Site uses cookies to provide basic functionality.

OK
EXODUS
Prev Up Next Toggle notes
Chapter 5
Exod UyCyr 5:1  Шуниңдин кейин Муса билән Һарун Мисир падишаси билән көрүшүп: — Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худа сизгә: «Хәлқимниң Мән үчүн һейт өткүзгили чөл-баяванға беришиға йол қой» дәйду, — деди.
Exod UyCyr 5:2  Мисир падишаси уларға: — Мени сөзигә бойсундуруп, исраил хәлқини қоюп бәргүзгидәк қандақ Пәрвәрдигар екән у? Мән Пәрвәрдигарни тонумаймән. Исраилларниму қоюп бәрмәймән, — деди.
Exod UyCyr 5:3  Муса билән Һарун: — Ибранийлар етиқат қилип кәлгән Худа бизгә аян болди. Әнди бизниң үч күнлүк йол бесип, чөл-баяванға берип, Пәрвәрдигаримиз Худаға қурванлиқ қилишимизға иҗазәт бәрсиңиз. Болмиса, у бизни кесәллик вә уруш билән һалак қилиши мүмкин, — деди.
Exod UyCyr 5:4  Мисир падишаси Муса билән Һарунға: — Бу немә дегиниңлар! Хәлиқниң ишиға дәхил йәткүзгиниңлар немиси? Берип ишиңларни қилиңлар!
Exod UyCyr 5:5  Исраилларниң сани наһайити көп. Силәр уларниң вәзипилирини орунлишиға тосқунлуқ қиливати­силәр, — деди.
Exod UyCyr 5:6  Падиша шу күнила мисирлиқ әмгәк назарәтчилири билән уларниң қол астидики исраил иш башчилириға буйруқ чүширип:
Exod UyCyr 5:7  — Буниңдин кейин исраилларға кесәк қуюшқа бурунқидәк саман жиғип бәрмәңлар! Саманни өзлири жиғсун.
Exod UyCyr 5:8  Лекин улар кесәк санини бурунқидәкла орунлисун. Бу санни кемитишиңларға қәтъий болмайду. Улар һорун, уларниң «Худайимиз үчүн қурванлиқ қилғили беришимизға иҗазәт бәргәйсиз», дейишиниң сәвәвиму дәл шу!
Exod UyCyr 5:9  Уларни техиму еғир ишларға селиңлар. Бундақ қилсаңлар, улар тиним тапмастин ишләп, ялған гәпләргә қулақ селишқа вақитму чиқиралмайду, — деди.
Exod UyCyr 5:10  Мисирлиқ әмгәк назарәтчилири билән уларниң қол астидики исраил иш башчилири берип, исраилларға: — Падиша бизгә: «Буниңдин кейин исраилларға саман бәрмәңлар,
Exod UyCyr 5:11  қәйәрдә саман болса, шу йәрдин өзлири әкәлсун. Бирақ кесәкниң санидин бирниму кемитмәңлар» дәйду, — деди.
Exod UyCyr 5:12  Буниң билән исраиллар пүтүн Мисирниң һәммә җайлириға берип, еңиз самини топлайдиған болди.
Exod UyCyr 5:13  Әмгәк назарәтчилири болса һәр күни уларни: «Бурун силәргә саман берилгән вақиттикидәкла көп кесәк қуйисиләр», дәп қистиди.
Exod UyCyr 5:14  Әмгәк назарәтчилири мисирлиқлар тәрипидин тайинланған исраил иш башчилирини қамчилап, уларни: — Немишкә түнүгүн вә бүгүн қулларға бурунқидәк санда кесәкни қуйдурмидиңлар? — дәп сорайдиған болди.
Exod UyCyr 5:15  Шуңа бу иш башчилири Мисир падишасиниң алдиға берип: — Җанаби алийлири, қуллириға немишкә мундақ муамилә қилидила?
Exod UyCyr 5:16  Қуллириға саман йәткүзүп берилмәйватиду, лекин биз йәнила бурунқи санда кесәк қуюшқа буйрулуватимиз. Һазир қуллири таяқ йәватиду. Әмәлиятта булар силәр мисирлиқларниң хаталиғи, — дәп налә қилишти.
Exod UyCyr 5:17  Падиша уларға: — Һәр қайсиң һорун, һорун немиләрсән! «Пәрвәрдигаримиз үчүн қурванлиқ қилип келишкә иҗазәт бәргәйла», дейишкәнлириңниң сәвәвиму шу.
Exod UyCyr 5:18  Дәрһал қайтип берип ишиңни қилиш! Һәр қайсиңға берилидиған саман йоқ. Кесәкни йәнила бурунқидәк санда тапшуру­шисән, — деди.
Exod UyCyr 5:19  Кесәк саниниң кемитилмәйдиғанлиғини аңлиған исраил иш башчилири бешиға чоң бала-қазаниң кәлгәнлигини билишти.
Exod UyCyr 5:20  Улар падишаниң йенидин чиқип, ташқирида өзлирини күтүп туруватқан Муса билән Һарунға:
Exod UyCyr 5:21  — Силәрниң немә қиливатқанлиғиңларға Пәрвәрдигар гува. У силәрниң әдивиңларни бәрсун. Силәр бизни падиша вә униң әмәлдарлириниң алдида йәр билән йәксән қилдиңлар. Уларға бизни өлтүрүшкә банә тепип бәрдиңлар, — деди.
Exod UyCyr 5:22  Буниң билән Муса Пәрвәрдигарниң алдиға берип: — Әй Егәм, Өз хәлқиңни немишкә бундақ хорлайсән? Мени бу йәргә немишкә әвәттиң?
Exod UyCyr 5:23  Мән падишаниң алдиға берип Сениң сөзлириңни йәткүзгәндин бери, у хәлқиңгә техиму зулум салидиған болди. Амма Сән уларни һәргиз қутқузмидиң! — деди.