Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 3
Exod UyCyr 3:1  Муса қейинатиси, Мидиян роһанийи Йетрониң (йәнә бир исми Рәул) қойини бақатти. Бир күни у падисини һайдап чөлни кесип өтүп, Худаниң теғи — Синай теғиға кәлди.
Exod UyCyr 3:2  У йәрдә Пәрвәрдигарниң периштәси тикәнликтики ялқунлап йениватқан от ичидин Мусаға туюқсиз көрүнди. Муса тикәнликтә от йениватқан болсиму, тикәнликниң көйүп кәтмәйватқанлиғини көрди.
Exod UyCyr 3:3  У: «Бу әҗайип ишқу, тикәнлик немишкә көйүп кәтмәйдиғанду? Йениға берип қарап бақайчу!» дәп ойлиди.
Exod UyCyr 3:4  Мусаниң йеқинлап кәлгинини көргән Пәрвәрдигар тикәнликниң ичидин: — Муса! Муса! — дәп чақирди. — Мана мән! — дәп җавап бәрди Муса.
Exod UyCyr 3:5  Худа униңға: — Бу йәргә йеқин кәлмә, чоруқлириңни салғин. Чүнки сән туруват­қан йәр муқәддәстур.
Exod UyCyr 3:6  Мән сениң Атаң, шундақла әҗдат­лириң Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән, — деди. Буни аңлиған Муса Худаға қарашқа петиналмай, үзини йепивалди.
Exod UyCyr 3:7  Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — Мән хәлқим исраилларниң Мисирда харлиниватқанлиғини көрдүм. Уларниң әмгәк назарәтчилириниң зулмидин қилған налә-пәриятлирини аңлидим. Уларниң азап тартиватқанлиғини билимән.
Exod UyCyr 3:8  Шуңа Мән уларни мисирлиқларниң қолидин қутқузуп, сүт билән һәсәл еқип туридиған бепаян үнүмлүк зиминға елип бериш үчүн чүштүм. У йәр қананлар, хитлар, аморлар, пәризиләр, һивилар вә йәбусларниң маканидур.
Exod UyCyr 3:9  Хәлқимниң қилған налә-пәрияди қулиғимға аңланмақта. Мисирлиқларниң уларни қандақ әзгәнлигиму көз алдимда турмақта.
Exod UyCyr 3:10  Шуңа әнди сени Мисир падишасиниң алдиға әвәтимән. Берип, Өз хәлқим болған исраилларни Мисирдин елип чиқ.
Exod UyCyr 3:11  Лекин Муса Худаға: — Мән Мисир падишасиниң алдиға берип, исраилларни Мисирдин елип чиқалайдиған қанчилик чоң адәм едим? — деди.
Exod UyCyr 3:12  Худа униңға: — Мән саңа яр болимән. Сән исраилларни Мисирдин елип чиққандин кейин, силәр бу таққа келип, Маңа ибадәт қилисиләр. Мана бу Мениң сени әвәткәнлигимниң бәлгүси, — деди.
Exod UyCyr 3:13  — Мән берип исраилларға: «Мени бу йәргә силәрниң әҗдатлириң­лар етиқат қилип кәлгән Худа әвәтти» десәм, улар маңа ишәнмәй: «Қайси Худа һәққидә сөзләватисән? Униң нам-шәриви немә?» дәп сориса, мән немә дәймән? — деди Муса.
Exod UyCyr 3:14  Худа мундақ деди: — Мән «Мәңгү Бар Болғучидурмән». Сән берип уларға: «Мени силәргә ‹ Мәңгү Бар Болғучи › әвәтти», дегин.
Exod UyCyr 3:15  Худа Мусаға йәнә: — Исраилларға: « ‹ Мәңгү Бар Болғучи ›, йәни әҗдатлириңлар Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа мени йениң­ларға әвәтти», дегин. Бу Мениң мәңгүлүк намим. Әвлаттин әвлатқичә мошу нам билән әскә елинимән.
Exod UyCyr 3:16  Сән берип исраил­ларниң ақсақаллирини жиғип, уларға: «Пәрвәрдигар, йәни силәрниң әҗдатлириңлар Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа маңа көрүнди. У мениң силәргә: ‹ Мән мисирлиқларниң силәргә қандақ муамилә қиливатқанлиғини көрдүм.
Exod UyCyr 3:17  Мән силәрни уларниң зулумидин қутулдурушқа вәдә қилдим. Мән силәрни сүт билән һәсәл еқип туридиған зиминға, йәни қананлар, хитлар, аморлар, пәризиләр, һивилар вә йәбусларниң маканиға елип баримән ›, дәп йәткүзүшүмни ейтти», дегин.
Exod UyCyr 3:18  Ақсақаллар сениң сөзлириңни аңлайду. Андин кейин сән улар билән бирликтә Мисир падишасиниң алдиға берип, униңға һәммиңлар бир еғиздин: «Пәрвәрдигар — ибранийлар етиқат қилип кәлгән Худа бизгә аян болди. Әнди бизниң үч күнлүк йолни бесип, чөл-баяванға берип, Пәрвәрдигаримиз Худаға қурванлиқ қилишимизға иҗазәт бәргәйсиз», дәңлар.
Exod UyCyr 3:19  Маңа мәлумки, Мән Мисир падишасини бесим билән мәҗбур қилмиғичә, у силәргә иҗазәт бәрмәйду.
Exod UyCyr 3:20  Шуңа Мән Өз қудритимни ишқа селип, хәлқи аләм алдида һәр хил мөҗүзилиримни көрситиш арқилиқ мисирлиқ­ларни җазалаймән. Шуниң билән Мисир падишаси силәрни у йәрдин чиқириветиду.
Exod UyCyr 3:21  Силәр Мисирдин чиқидиған вақтиңларда, Мән мисирлиқларни силәргә меһриванлиқ көрситидиған қилимән. Шуңа силәр у йәрдин чиққанда, қуруқ қол чиқмайсиләр.
Exod UyCyr 3:22  Исраил аялларниң һәммиси мисирлиқ хошнилири вә хошнилириниң меһманлиридин алтун-күмүчтин ясалған зенәт буюмлар вә кийим-кечәкләрни тәләп қилиду. Бу нәрсиләр билән балилириңларни ясандурисиләр. Мана шундақ қилип, мисирлиқларниң байлиқлирини тартивалған болисиләр,— деди.