Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 19
Exod UyCyr 19:1  Исраиллар Мисирдин чиқип дәл икки ай болған күни Синай чөлигә йетип келип,
Exod UyCyr 19:2  Синай теғи бағрида чедир тикти. Улар Рәфидимдин йолға чиқип, бу йәргә кәлгән еди.
Exod UyCyr 19:3  Муса Худаниң һозурида болуш үчүн таққа чиқти. Пәрвәрдигар тағдин Мусаға җараңлиқ авазда мундақ деди: — Яқупниң әвлатлири болған исраилларға мону сөзлиримни ейтқин:
Exod UyCyr 19:4  «Силәр Мән Пәрвәрдигарниң мисирлиқларни қандақ бир тәрәп қилғанлиғимни көрдүңлар. Мән худди ана бүркүт балилирини дүмбисигә миндүрүп елип жүргәндәк, силәрни йенимға елип кәлдим.
Exod UyCyr 19:5  Шуңа әгәр силәр Маңа бойсунуп, келишимимгә әмәл қилсаңлар, нурғунлиған хәлиқләр арисидин силәрни Маңа мәнсүп қиммәтлик хәлиқ қилимән. Чүнки пүтүн дуния Маңа тәвә.
Exod UyCyr 19:6  Силәр Мениң падишалиғимниң роһанийлири вә Маңа аталған хәлиқ болисиләр». Жуқуриқи сөзлиримни исраилларға йәткүзүп қойғин.
Exod UyCyr 19:7  Буниң билән Муса тағдин чүшүп, хәлиқ ичидики ақсақалларни жиғип, Пәрвәрдигар униңға буйруған сөзләрни уларға йәткүзди.
Exod UyCyr 19:8  Улар бирдәк: — Биз чоқум Пәрвәрдигарниң дегини бойичә иш қилимиз, — деди. Муса таққа чиқип, уларниң җававини Пәрвәрдигарға йәткүзди.
Exod UyCyr 19:9  Пәрвәрдигар Мусаға: — Мән қоюқ булут ичидә сениң йениңға келимән. Сениң билән қилишқан сөһбитимизни хәлиқ аңлап туриду. Шуниң билән улар һәр дайим саңа ишиниду, — деди. Муса исраилларниң җававини Пәрвәрдигарға йәткүзгәндин кейин,
Exod UyCyr 19:10  Пәрвәрдигар униңға: — Сән хәлиқниң йениға берип, уларни бүгүн вә әтә өзлирини Маңа атап, кийим-кечәклирини тазилашқа чақир.
Exod UyCyr 19:11  Өгүнлүккичә һәммә тәйярлиқни пүткүзсун. Чүнки у күни Мән исраил хәлқиниң көз алдидила Синай теғиға чүшимән.
Exod UyCyr 19:12  Бирақ сән тағниң әтрапиға өтүшкә болмайдиған чегара бәлгүләп, уларға таққа чиқмаслиқни, һәтта тағниң бағриғиму йеқин кәлмәсликни ейтқин. Кимду-ким бу таққа бир қәдәм басса, өлүмгә мәһкүм қилинсун.
Exod UyCyr 19:13  Ундақ адәмләргә қол тәккүзүлмәй, улар йә чалма-кесәк қилинип, яки оқ-я билән етип өлтүрүлсун. Буниңға хилаплиқ қилғанлар мәйли адәм яки чарва мал болушидин қәтъий нәзәр, тирик қалдурулмисун. Пәқәт канай узағирақ челинғандила, андин халайиқ тағ бағриға кәлсун, — деди.
Exod UyCyr 19:14  Муса тағдин чүшүп, хәлиқниң паклинип, кийим-кечәклирини жуюшини буйриди.
Exod UyCyr 19:15  Муса уларға: — Өгүнлүккичә һәммә тәйярлиқларни пүткүзүңлар, аялларға йеқинлашмаңлар, — деди.
Exod UyCyr 19:16  Үчинчи күни әтигәндә һава гүлдүрләп, чақмақ чеқип, тағда бир парчә қоюқ булут пәйда болди. Канайниң қаттиқ нәрә авази аңланди. Қараргаһтикиләр буни аңлап, қорқуп титришип кәтти.
Exod UyCyr 19:17  Муса уларни қараргаһтин башлап чиқип, Худаниң алдиға һазир қилди. Улар тағниң түвидә өрә турушатти.
Exod UyCyr 19:18  Пүтүн Синай теғини ис-түтәк қаплиди, чүнки Пәрвәрдигар у йәргә от ичидә чүшкән еди. Бу ис-түтәк хумданниң түтүнигә охшатти. Пүтүн тағ қаттиқ тәврәп кәтти.
Exod UyCyr 19:19  Бу чағда канайниң авази барғансири күчәйди. Муса сөз қилди, Худа униңға гүлдүрмома билән җавап қайтурди.
Exod UyCyr 19:20  Пәрвәрдигар тағниң чоққисиға чүшүп, Мусани таққа чиқишқа чақирди. Муса таққа чиқти.
Exod UyCyr 19:21  Пәрвәрдигар униңға: — Сән тағдин чүшүп халайиқни агаһландур. Чегаридин һалқип Мени көргили кәлмисун. Болмиса, улар һалак болиду.
Exod UyCyr 19:22  Мән үчүн хизмәт қилидиған роһанийларму өзини Маңа атап болуп, андин хизмитимдә болсун. Болмиса уларни һалак қилимән, — деди.
Exod UyCyr 19:23  Муса Пәрвәрдигарға: — Хәлиқ бу йәргә чиқалмайду, чүнки Сән бизниң бу тағни муқәд­дәс тағ дәп атишимизни вә тағниң әтрапиға чегара бәлгүлиши­мизни буйриған едиң, — деди.
Exod UyCyr 19:24  Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән чүшүп Һарунни башлап келивәр. Лекин роһанийлар билән халайиқ чегаридин һалқип бу йәргә чиқмисун. Болмиса, Мән уларни җазалаймән, — деди.
Exod UyCyr 19:25  Шуниң билән Муса тағдин чүшүп, халайиқниң йениға берип, Пәрвәрдигарниң сөзини уларға йәткүзди.