алтун илмәкләргә есип қоюлсун. Түврүкләр алтун билән қаплинип, күмүчтин ясалған төрт путниң үстигә орнитилсун.
Exod UyCyr 26:33  Пәрдә чедир йопуғидики қатар илмәкләрниң астидин саңгилитип қоюлсун, пәризләр йезилған икки таш тахта селинған келишим сандуғи пәрдиниң кәйнигә қоюлсун. Бу пәрдә әң муқәддәс җай билән муқәддәс җайни айрип турсун.
Exod UyCyr 26:34  Сандуқниң ағзи, йәни «Меһир-шәпқәт тәхти» әң муқәддәс җайдики келишим сандуғиниң үстигә орнитилсун.
Exod UyCyr 26:35  Үстәл әң муқәддәс җайниң сиртида, йәни ибадәт чедири ичидики шимал тәрәпкә, чирақдан чедир ичидики җәнуп тәрәпкә қоюлсун.
Exod UyCyr 26:36  Буниңдин башқа, кәндир жип билән көк, сөсүн вә тоқ қизил рәңлик жуң жиптин ибадәт чедириниң кириш ағзиға кәштиләнгән бир ишик пәрдиси тоқулсун.
Exod UyCyr 26:37  Ишик пәрдисигә акация яғичидин бәш данә түврүк ясилип, түврүк беши алтун билән қаплансун. Түврүкләрдә алтун илмәкләр болсун һәм мистин бәш данә түврүк пути ясалсун.